• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 03 Желтоқсан, 2020

«Қайратниң җанкөйәрлири»

Бәхтишат СОПИЕВ,
«Уйғур авази»

Һазир ватсапта немә тола, һәрхил топлар тола: «Қериндашлар», «Уруқ-туққанлар», «Адашлар», «Оттуз оғул» вә һаказилар. Һә, Алмутидики “Қайрат” микрорайонидики уйғур җамаәтчилиги тәрипидин тәшкил қилинған «Қайратниң җанкөйәрлири» топиниң паалийити башқа мундақ топлардин тамамән пәриқлиниду. Мәзкүр топниң администратори Роберт Өмәрбақиевниң ейтишичә, улар әмәлий ишқа көпирәк көңүл бөлидекән.
– Мәсилән? – соридим униңдин.
– Пул жиғимиз, өзимизниң бәлгүләнгән бәдилимиз бар, - деди топ рәһбири.
– Жиғилған пулни қандақ мәхсәткә ишлитисиләр?
– Миллитимизниң, жутумизниң хиҗалитигә ишлитимиз. Мәсилән, «Уйғур авази» билән «Азия бүгүн» гезитиға жутумиздики чоңларниң муштири болуши үчүн 100 миңгә аҗраттуқ. Мәлимиздики бир аилигә отун-көмүр елип бәрдуқ.
– Топниң қанчә әзаси бар?
– Әлликтин ошуқ. Уларниң һәммиси мәлимизниң җанкөйәрлири. Шундиму наһайити паалийәтчанлиқ көрситиватқан Әркин Һосманов, Зәйнидин Абдрахманов, Жуманазар Сейилханов, Давлет Хожаев, Тохтахун Митәлипов, Дилшат Қурвансопиев, Расул Шарипов, Тайирҗан Имиров, Радулин Зординов, Әзимҗан Әлаев қатарлиқ жигитләрниң исимлирини атап өтсәм, артуқлуқ қилмайду.
Ғулҗа йолиға йеқин орунлашқан бу мәһәллиниң адәмлири наһайити өм. Һазир карантинға мунасивәтлик “җим йетивалғини» раст. Амма улар һәрқандақ мәйрәмни қуруқ өткүзмәйду. «Яғач базар» дәп нам алған базарда миллий мәйрәмләрни атап өтүшни адәткә айландурди. У йәрдә миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Гүлҗаһан Муратова бәрпа қилған «Баһар» ансамбли, Җаһангәр Илиясовларниң аиләвий ансамбли көпчиликкә арамбәхш дәмләрни һәдийә қилиду. Ейтмақчи, Җаһангәр ака бизниң гезитимизниңму җанкөйәри. У, йешиниң чоңлиғиға қаримай, 300дин ошуқ гезитни мүрисигә артип, өйму-өй тарқитиду. Чүнки бу мәлидә техи почта хизмити йоқ. Амма бу хизмити үчүн Җаһангәр ака һәқ соримайду. Униңға жутниң «рәхмитиниң» өзи йетәрлик. Өткәндә жигитбеши Һашимҗан Арзиев коча жигитбашлирини билән бир топ активист ханим-қизларни жиғип, Җаһангәр акиға сим-костюм кийгүзди.
– Жутумға мениң әмгигимни баһалиғиниға көп рәхмәт. Амма мән бу ишни аброй тепиш яки костюм кийиш үчүн қиливатқиним йоқ. Ана тилимиз, миллий урпи-адәтлиримиз йоқап кәтмисун дегән нийәттә әмәлгә ашуруватимән, –дәйду җанкөйәримиз.
Ақсақалниң бу әмгигини яшларға үлгә қилип көрсәткән Һашимҗан ака жут үчүн отқиму, суғиму киридиған активистларниң исимлирини тилға алди. Улар: Турғанҗан Муһәмәтов, Сабирҗан Манашев, Абдуреһим Искәндәров, Расулҗан Турдахунов, Роберт Өмәрбақиев, Қудрәт Салайдиев, Адилҗан Әмруллаев, Арупҗан Авутов.
Һашимҗан акидин қелишмай жутниң хизмитидә жүргән униң өмүрлүк җүпти Асийәм һәдә болса, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Асийәм Самсақова вә Мукарәм Турғанова, Гүлмира Қурвансопиева, Саламәт Өмәрбақиеваниң исимлирини мәмнунийәт билән тилға алди.
– Мана мошу исми аталған активистлиримизсиз иш пүтмәйду. Уларниң ишини баһалашни билишимиз керәк. Болупму жигитбешиниң жуттики әмгиги зор. Конилар уларни «жут атиси» дәп бекар ейтмиған. Миллий нәширлиримизниң йеқин таянчисиму шулар. Шуңлашқа улар тоғрилиқ биз пәқәт иҗабий пикирдә болимиз, – дәйду Роберт Өмәрбақиев.

Алмута шәһири.

452 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы