• Әхбаратлар еқими
  • 14 Қаңтар, 2021

Әтивалиқ әвлатниң әтивалиқ аниси

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

“Һәркимгә туғулған жути қәдирлик” дәйдекән. Маңиму ана жутум – Челәк бөләкчила әтивалиқ. Пүткүл өмрүм мошу йезида өтмәктә. Йезимизниң тәрәққиятиға, мәдәнийитигә биркишилик һәссимизни қоштуқ. Һазир дәм елишта жүргән биз, яшанғанлар, вақтимизни бошқа өткүзмәй, жут-җамаәт ишлириға паал арилишип келиватимиз. Болупму «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш пәйтидә жигитбашлириға қол-қанат болуп, йеза аһалисиниң сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авазиға» муштири болушиға өз үлүшимизни қошуватимиз» дегән еди бир учрашқинимизда мәдәнийитимизниң челәклик җанкөйәри, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини Камил Идрисов.
Һели мәрһум Камил ака билән журналистикилиқ паалийитимниң бешида, йәни өткән әсирниң тохсининчи жиллири тонушқан едуқ. Акимиз у чағларда Челәк терә-венерология диспансериниң баш врачи еди. Оттура бойлуқ, ақүзлүк, ақхалатлиқ бу адәмниң үзидин нур йеғип туратти. Шу чағда у «Мәбләғниң тапчиллиғи диспансерда физиобөлмилириниң, лабораторияниң әһвалини яхшилашқа яр бәрмәйду. Бирақ сугакчилиқ қилиш, ақартип, сирлаш, өзимиз әмгәк қиливатқан җайни вә униң әтрапини тазилаш, көчәтләрни олтарғузуш қолумиздин келиду. Диспансерниң таза ички һәм сиртқи қияпити мошу йәрдә ишләватқан медицина хадимлири әмгигиниң нәтиҗиси» дегән еди. Шу чағда мән Камил акиниң пәқәт яхши дохтурла әмәс, бәлки маһир тәшкилатчи һәм уюштурғучи екәнлигигә көз йәткүзгән едим.
Һаятиниң тәңдин-толисини медицина саһасиға сәрип қилған ақхалатлиқ бу адәм алдиға кәлгән һәрқандақ инсанниң муң-муһтаҗини зәң қоюп тиңшап, қолидин кәлгән ярдимини айимайдиған, чоң-кичиккә силиқ-сипайә муамилә қилишни билидиған алий инсан еди.
Мәлумки, һәрқандақ адәмниң иш-паалийитиниң үнүмлүк болуши, униң шәхс ретидә һәртәрәплимә тәрәққий етип йетилиши униң әтрапидики инсанларға интайин зич бағлиқ болиду. Камил ака Идрисов инавәтлик аилидә чоң болди. У өмүрлүк яр таллаштиму интайин тәләйлик болди. У җүпти Айнурәм Низамқизи билән топ-тоғра 50 жил бәхитлик һаят кәчүрди.
Айнурәм Низамқизи – әсли ғәйрәтлик. Дадиси Улуқ Вәтән урушида қаза болған қизни бовиси билән момиси тәрбийиләп чоң қилған. Оттура мәктәптин кейин Алмута һесап-несийә техникумида тәһсил көргән. 1962-жили әмгәк паалийитини Челәк йезисидики аманәт банкида башлиған у яш дохтур Камил Идрисов билән тонушуп, бир жилдин кейин униң билән турмуш қуриду. Жиллар өтүп, билимини мукәммәлләштүрүп, банк башлиғи лавазимиға көтирилиду. Әстаидил хизмити түпәйли һәрхил дәриҗидики мукапатларға еришиду.
Камил Идрисов һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейинму «Нур Отан» партиясиниң паалийитигә, җәмийәтлик ишларға қоюқ арилашти. Унтулған әнъәниләрни, урпи-адәтлиримизни қайта риваҗландуруп, мәдәнийитимизни, сәнъитимизни тәрәққий әткүзүш йолида наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә ярдәмләшти. Әр-аял иккиси нәврилирини уйғур синиплириға берип, көпкә үлгә болди. Муштири топлаш мәвсүмлиридә Камил ака өзигә охшаш бир түркүм милләтпәрвәр ағинә-өңгилири билән коча-кочиларға бөлүнүп, һәрбир өйгә кирип, «Әссаламу әләйкүм! Сиз «Уйғур авазиға» йезилдиңизму?» дәп мураҗиәт қилип, бирдин-бир рәсмий гезитимиз «Уйғур авазиниң» тәвәдики муштирилириниң көпийиши йолида бар күч-ғәйритини сәрип қилди.
Йерим әсир һаятниң «татлиғи» билән «аччиғини» тәң көргән Камил ака билән Айнурәм һәдә төрт пәрзәнт тәрбийиләп, қатарға қошиду. Пәрзәнтлириниң чоңи Сәнәм – китапханичи. Елимизниң Мустәқиллиги күни у қазақстанлиқ Китапханилиқ кеңишиниң «Қазақстанниң Пәхрий китапханичи» бәлгүси билән тәғдирләнди. Аминәм – дефектолог, Селимәм – һәмширә кәсиплирини егилиди. Ялғуз оғли Рустәмму медицина саһасини таллавалди. Һазир у Челәк йезисидики ағриқханида баш дохтурниң орунбасари хизмитини атқурмақта.
Қошумчилаш лазимки, рәһбәрлик хизмәтләрни атқурған әр-аял Камил вә Айнурәм Идрисовлар өйниң тирикчилигини «мону әрниң иши, мону – аялниң» демәй, биллә қилатти. Тамақни биллә етип, һойла-арамни биллә тазилатти. Балиларни биллә жуюндуруп, биллә оқутатти. Һойла-арамни гүлләргә, бағ-варанни мөгә һәм көктатқа толтуруп, сәрәмҗан тутушни яқтуратти. Улар шу жиллири Челәктә тәркип тапқан мәшрәп әһлиниң қатарида болуп, унтулған урпи-адәт, әнъәнилиримизниң тиклиниши йолида тәр төкти. Қизлирини чирайлиқ узитип, оғлини өйлиди.
Аңлисам, бу күнләрдә Айнурәм һәдә һаятиниң 80-баһарини қарши апту. Әпсус, Камил акиға бу күнләрни көрүш несип болмиди. Амма, униң ярқин қияпити яри, бала-чақиси, нәврә вә чәврилири ядида сақланмақта. Әтивалиқ әвлатниң әтивалиқ аниси Айнурәм һәдә һазир Камил ака көрәлмигән яхшилиқларни көрүп, пәрзәнтлири, 12 нәвриси вә 13 чәврисиниң алиқинидин су ичип, бәхтияр һаят кәчүрмәктә. Биз уни тәвәллуди билән тәбрикләп, «жутдашлириңиз, уруқ-туққан, қом-қериндашлириңиз вә әвладиңизниң һөрмәт-еһтирамиға бөлинип, узақ яшаң!» дегүмиз келиду.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

437 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы