• Президент мақалисини оқуғанда
  • 14 Қаңтар, 2021

Дөләт сәяситиниң асасий йөнилишлири

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Мустәқиллик һәммидин қиммәт» намлиқ мақалиси өз елини, дөлитини яхши көргән, униң ярқин келәчигигә интилидиған һәрқандақ инсанниң қәдрийәтлиригә беғишланған. Өзиниң маһийити вә көтирилгән мәсилиләрниң әһмийити җәһәттин у Елбасы салған әнъәниләрниң давамлаштуриду һәм уни мәлум дәриҗидә “Президентниң Мәктүби” дәп қарашқиму болиду. Президент әң муһим мәсилиләр һәққидә аддий вә һәммә чүшинидиған тил билән язиду. Оқурмәнни өз дөлитиниң қедимий өтмүши, бүгүнки күни вә келәчиги һәққидә чоңқур ойға салиду.
Мақалида мустәқил Қазақстан Җумһурийитиниң 30 жил ичидики тәрәққиятиниң йәкүнлири чиқирилған, һәрбир онжиллиқниң утуқлири ениқ көрситилгән. Әлвәттә, 30 жил тарих үчүн бир дәқиқә, әнди әһмийити җәһәттин биз үчүн бир дәвиргә баравәр. Мустәқил Қазақстанниң муһим утуқлири сүпитидә тоталитаризм дәвридә йоқап кетишкә башлиған хәлиққә миллий қәдрийәтләрниң, тилниң, динниң, менталитетниң қайтип келишини көрситиду. Мустәқил тәрәққиятниң асасий утуқлири сүпитидә «өткән вақит ичидә Қазақстан мәғрур дөләт болди» дәп көрситип дуниядики тәрәққий әткән 30 дөләт қатариға киришни мәхсәт қилған «Қазақстан-2050» стратегиясини, «Сүръәтлик индустриялик-инновациялик тәрәққият», «Нурлы жол», «100 ениқ қәдәм» охшаш муһим программиларни қобул қилди. Мошу һөҗҗәтләрдә пәқәт сәясий вә ихтисадий-иҗтимаий ислаһатларғила көңүл бөлүнмәй, шундақла мәнивий тәрәққиятқиму алаһидә диққәт бөлүнди.
Қазақстанниң утуқлирини тәкитләп өткән Президент дөләтниң вә милләтниң паравәнлигини тәминләш үчүн һазирқи вә келәчәк әвлатниң йеңи ховуп-хәтәрләргә тәйяр турушниң муһимлиғини ейтти. Бүгүнки таңдики җиддий әһвал униң сөзиниң һәқлигини дәлиллимәктә. Җиддий мәсилиләр қатарида биологиялик һәм шундақла наһайити ховуплуқ идеологиялик вирусларму тәкитләнгән. Һазирқи пандемияни елимиз пүткүл дуния билән биллә баштин кәчүрмәктә, амма аләмшумуллаштурушқа вә униң ақивәтлиригә Қазақстан өзиниң миллий аң-савийәси, мәдәнийити, әнъәнилири билән тақабил туруши лазим.
Президент өз мақалисида өтмүшниң савақлирини үгинишкә вә билим топлашқа алаһидә диққәт бөлгән. Яшлиримиз мустәқилликкә йетиш үчүн чоң әвлатниң қандақ қийинчилиқларни баштин кәчүргәнлигини унтумаслиғи керәк. У «Мустәқиллик – бу тәғдирниң соғиси әмәс» дәп алаһидә қәйт қилиду. Тарихни сақлаш, мәлуматларниң һәқлигини илмий асаста дәлилләш, тарихни толуқ әслигә кәлтүрүш билимлик мутәхәссисләр, болупму тарихчилар зиммисигә жүклиниду. Қ.Тоқаев «...тарих билән сәясәтчиләр әмәс, тарихчилар шуғуллиниши керәк» дәп әң муһим һәқиқәтни алға сүрди. Мениңчә, тарих билән «сәясәтчиләрла әмәс», пәқәт мутәхәссисләр шуғуллиниши лазим. «Тарихий тәтқиқатларни илмий мәвқәдин, шиарвазлиққа берилмәй жүргүзүлүши керәк».
Заманивий қазақстанлиқ тарихий илим-пәни қазақстанлиқларниң тарихий аң-сәвийәсини әслигә кәлтүрүштә муһим төһпә қошуп келиватиду. Бу саһада фундаменталь тәтқиқатлар билән шуғуллиниватқан сабиқ академиялик системидин чиққан илмий-тәтқиқат институтлири карванбеши болмақта. Мошу илмий институтларниң әмгәклири оттура мәктәпләр вә алий оқуш орунлири үчүн дәрисликләрни тәйярлашта асас болмақта. Шуниңға қаримай, тәтқиқатлар йәкүнлирини кәң аммиға тонуштуруш азлиқ қиливатиду. Президент мошу мәсилигиму мақалисида диққәт бөлди.
Мән өзәм ишләватқан Р.Сулейменов намидики шәриқшунаслиқ институти мисалида тохтилип өтүшни тоғра көрдүм. Мәлумки, Шәриқшунаслиқ институти Президент тәкитләп өткән дөләт программилири, шуниң ичидә, «Мәдени мұра» программилирини тәйярлашқа паал қатнашти. Өткән жиллар ичидә мәдәнийәт вә тарих тоғрилиқ көптомлуқ әмгәкләр нәшир қилинди, нурғунлиған мәнбәләр тәрҗимә қилинип, илмий оқурмәнләргә һавалә қилинди. Бу китаплар мутәхәссисләргә тарихий вақиәләргә қайта баһа беришкә, Қазақстанниң уларниң тәрәққиятиға қошқан үлүшини үгинишкә имканийәт яритиду.
Р.Сулейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти йенидики Уйғуршунаслиқ мәркизи өз тәтқиқатлирини қазақстанлиқ шәриқшунаслиқ пәни даирисидә әмәлгә ашуриду. Һазир бизниң мәркәз «Мәркизий Азияниң әқлий тарихи контекстидики Түрк ренессанси (Х — ХVІ)» лайиһисини қолға алди. Лайиһә даирисидә түркләр өз дөләтчилигини вә мәдәнийитини әслигә кәлтүргән тарих дәври тәтқиқ қилиниду. Шәриқтә түрк дәври оттура әсирниң башлирида Мәркизий Азия далалирида түркләрниң, түрк қағанитиниң һөкүмранлиғи күчәйгән, мәдәнийәттә жуқури пәллигә йәткән, түрк тилидики язма ядикарлиқларниң пәйда болған пәйтигә тоғра кәлди. Түрк қағанати гумран болғанда,әрәп мәдәнийитиниң һөкүмранлиғи орниди, барлиқ әсәрләр әрәп яки парс тилида йезилди. Х әсирниң ахирида ХІ әсирниң бешида түрк дөләтчилигиниң умумий йүксилиши дәвридә, йәни М.Қәшқәрий ейтқинидәк, «мусулман цивилизациясиниң кәңлигидә түркләрниң һәрбий йүксилиши» пәйтидә, түркийтиллиқ хәлиқләрдә өз тарихиға, мәдәнийитигә вә әдәбиятиға қизиқиш қайта пәйда болиду. Лайиһиниң мәхсити – түркийтиллиқ хәлиқләрниң бирлишип дөләтләрнила қуруп қоймай, шундақла улуқ мәдәнийәтни бәрпа қилған тарихий дәвиргә диққәт бөлүш вә тәтқиқ қилиш. Әйнә шу мәдәнийәт барлиқ түркийтиллиқ хәлиқләрниң заманивий мәдәнийитиниң мәнбәси болуп һесаплиниду.
Тарихий мавзулар пәқәт илим-пән биләнла көтирилмәслиги керәк. У шундақла кинодиму өз ипадисини тепиши лазим. Бу саһаға әнди тарихий бәдиий вә һөҗҗәтлик фильмларни чүшириш жүклиниватиду. Қазақстан тарихида әйнә шу фильмларға асас болидиған нурғун муһим вақиәләр бар. Бу фильмларда дөләтчилик идеялири, әркинлик үчүн вапат болған тарихий шәхсләр әкис етиши керәк.
Президент өз мақалисида йәргә еһтиятчанлиқ билән мунасивәт қилишқа, яшларни өз йерини сөйүшни үгитишкә алаһидә бөлиду. Йәргә мунасивәтлик бирнәччә стратегиялик әһмийити бар мәсилә бар. Вилайәтләр намлирини өзгәртиш, елимиз территориясидә аһалини тәкши орунлаштуруш, дөләт чегарисини бәкитиш охшаш җиддий мәсилиләр бар.
Дөләт рәһбири елимизни һәрқандақ бала-қазадин сақлап келиватқан бирлигимиз, милләтләрара разимәнлик, течлиқни асасий күчимиз вә байлиғимиз дәп һесаплайду. Әйнә шу байлиқни сақлап қелиш пәқәт дөләт органлириниңла әмәс, шундақла пүткүл җәмийәтниң, һәрбир гражданниң вәзиписидур. Көпмилләтлик дөләттә тил сәясити муһим роль ойнайду. Дөләт тили – елимизниң әң асасий рәмзлириниң бири, бирақ уни пайдилиниш башқа тилларни пайдилинишқа зиян кәлтүрмәслиги керәк. Дөләттә, биринчи новәттә, қанун вә тәртип, инсан һоқуқлири һимайә қилиниши лазим, дәп язиду Президент.
Һазирқи әвлатниң асасий мәхсити «Келәчәк әвлатқа мустәһкәм, ихтисадий җәһәттин күчлүк, мәнавияти жуқури дөләтни тапшуруш вә бәрпакар әвлат тәрбийиләш» дәп алаһидә қәйт қилиду Президент өз мақалисида. Һазир яшлиримиз дунияниң әң яхши университетлирида билим елиш үчүн чәт әлләргә кетип бариду. Улар чоқум қайтип келиду, чәт әлләрдә болса, Қазақстан мәнпийитини һимайә қилиду.
Президент мақалисини «Биз күчлүк мустәқил дөлитимиз биләнла милләт сүпитидә дунияда сақлинип қалимиз. Мошу һәқиқәтни мәккәм тутушимиз керәк. «Мустәқиллик һәммидин қиммәт» дәп жуқарқи роһта аяқлаштуриду.

Рисаләт КӘРИМОВА,
Р.Сулейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти йенидики Уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори.

359 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы