- Әхбаратлар еқими
- 21 Қаңтар, 2021
1-февральда башлиниду
Сешәнбә күни йеңиланған Һөкүмәтниң биринчи мәҗлисидә мәмликәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик вәзийәт қаралди.
Мәҗлистә саламәтликни сақлаш, ички ишлар, әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлири – Алексей Цой, Ерлан Турғумбаев, Аида Балаева, Нур-Султан шәһириниң, Павлодар, Ақмола, Қостанай, Атырав вилайәтлириниң һакимлари – Алтай Көлгинов, Әбылқайир Сқақов, Ермек Маржиқпаев, Архимед Мухамбетов, Махамбет Досмухамбетов доклад билән сөзгә чиқти.
Докладларда тәкитлинишичә, һазирқи вақитта Covid-19 инфекциясиниң тарқилиш сүръити бойичә җумһурийәтниң алтә региони –Ақмола, Атырав, Қостанай, Павлодар, Шималий Қазақстан вилайәтлири вә Нур-Султан шәһири – «қизил зонида» туруватиду. «Йешил зонида» – Ғәрбий Қазақстан, Алмута вә Қарағанда вилайәтлири. Җумһурийәт бойичә вирусниң көпийиши –1,1. Клиникилардики жуқумлуқ ағриқлар бөлүмлири 32 пайиз, җанландуруш бөлүмлири 23 пайиз толуқтурулған.
Елимиздә ишләпчиқирилған QazCovid-in вакциниси клиникилиқ синақларниң үчинчи басқучидин өтүватиду (алдин-ала нәтиҗидарлиқ – 96 пайиз). «Спутник V» вакцинисиниң сүпити тәкшүрүлмәктә. GMP үлгисидики вакцина чиқириш бойичә биология-фармакология заводиниң қурулуши жүргүзүлүватиду.
Һөкүмәт рәһбири Саламәтликни сақлаш министрлигигә һакимлиқлар билән бирликтә медицина тәшкилатлириниң 1-февральдин етиварән аһалиға «Спутник V» вакцинисини аммивий селишни башлашқа тәйяр болушини тәминләшни тапшурди.
Премьер-министр шундақла регионлар һакимлириға эпидемиологиялик вәзийәт начарлашқан әһвалда алдин-ала чәклимә чарилирини тәйярлашни, аһалиниң вә бизнес субъектлириниң бәлгүләнгән санитарлиқ нормиларға қәтъий әмәл қилишини тәминләшни, бир һәптилик қәрәлдә айрим сақлиниш васитилири вә стационарларда һәм дәсләпки медицина-санитарлиқ тәшкилатларда ковидқа қарши дора-дәрмәкләр запасини тәкшүрүшни тапшурди. Ички ишлар министрлигигә һакимлиқлар билән бирликтә мониторинг топлириниң ишини күчәйтиш, Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги билән бирликтә чүшәндүрүш ишлирини күчәйтиш тапшурулди.
483 рет
көрсетілді33
пікір