• Әдәбият гүлзари
  • 07 Қаңтар, 2021

Қәмә-Қәмбәрниса

 Қәһритан қиш. Қар қелин. Қишлаққа қатнаш қийинлашти. Қәйсәр Қарахан қизиқсиму, қарда қимир қилалмиди. Қозғилалмиғачқа қобул қилған қаплирини қайтурувәтти. Қайтурувәтмисә – қиш қарғу, қизғиму, қериғиму қаримай, қахшитиду.
Қиш Қиңғирқариғайдики Қәмәниң қолини қисқартти. Қешида қишлаватқан қойчи Қасен, Қурман қойлирини қошуп, қилвүдики қишлаққа қарап қозғалғанда, Қәмә қеп қалған. Қәмбәрнисани, қолидики Қутлуқҗанниң қирқисүйини қуйғичә қозғаш қолайсизлиқ қилғачқа, қирдин қопмиди. Қопмиғачқа, қаттиқ қишта қорадики қой-қотанлар қосақтин қийналди.
Қәмбәрниса қишқа қамдиған қиғ, қариғай, қарияғачлирини қалап, қоллири қапарди. Қоллири қапарсиму, қандақ қилсун, қазан қепидин қозғалмайду. Қорунсиму, Қутлуқҗанниң қирқисүйигичә қахланған қеза-қарта, қаймақ, қетиқ, қәнт-қумшекәр, қақ, қурутуп қатурувалған қурутлириниң қалмайватқиниға қисилди. Қишниң қисқилиғи қайсекин, қопаллиғи Қәмбәрнисаниң қәлбини қийниди. Қуяш қопмуғулуқ, қиш қәстән қазақпопузисидин қайтмайду. Қийналсиму, қараңғуда қорқмай, Қутлуқҗанни қалдуруп, қорадики қой-қозиларға қарап, қоналғуға қайтқан қәдирдани Қәмәгә қол-қанатлиқ қилди. Қараңғуда қойларни қашаға қамайду, қоршақтики қозиларни қошиду.
Қелин қумлуқниму, қумлуққа қарши қомучлуқниму қарда қушлар – қирғавуллар, қарғилар, қақирилар, қучқачлар қорған қиливалған. Қәмә қирғавулларға қилтақ қурди. Қариса, қапталда қара қаван қалғанкән, Қәмәни, қилмиш қилип қойғандәк қоғлиди. Қавул Қәмә қолвақсиз қадақ қолидики қошатар қуралини қоллиналмай қелип, қечип қутулди. Қол-аяқлириға қан қетилип, қиру қатқан қапақлири қизарди. Қавандин қачқанда қулақчиси қаяқлардиду қалди. Қолтуғиға қош қирғавул қистуруп қайтқан Қәмәгә қарап, Қәмбәрниса қизиқти. Қиммәтлигиниң қениқ қошма қашлириға Қәмә қенип-қенип қариди. Қапийәсини қамлаштуруп, қошаққа қатти. Қол-қолчә қазан қизитип, қармуч қошуп, қирғавул қордиғини қилишти.
Қутлуқҗанниң қирқисүйигичә қиличини қиниға қистурған қиш қайтти. Қуяш қопуп, қаптал-қирғақлар қурувататти. Қорадики қошқарлар қоғлишип, қоза-оғлақлар қәвәтла қутуришивататти. Қанчә қоғлишип, қутурашсиму, Қәмәниң қарда қалған қоңур қулақчисиниң қарайғинидин қорққандәк қилатти. Қатнаш қайта қелиплашқачқа, Қәмәләрдин қишичә қайғурған Қирғизсайдики қан-қериндашлири қаплирини қош-қошлап қомпайтип, қариғайлиққа қарап қозғилишти.
Қиңғирқариғайға Қәмбәрнисаниң қериндашлириму қатирап, қутлуқ қәдәм қилишти. Қорамлиқ қоғунчиниң қизи Қәмбәрнисаниң қәһритан қиштики қәйсәрлиги қериндашлирини қайил қилди. Қишниң қолайсизлиғиға, қолниң қисқилиғиға қаримай, қазан қайнитилип, Қутлуқҗанниң қирқисүйи қуюлди. Қәмә қиштин қутулғиниға қоңур қашқа қойини қурванлиқ қилди. Қалаймиқанчилиқта қәдирдан қериндашлар, қудилар Қутлуқҗанниң қилиқлириға қақаһлашти. Қизлири қизиқишип, қучақлишип қаравататти...

Минәмҗан АСИМОВ.

444 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы