• Асасий мақалилар
  • 24 Желтоқсан, 2020

Вәзийәт назарәт астида

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Премьер-министр Асқар Маминни қобул қилди.
Президент Премьер-министрниң мәмликәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик әһвал вә иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятниң муһим мәсилилири тоғрилиқ һесавитини тиңшиди.
Һөкүмәт башлиғи мәмликәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик әһвалниң назарәт астида екәнлиги, вирус жуққанлар саниниң бир тәвлүктә 0,4 пайиз өсүватқанлиғи, елимиз бойичә таҗсиман вирусниң көпийиш көрсәткүчиниң 0,9 пайиз екәнлиги тоғрилиқ доклад қилди. Жуқумлуқ ағриқлар ағриқханилириниң 28 пайизида, реанимация бөлүмлириниң 20 пайизида адәмләр давалиниватиду. Һазирқи вақитта COVID-19 инфекциясиниң тарқилиш сүръити бойичә Атырав вилайити «қизил зонида», Қостанай, Ақмола, Павлодар вә Шималий Қазақстан вилайәтлири «сериқ зонида», қалған регионлар «йешил зонида» туруватиду.
Бийил 19-декабрьдин етиварән елимиздә чиқирилған QazCovid-in, вакцинисини клиникилиқ синақтин өткүзүшниң III басқучи башланди. Униң даирисидә үч миң пидаий гражданға әмләткә селиниватиду.
2021-жилниң март ейида Җамбул вилайитиниң Қордай наһийәсидә қувити жилиға 60 миллион доза вакцина чиқиридиған биофармацевтикилиқ завод пайдилинишқа берилиду. Шуниң билән бир вақитта Қариғандида Россияниң «Спутник V» вакцинисини чиқириш санаитини ишқа қошушқа тәйярлиқ көрүш башланди.
Дөләт рәһбиригә шундақла инвестиция җәлип қилиш, регионларни тәрәққий әткүзүш лайиһилирини әмәлгә ашуруш, аһалини иш билән тәминләш, мәмликәт иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң башқиму муһим мәсилилири тоғрилиқ доклад қилинди.

598 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы