• Инкас
  • 07 Қаңтар, 2021

Тәвәллудлуқ жил яхши йеңилиқ билән башланди

Һәммимизгә мәлумки, 2021-жил елимиздә “Қазақстан Мустәқиллигиниң 30 жиллиғи жили” дәп елан қилинди. Бу жил Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң “Егемен Қазақстан” гезитида “Мустәқиллик һәммидин қиммәт” намлиқ чоң мақалисиниң елан қилиниши билән башланди. Мән мақалиниң сәрләвһисини көргәндила униң актауллиғини вә мәзмунини чүшәндим. Дөләт рәһбири Мустәқилликниң 30 жилини үч басқучқа бөлүп тарихни очуқ язиду, шундақла Қазақстанниң Мустәқиллигини күчәйтиш үчүн һәр үч он жиллиқта қандақ қийин мәсилиләрниң һәл қилинғанлиғини тәкитләйду. Елбасы Нурсултан Назарбаевниң елимиз мустәқиллиги үчүн қошқан төһписини алаһидә ейтиду. Мошу мақалә арқилиқ яшлиримиз, йәни Мустәқиллик тәңтушлири әркинликниң қандақ қийинчилиқлар билән кәлгәнлигини яхши чүшиниду дәп ойлаймән.
Мана мошу үч он жиллиқта наһайити җиддий мәсилиләр һәл қилинди. Чегара вә территория мәсилилири, һакимийәт системиси шәкилләнди, һәрбий күчләр қурулди, чәт әл дөләтлири билән дипломатиялик мунасивәтләр орнитилди. Елимизниң ихтисадий ихтидари вә позицияси күчәйди. Сәясий вә ихтисадий ислаһатләр билән биллә мәнивий тәрәққиятқиму алаһидә көңүл бөлүнди. Дуканлар тәкчилиридә озуқ-түлүк пәйда болди, сүпәтлик билим елишқа йол ечилди, медицина тәрәққий әтти вә һаказилар. Яш дөләт үчүн әйнә шундақ ишларни әмәлгә ашуруш қанчилик қийин болғанлиғини көз алдимизға кәлтүрүш тәс әмәс.
Келәр жили Йәр кодексидики айрим бапларға киргүзүлгән мораторий муддити аяқлишиду. Президентниң йеза егилиги йәрлирини айлинимға киргүзүш, хәлиқ мәнпийити үчүн пайдилиниш пикри наһайити орунлуқ. Буниң үчүн мәхсус комиссия қурулидиған болди. Шәхсән өзәм йеза егилиги ишлири билән шуғуллинидиған тиҗарәтчиләр һәм деханлар билән һәмкарлиқта ишләватқан тиҗарәтчи болғанлиқтин, төртинчи онжиллиқниң бешида мошундақ тәрәққият йөнилишини тоғра дәп һесаплаймән.
Президент илгири “Тәвәллудлуқ жил вә ихтисадий вә сәясий ислаһатлар, рәқәмләштүрүш, балилар вә накалар һоқуқлирини һимайә қилиш, экология мәсилилири шиари астида өтиду” дәп тәкитлигән еди. Буму йеңи он жиллиқниң башлинишиниң яхши хәвири. Дөләт рәһбири өз мақалисида бизниң вәзипимиз елимизни күчлүк дөләт, сағлам пикирлик милләт сүпитидә тәрәққий әткүзүш дәп тәкитлиди. Мустәқилликниң 30 жилиғида биз заманивий тәләпләргә җавап беридиған, риқабәткә қабил бирпүтүн милләтләрниң бирлигини шәкилләндүрүшкә башлаймиз.

Закирҗан КУЗИЕВ,
ҚХА Рәисиниң орунбасари.

 

498 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы