• Инкас
  • 07 Қаңтар, 2021

Яшларни илһамландуриду

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң “Егемен Қазақстан” гезитида йоруқ көргән “Мустәқиллик һәммидин қиммәт” дегән мақалиси һәммимиз үчүн чоң йеңилиқ болди. Президент мәзкүр мақалида Мустәқил дөлитимизниң асасий қәдрийәтлирини ениқ көрситип бәргән.
Биринчи онжиллиқта йеңи Қазақстанниң мустәһкәм һули қурулди. Мошу мустәһкәм һули кейинки тәрәққиятимизниң капалити болди. Мошу жилларда әң муһим ишлар Елбасы Н.Назарабаевниң дана сәясити түпәйли әмәлгә ашурулди. Дөләт башқуруш системиси шәкилләнди, миллий валюта киргүзүлди, Консититуция қобул қилинди вә башқилар. Тәрәққиятимизниң муһим һөҗҗити болған “Қазақстан — 2030” стратегияси қобул қилинди. Әң муһими, елимизниң территорияси ениқлинип, чегарилар бәкитилди. Яшларға оқуш, ишләш үчүн имканийәтләр яритилди. Қабилийәтлик яшлар дунияниң әң чоң алий оқуш орунлирида билим елиш мүмкинчилигигә егә болди.
Мустәқиллигимизниң 30 жили ичидә нурғунлиған ишлар әмәлгә ашурулди. Қазақстан дуния етирап қилған, тәрәққий әткән дөләткә айланди. Дөләт рәһбири өз мақалисида елимиз тәрәққиятиниң төртинчи онжиллиқтики йөнилишлирини ениқ көрситип бәрди. Шуларниң ичидә әң чоң вәзипә — күчлүк дөләт вә риқабәткә қабил милләт болуш вәзиписи. Униң үчүн биз сәясий вә ихтисадий ислаһатларни, җәмийәтлик аң-сәвийәни йүксәлдүрүшни давамлаштуримиз. Мәхситимиз – адил җәмийәт вә нәтиҗидарлиқ дөләт қуруш. Әгәр биз өз ишимизда мошу принципларға риайә қилсақ, һәрқандақ мәхсәткә йетидиғинимиз ениқ.
Президент Қазақстанниң территориясиниң пүтүнлүгигә мунасивәтлик ахирқи вақитларда ейтилған айрим иғвагәрләрниң пикирлиригә қаттиқ рәддийә бәрди. Шуңлашқа мән Президентниң “Тарих билән сәясәтчиләр әмәс, тарихчилар шуғуллиниши керәк” дегән пикирни толуқ қоллап-қувәтләймән.

Рустәм ХӘЙРИЕВ,
Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң рәиси, ҚХА әзаси.

 

479 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы