• Йеңилиқлар
  • 07 Қаңтар, 2021

Пенсия вә ярдәм пули өсти

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»

Бийил жил бешидин тартип Қазақстанда пенсия вә дөләт бюджетидин төлинидиған ярдәм пули өсти.
Мәсилән, йеши вә бәлгүлүк муддәт хизмәт қилғанлиғи үчүн бәлгүлинидиған пенсия йәттә пайиз өсиду.
Әнди маддий ярдәмгә кәлсәк, елимиздә уни төләм мәнбәлири бойичә шәртлик рәвиштә иҗтимаий тәләмләр вә дөләт ярдәм пули дәп иккигә бөлүшкә болиду.
Иҗтимаий төләм Дөләт иҗтимаий ғәмсизләндүрүш фондидин төлиниду. У рәсмий киримгә егә гражданларға төлиниду вә шуниң асасида һесаплиниду. Башқичә ейтқанда, иҗтимаий төләмләр чоң өзгиришләргә бағлиқ әмәс.
Әнди рәсмий киримгә егә әмәс гражданлар мәлум әһвалларда, йәни балини бир яшқичә беқип-күткәнлиги үчүн, баққучисидин айрилған вә накалиқ топини алған әһвалларда дөләт бюджетидин ярдәм пули елиш һоқуқиға егә.
Накалиқ бойичә вә баққучисидин айрилған әһвалда төлинидиған ярдәм пули яшаш минимуминиң миқдариға бағлиқ болиду. Мошу жилниң бешидин тартип бу көрсәткүч бәш пайиз, йәни 32 668 тәңгидин 34 302 тәңгигичә өсти. Нәтиҗидә дөләттин берилидиған шундақ ярдәм пули миқдариму көпийиду.
Әнди дөләт бюджетидин балилиқ аилиләргә төлинидиған ярдәм пулиниң миқдари айлиқ һесап көрсәткүчигә бағлиқтур. Мәлумки, бийил АҺК бәш пайиз, йәни 2 917 тәңгигичә көпәйди.
Елимиздә нака адәмләргә төлинидиған дөләт ярдәм пули уларниң накалиқ топиға бағлиқ болиду.
Мәсилән, барлиқ топтики нака балилар 16 яшқичә яшаш минимуминиң (ЯМ) 1,4 қисмини алиду. Бу төләм миқдари 2021-жили 2 287 тәңгигә көпийип, 48 023 тәңгини тәшкил қилиду.
Балилиқ вақтидин тартип нака 16 яш вә униңдин чоң биринчи топтики накалар үчүн 1,92 ЯМ, йәни 65 860 тәңгә төлиниду. Бу, өткән жилдикигә қариғанда, 3 137 тәңгә ошуқ. Иккинчи топтикиләргә 1,59 ЯМ яки 54 541 тәңгә төлиниду. Униң миқдари 2 598 тәңгигә өскән. Үчинчи топтикиләр 1,2 ЯМ, йәни 41 163 тәңгә миқдарида ярдәм пули алиду. Бу, өткән жилдикигә қариғанда, 1 961 тәңгә көп.
Чоң яштики биринчи топ накалири бийил һәр айда 1,92 ЯМ, йәни 65 860, иккинчи топтикиләр 1,53 ЯМ, йәни 52 483, үчинчи топтикиләр 1,04, йәни 35 675 миң тәңгә ярдәм пули алидиған болиду. Бийил уларға төлинидиған ярдәм пулиниң миқдари тегишлик рәвиштә 3 137, 2 500 вә 1 700 тәңгә көпәйди.
Әнди баққучисидин айрилғанларға төлинидиған ярдәм пулиға кәлсәк, әгәр вапат болған баққучи рәсмий иш һәққи алмиған болса, униң қаримиғида болғанлар (беқиндилар) дөләт ярдәм пулиға үмүт қилалайду. Уларниң қатариға пәқәт балиларла әмәс, бәлки вапат болғучи қанунға мувапиқ беқип-күтүши шәрт болған ата-анилар, әр-аяллар вә башқа уруқ-туққанлири кириши мүмкин.
Дөләт ярдәм пулиниң миқдариму шуларниң саниға бағлиқ. Бир вапат болған баққучиниң қаримиғидики әмгәккә лайиқ әмәс барлиқ уруқ-туққанларға пәқәт бирла ярдәм пули төлиниду.
Мәсилән, әгәр баққучи вапат болғандин кейин бир беқинди қалған болса, униңға ярдәм пули сүпитидә 0,86 ЯМ төлиниду. 2021-жилда у 1 405 тәңгигә көпийип, 29 500 тәңгини тәшкил қилди. Әнди аилиниң икки әзаси ярдәмсиз қалса, уларға 1,49 ЯМ – 51 110 тәңгә төлиниду. Бу өткән жилдикидин 2 434 тәңгә ошуқ. Үч адәм қалса, 1,85 ЯМ, йәни 63 459 тәңгә төлиниду. бу миқдар бултуқидин 3 023 тәңгә көп. Төрт адәм ярдәмсиз қалса, төлинидиған ахча 1,96 ЯМ, йәни 67 232 тәңгә миқдарида болуп, у 3 202 тәңгигә көпәйгән. Әнди бәш адәм қалса, 2,03 ЯМ, йәни 69 634 тәңгә (3 317 тәңгә өскән), алтә адәм қалса, 2, 11 ЯМ, йәни 72 378 тәңгә төлинип, өткән жил билән селиштурғанда, пәриқ 3 448 тәңгини тәшкил қилиду. Башқичә ейтқанда, айлиқ төләм АҺК охшаш бәш пайизға көпәйгән.

732 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы