• Инкас
  • 07 Қаңтар, 2021

Төзүмлүккә дәвәт қилиду

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Egemen Qazaqstan» гезитида елан қилинған «Мустәқиллик һәммидин қиммәт» сәрләвһилик программилиқ мақалиси елимизниң бесип өткән оттуз жил ичидә еришкән утуқ-муваппәқийәтлирила әмәс, парлақ келәчиги тоғрилиқ мупәссәл тәһлил қилғанлиғи биләнму оқурмәнгә ой селип, милләткә йөнилиш бериду. Шуңлашқа ушбу баһалиқ һөҗҗәтни бүгүнки йәткән пәллимизни көрситидиған, келәчәккә йөнилиш беридиған, җәмийәт қәдрийәтлирини әқил-парасәт таразисида өлчигән, милләтни дәвраңвазлиққа әмәс, төзүмлүккә дәвәт қилған мақалә дейишкә толуқ асас бар.
Тәкитләш керәкки, аридин өткән оттуз жил җәриянида мустәқил Қазақстан дөлити зор муваппәқийәтләргә қол йәткүзди. Бу тоғрилиқ мақалида әтраплиқ қәйт қилинған. Шуниң билән биллә, келәчәктә зиммимизгә жүклинидиған вәзипә — қудрәтлик һәм қувәтлик мәмликәтниң егиси һәм камаләткә йәткән хәлиқ, парасәтлик милләт болуш екәнлигини, униң үчүн милләтниң йеңи турмуш-тәризини шәкилләндүрүш лазимлиғини ядимизға салиду. Мустәқилликниң мәңгүлүк әңгүштәри — бепаян йеримиз, муқәддәс тилимиз вә иҗил-инақлиғимизни көзүмизниң қаричуғидәк сақлашқа чақириду.
Тарихини чоңқур билгән, йилтиз тартип, ибрәт алған милләт мустәқилликниң қәдрини яхши чүшиниду. Бу җәһәттин елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Мәдени мұра», «Рухани жаңғыру» кәби комплекслиқ программилар түзүш арқилиқ тарихий аң-сәвийәмизни йеңилашқа мәнивий асас, һөҗҗәтлик бай фонд қуруп, һәрхил қиясий чүшәнчиләрдин сәвийәмизни йеңилиғанлиғини қәйт қилған Президентниң тарихчиларға вәтән тарихини йезиш, шуниң арқилиқ әвлатқа чүшинишлик, аддий тил билән өтмүшимизни тәрғип қилиш, бәдиий вә һөҗҗәтлик фильмларни көпәйтиш охшаш тапшурмилар бериши — вақитни созмай һәл қилинишқа тегишлик актуал мәсилә екәнлиги аян. Ачарчилиқ, тәқипләш қурванлирини толуқ ақлаш, тизимини түзүш, һәқиқәтни әслигә кәлтүрүш — әркинлик-азатлиқ йолида шеһит болғанларниң роһи алдидики өтәлмигән пәриз.
Һәқиқәтәнму, бизниң мустәқиллик йолидики тарихимиз миңжиллиқларға улишиду. Йошуридиғини йоқ, шу тарих унтулуп кәтти. Мана мошундақ муһим әһмийәткә егә мәсилигә Президент әтраплиқ тохталди. Биз әркинлик-азатлиқ йолидики тарихимизни билип, уни әтраплиқ чүшиниш арқилиқ мустәқилликниң қанчилик әһмийәтлик екәнлигини чоңқур чүшинәләймиз. Хәлиқкә, өсүп келиватқан әвлатқа мустәқиллик йолидики чоңқур тарихимизни һәрхил кино мәһсулатлири билән йәткүзүш арқилиқ миллий роһни көтиримиз. Миллий роһи үстүн хәлиқ мәңгү яшайду, пәқәт алға қарап интилиду.
Биз мустәқил Қазақстанниң граждини, униң һимайичиси, келәчәк вариси екәнлигимизни чүшинишимиз керәк. Бу — туғулған йәргә дегән муһәббәттин башлинидиған кәңдаирилик, дуниявий дәриҗидә ойлашни билидиған салаһийәтлик һәм парасәтлик шәхсниң иши.

Шаһимәрдан НУРУМОВ,
Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, ҚХА Кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси. 

475 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы