• Әхбаратлар еқими
  • 07 Қаңтар, 2021

Паспорт вә башқа һөҗҗәтләр қанчә туриду

Бийил елимиздә айлиқ һесап көрсәткүчи өсти. Демәк, муһим һөҗҗәтләрни елиш вә дөләт хизмәтлиридин пайдилиниш үчүн төлинидиған һәқму өсти.

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»

Мәлумки, өткән жили айлиқ һесап көрсәткүчи (АҺК) икки қетим – жил бешида вә апрель ейида, йәни пәвқуладдә әһвал тәртивиниң җарий қилинишиға һәм дуниявий пандемиягә бағлиқ өзгәргән еди.
Әнди бийил 1-январьдин тартип АҺК 2 917 тәңгини тәшкил қилиду. Башқичә ейтқанда, у бәш пайизға көпәйди, демәк, униңға бағлиқ болған барлиқ баж һәққиму шунчилик миқдарда көпийиду.
Мәсилән, 16 яштин тартип берилип, Қазақстанниң барлиқ гражданлири үчүн мәҗбурий болған шәхсий гуванаминиң (кимлик) баһаси бийил 0,2 АҺКни тәшкил қилиду, йәни уни елиш үчүн 583 тәңгә төлиниду. Қошумчә қилимизки, кимликниң күчкә егә қәрәли – 10 жил.
Әнди гражданниң кимлигини гуваландуридиған йәнә бир һөҗҗәт – паспорт. У мәмлмикәтниң ташқирисида ишлитилиду. Йешидин қәтъий нәзәр, өз хаһиши билән берилидиған бу һөҗҗәтниңму күчкә егә қәрәли он жил. Бийил уни рәсмийләштүрүш баһаси сәккиз АҺКни, йәни 23 336 тәңгини тәшкил қилиду.
Паспорт вә кимликни бериш вақти 15 иш күнини өз ичигә алиду. Бу җәриянни қошумчә һәқ төләп чапсанлитишқиму болиду. Бирақ баһа уни алмақчи болған адәмниң яшаватқан региониға бағлиқ. Мәсилән, Нур-Султан, Алмута, Чимкәнт вә Ақтөбә шәһәрлиридә һөҗҗәтни бир күн ичидә елиш үчүн 4 983, үч күндә елиш үчүн 2 752 тәңгә қошумчә һәқ төлиниду.
Вилайәт мәркәзлиридә һөҗҗәтләрни шу баһада һәқ төләп чапсан елишқа болиду, бирақ уни елиш қәрәли тегишлик рәвиштә үч вә бәш иш күнини тәшкил қилиду.
Башқа шәһәрләр билән вилайәтләр наһийәлиридә һөҗҗәтләрни 1 116 тәңгә төләп, чапсанлитилған тәртиптә пәқәт йәттә иш күни ичидә елишқа болиду.
Бу йәрдә шуни қошумчә қилиш әқилгә мувапиқки, кимликни бир ай мабайнида алмиғанлиғи вә қоллиниш қәрәли түгигән кимликни йеңисиға алмаштурмиғанлиғи үчүн униң егиси дәсләп агаһландурулиду.
Әнди бир айдин ошуқ вақит кечиктүрүлгән әһвалда, йәттә АҺК миқдарида, йәни 20 419 тәңгә миқдарида җәриман төләш көздә тутулған.
Бирақ күчкә егә қәрәли өтүп кәткән паспортни алмаштуруш шәрт әмәс. Мәзкүр һөҗҗәт қәрәлиниң өтүп кәткәнлиги үчүн җәриман төләш көздә тутулмиған. Әскә салимизки, кимлик алмаштурулса, күчкә егә қәрәли түгигән паспорт «Гражданлар үчүн һөкүмәт» дөләт корпорациясиниң шөбисигә тапшурулуши шәрт.
Бийил транспорт васитисини һайдиғучи гуванамисини алмақчи болғанлар 1,25 АҺК миқдарида, йәни 3 646 тәңгә баж һәққи төләйду. Шундақла улар гуванамини шунчилик миқдарда һәқ төләп, онлайн-тәртиптә алалайду.
Туғулғанлиғи үчүн берилидиған гуванамигә кәлсәк, биринчи қетим у һәқсиз берилиду. Бирақ уни қайтидин елишқа тоғра кәлсә, у чағда мәлум рәвиштә һәқ төләшкә тоғра келиду.
Бийил хизмәтниң бу түри иккә һәссә қиммәтлиди. Мәсилән, өткән жили униң үчүн 0,5 АҺК (1 389 тәңгә) төләнсә, бийил униң баһаси бир АҺКни, йәни 2 917 тәңгини тәшкил қилиду.
2020-жилда нека гуванамиси үчүн төлинидиған һәқ бир АҺКни – 2 778 тәңгини тәшкил қилатти. Бийил униң үчүн 2 917 тәңгә төлиниду.
Әнди әр-аял аҗрашқанда, неканиң бекар қилинғанлиғи тоғрилиқ гуванамә баһаси мәлум әһвалларға бағлиқ болиду.
Мәсилән, әр-аялниң һәр иккиси неканиң бекар қилинишини халиса вә арида балағәткә йәтмигән балилар болмиса, у чағда икки АҺК миқдарида, йәни 5 834 тәңгә, нека сот қарари билән бекар қилинса, 1,5 АҺК миқдарида, йәни 4 375 тәңгә, әнди әгәр әр яки аял хәвәрсиз жүтүп кәткән, лаяқәтсиз яки үч жилдин ошуқ қәрәлгә сотланған болса, 0,1 АҺК миқдарида, йәни 291,7 тәңгә баж төлиниду.
Шуни әстә тутуш лазимки, бу хизмәтләрниң нурғун қисмини онлайн-тәртиптә елишқа болиду. Шуниң үчүн электронлуқ рәқәмлик имзаниң (ЭЦП) болуши тәләп қилиниду.

463 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы