• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 03 Желтоқсан, 2020

Жигитбешисиз иш пүтмәйду

Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаев билән болған сөһбитимиз жигитбашлириниң иш- паалийити билән башлинип, ханим-қизлар, анилар, маарип, спорт кеңәшлири әмәлгә ашуруватқан ишларға улашти. Рәис болупму аяқлишиватқан жилда жигитбашлири тәрипидин уюштурулған муһим мәдәний-аммивий чарә-тәдбирләрниң бир қанчисини атап көрсәтти.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Яркәнт тәвәси көпмилләтлик тәвә болуши билән әйнә шу һәрхил милләт вәкиллири әзәлдин бир чаңирақ астида достлуқни туғ қилип, иҗил- инақ яшап келиватиду. Наһийә аһалисиниң турғунлириниң асасини уйғурлар билән қазақлар тәшкил қилиду. Шуниң билән биллә қириқтин ошуқ милләт вәкилиниң мошу диярни маканлап, мустәқил елимизниң ихтисади билән иҗтимаий саһалирини тәрәққий әткүзүш үчүн өз үлүшини қошуватқанлиғини тәкитләш орунлуқ.
Наһийәдә «Қазақ тілі» җәмийәтлик бирләшмиси билән уйғур, славян, туңган этномәдәнийәт мәркәзлири паалийәт елип бариду. Уйғур этномәдәнийәт мәркизи һәққидә гәп қилимизкән, униң тәшкил қилинғанлиғиға 30 жилдин ашти. Яркәнт тәвәси адәмлири хәлқимизниң көпәсирлик мәдәнийитигә, әдәбиятиға, сәнъитигә, нахша-саз, урпи-адәтлиригә вә башқиму қәдриятлириға варислиқ қилип, уларни тәрәққий әткүзүватиду. Бай мираслиримизни тәшвиқат-тәрғибат қилип, йәниму йеңи-йеңи әнъәнилиримизни шәкилләндүрүватиду. Уйғур этномәдәнийәт мәркизи мана мошу җәһәттин көплигән ишларни елип бериватиду десәк, ашуруп ейтқанлиқ әмәс. Мәдәнийәт мәркизи тәшкил қилинған күнидин башлап роһий таянчимизға айланди.
Мәркәз оттуз жил ичидә нурғунлиған ишларни әмәлгә ашурди. Уни бир сөһбәттә яки бир докладта тәкитләп өтүш әсла мүмкин әмәс. Лекин шу нәрсә аянки, Панфилов наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи җумһурийәттә дәсләпкиләрдин болуп тәшкил қилинип, өз низамнамиси асасида иш елип бериватиду. Наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи ишини йолға қойған жутдашларни тилға алимизкән, улар Турғанҗан Розахунов, Асим Қурбанов, Маһмут Закиров, Мәхсүт Қасимов, Еләм Розиев, Равийәм Сайитова вә башқиму исми аталмиған миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири ишниң бешида болуп, нәрғун әмгәк қилди. Әнди мәдәнийәт мәркизини жигирмә жилдәк Реһимҗан Тохтахунов чоң тәшкилий қабилийити билән башқуруп, уни тәдбирчан тиҗарәтчи Дилшат Насировқа өткүзүп бәрди. Өз новитидә Дилшат Насировму пешқәдәмләрни үлгә тутқан һалда нурғунлиған ишларда тәшәббускарлиқ көрсәтти. Узун жиллар йәрлик башқуруш вә маарип саһалирида ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан Ризайдин Әйсаев икки жилдин бери мәркәз рәиси болуп сайлинип, уни риваҗландуруш үчүн биркишилик хизмитини атқуруп келиватиду. Мәркәз йенида ақсақаллар, анилар, ханим-қизлар, маарип, мәтбуат, сәнъәт вә башқиму кеңәшләр тәшкил қилинип, уларниң җанлиқ паалийәт елип бериватқанлиғини мәмнунийәт билән тәкитләш орунлуқ.
Әң алди билән аяқлишиватқан жилда атқурулған ишларға һесават қилимизкән, мошу йәрдә жигитбашлири тәрипидин әһмийити чоң вә келәчәк әвлатларға аманәт қилип қалдуридиған ишларниң әмәлгә ашқанлиғини тәкитлигүм келиду.
Хәлқимизниң классик шаири Билал Назим намида шәһәрдә таза уйғуртиллиқ бир мәктәп билән чоң коча атилиду. Мәктәп йенида әдип намидики коча бойида 1991-жили Билал Назим һәйкилиниң қәд көтирип, униң тәнтәнилик рәвиштә ечилғанлиғи һәммимизниң ядида. Аридин қанчә жил өтмисун, мана шу Билал Назим намидики мәктәп мәмурийити мудир Шеринай Һасанова рәһбәрлигидә муәллимләр билән оқуғучилар һәйкәл әтрапини аватлаштуруп, тазилап, униңға егидарчилиқ қилип кәлди. Лекин шәһәрлик һакимийәт тәрипидин күзәтчилик ишлири қараштурулмиғачқа, униң әтрапи қоршалмиғачқа, муәллимләргә уни кечә-күндүз күзитиш һәм тазилаш мүмкин болмиди. Шуңа кимду-бириниң әхләт төкүп, у яқ, бу яққа өтүш үчүн йол ечип, бир сөз билән ейтқанда, әхләтханиға айландуруватқанлиғи көргән кишини «хәп» дегүзди. Мана мошундақ вақитта наһийә рәһбәрлири дайимла бизгә Яркәнт тәвәсидә яшап, әвлатлириға бай әдәбий мираси қалған улуқ мутәпәккүр шаир намидики җайға хәлқи барда егидарчилиқ қилишни, йәни уни аватлаштурушни тәләпму қилди.
Бу, әлвәттә, һәрбиримиз үчүн чоң җавапкәрлик екәнлигини һис қилған биз җанкөйәрләр билән мәдәнийәт мәркизи бенасида бирнәччә қетим баш қоштуқ. Жигитбашлири билән мәслиһәтләштуқтә, мошу жили әтияз кириши биләнла, униң әтрапини әхләт-чогалардин тазилашқа кириштуқ. Һәйкәл әтрапида истираһәт беғини бәрпа қилип, гүлзарлиқларға айландуруш қарариға кәлдуқ. Жут атилири — жигитбашлириниң һәрқайсиси өз мәһәллисидә чүшәндүрүш, тәшвиқат қилишиниң нәтиҗисидә һәйкәл әтрапиға кишиләр топ-топ болуп келишкә башлиди. Чүнки бу һәрбир миллитимиз вәкилиниң ойида жүргән мәсилә болуп, уни қолға алидиған вақит аллиқачан кәлгән еди. Шуниң үчүнму йеши сәксәндин алқип, тохсәнниң үзини көргән атилар билән анилар, ханим-қизлар биркишилик ярдимини көрситиш үчүн һәйкәл әтрапиға топлашти.
– Ишни немидин башлидуқ, дегәндә әң биринчи әшу 27 жил бурун тикилгән конириған дәл-дәрәқләрни кесип, орниға 50 түп туя вә һәрхил мәнзирилик дәрәқләр көчирилди, – дәйду Ризайдин ака биз билән болған сөһбәттә. – Әҗдатлиримизниң чөл-баяванларға су чиқирип, бағ-варан, гүлзарлиқларни бәрпа қилғини тарихтин мәлумғу. Әнди һәйкәл әтрапини аватлаштурушқа карантин елан қилинған пәйттиму, униң тәләплиригә риайә қилған һалда әтияз вә яз пәслиниң һәрбир күнини ғенимәт билип күч салдуқ. Бу иштин һечким чәттә қалмиди.
Билал Назим һәйкили әтрапиға Алмутидики мәхсус гүл өстүридиған питомниктин 350 түп әтиргүл Маһинур Аюпова билән Тилақиз Мәңсүрованиң тәшәббускарлиғида кәлтүрүлдидә, Йәттису мәһәллисиниң ханим-қизлири билән паалийәтчан анилар уни көчиривәтти. Гүлни олтарғузуш биләнла иш пүтмәйдиғу! Уни күнигә икки вақлиқ суғириш, оташ ишлиридиму ханим-қизлар билән жигитбашлири ярдәмдә болғачқа, гүлләр яз һәм күз пәслидә ечилип, һәйкәл әтрапи әҗайип чирайлиқ мәнзиригә айланди.
Һәйкәл әтрапиға су проводи билән электр йоруғини тартиш ишлириму мәрт-мәрданә жутдашлар тәрипидин әмәлгә ашти. Андин һәйкәлгә баридиған йол асфальтлинип, тротуарлар селинди. Жут дегән жуттә, һәммә иш көпчилик билән қизип кәтти. Жутдашлиримиз Әхмәтҗан Шардинов, Турғанҗан Зайитов билән Әхмәтҗан Һаширов,Турлиғоҗа Қурбанов, Талипҗан Қасимов, Маһмутҗан Имәров, Пәрһат Вайитов, Мәһәмәтҗан Мусаев, ака-ука Алимҗан вә Молутҗан Тохтахуновлар билән башқиму тәдбирчан жутдашларниң һамийлиғида жириғимиз йеқин болди. Шундақла шәһәр вә йезилардики жигитбашлири һәрбир мәһәллә турғунлири өзлиригә һәйкәл әтрапини асфальтлап, таш кесәклирини (брюсчатки) тизип чиқишни һөддисигә алди. Мундақ ишларда наһийәдики баш жигитбеши Азат Гайитов мәһәллиләрдики жигитбашлири билән «бир яқидин - баш, бир йәңдин қол чиқирип», өмлүгини намайиш қилди. Болупму Нуруллам Ваҗитов, Ғлаждин Бақиев, Азат Искәндәров, Ширмәһәмәт Сопиев, Пәрһат Данияров, Аблеким Қурбанов, Абдуһемит Һәмраев, Зәйнавдун Сабитов, Алимҗан Ташмәтов, Рустәм Тайиров, Рәшит Мәхпиров, Нурмәһәмәт Турдиев, Алимҗан Өмүрзақов, Қурванҗан Әмәтов, пәнҗимлик Ясинҗан Тохтахуновлардин чәксиз миннәтдармиз. Умумән, биз бу тизимни йәниму давамлаштурушқа, йәни жут атилириниң миннәтсиз әмгигини атап өтүшкә һәқлиқмиз.
Әнди иккинчи чоң мәсилә - қәбирстанлиқларни рәтләш, аватлаштуруш охшаш соваплиқ ишниң бешидиму жигитбашлири туриду. Шәһәрниң өзидә икки чоң зәраткалиқ бар. Шәһәр мәркизидики қәбирстанлиққа Нуруллам Ваҗитов Яркәнт шәһәрлик һакимийити тәрипидин бәкитиливеди, у 25 жилдин бери бу ишниң һөддисидин шәрәп билән чиқиватиду. Әнди шәһәрниң төвәнки қисмидики қәбирстанлиқни рәтләш, аватлаштуруш ишлирини, йәнә шу шәһәр рәһбәрлиги билән мәслиһәтлишип, Алимҗан Өмүрзақовқа тапшурдуқ. Һәммимизниң баридиған мәңгүлүк маканимиз пакизә, рәтлик болуши керәкқу, ахир. Әҗдатлиримиздин келиватқан бу соваплиқ ишта жутдашлар әшу икки жигитбешиниң рәһбәрлигидә жилиға 3-4 қетим шәнбилик уюштуруватиду. Дәл-дәрәқләрни ақартип, путап, әхләт-чогалдин тазилаш үчүн һәммә сәпәрвәр қилиниватиду.
Үчинчи чоң мәсилә — муштири топлаш. Бу ишта жигитбашлири шәһәр вә йезиларни сентябрь ейи кириши биләнла арилап, тәшвиқат ишлирини елип бериватиду. Йошурушниң һаҗити йоқ, буниңдин үч-төрт жил илгири наһийәдә бирдин-бир рәсмий нәшир «Уйғур авази» гезитиниң муштирилириниң сани үч миң данигә йәтмигән еди. Немә үчүн дегәндә, мән ишни жигитбашлиридин башлидим. Чүнки «һәр мәһәллидә ишәнчә билдүрүп, сайлиған жут атиси — жигитбеши мәһәллисидики һәрбир уйғур аилисигә дурус тәрғип қилса, җәзмән йезилиду» дәп тәләп қилдим. Һәммимизни хәп дегүзидиғини, шәхсән мениң байқиғиним, йәнә шу биз жигитбеши өйүмизгә кирип, гезитқа йезил демигичә күтүп, өйдә олтириш қенимизда бар екән. Әгәр жигитбеши ейтмиса, шу жили муштири болмайдиғанлар сани аз әмәс екән. Шуңа биз йәнә шу жут атилирини һәр мәһәллидә һәр аилигә кирип тәшвиқат қилишини өтүниведуқ, өткән жили наһийәдә гезитимизниң муштирилар сани 3900дин ашти. Бийилму худди шундақ. Шәхсән өзәм, сентябрь ейида «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш бойичә наһийәлик штабниң рәиси Турғанҗан Зайитов билән Қорғастин Көкталғичә бардим. Октябрь, ноябрь айлирида жигитбашлири жут арилап жүрүватиду. Биз әндики һәптидә униң йәкүнини чиқиримиз. Нәтиҗә биз ойлиғандәк болуши лазим. Чүнки наһийә турғунлиринң 40 пайизини миллитимиз вәкиллири тәшкил қилиду. Шундақ екән, өткән жилдин кам болмаслиғи үчүн бар күч-ғәйритимизни сәрип қиливатимиз.
Һәқиқәтәнму Яркәнт тәвәсидә 80гә йеқин жигитбеши паалийәт елип бериватиду. Униң йеримини дегидәк яркәнтлик жигитбашлири тәшкил қилиду. Улар тәрипидин әмәлгә ашурулуватқан ишларниң һәммисини атап өтүш мүмкин болмисиму, лекин таза икки уйғуртиллиқ вә арилаш он үч мәктәпләрдики қаракөзлиримиз контингентиниң сақлинип, өз вақтида Өмәр Муһәммәдийдәк намайәндилиримиз хизмәт қилған, тәшкил қилинғиниға 90 жилдин ошуқ вақит болған Яркәнт гуманитарлиқ техникилиқ колледжидики уйғур бөлүмлириниң йепилип қалмастин паалийитини давамлаштуруватқанлиғи — мана мошу милләтпәрвәрлиримиз әмәлгә ашуруватқан ишлириниң нәтиҗиси.
Елимизниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисидики «Туған жер» лайиһисидики көрсәтмә-вәзипиләрни әмәлгә ашурушта җан-тени билән, кечә-күндүз тинимсиз җан көйдүрүватқан жигитбашлириниң мәхсити — туғулуп өскән йерини, жутдашлирини һөрмәт қилип, уни сөйүшни, қәдирләшни үгитиштин ибарәт. Яркәнтлик жигитбашлири мана шундақ хәлқимизниң ишәнчә-етивариға еришиватқанлиғи билән қәдирлик.

Панфилов наһийәси.
Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт.

352 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы