• Муәллим һәққидә сөз
  • 21 Қаңтар, 2021

Һаят мәзмуни сөйүмлүк кәспидә

Тәбиитидин кичикпейил, чирайидин сәмимийлик йеғип туридиған бу кишини мәһәллидики жутдарчилиқ ишлирида пат-патла көрүп туримән. Қачанла көрмәй, мүҗәз-хулқи һеч өзгәрмәйдиған, көпчилик алдида өзини бирхил тутушни билидиған, кишиләргә болған мунасивити сәмимий, артуқ гәп қилип махтинипму кәтмәйдиған бу адәмгә болған һөрмитим техиму ашиду. Униң билән биллә олтирип қалсаң, чоңқур мәзмунлуқ гәп-сөзидин, һаятқа болған көзқараштики пәм-параситидин һөзүр-һалавәт алисән. Һәқиқий устазларға хас хислитигә қайил болуп, апирин ейтисән. «Устаз дегән мошундақ болса» дәп ихтиярсиз мәктәп партисида олтарған күнлириңни әскә алисән.
Мән сөз қалмақчи болған бу киши — Әбәйдуллам Манапов (сүрәттә солдин үчинчи). Әбәйдуллам ака әсли Челәк тәвәсидики «Лавар» дәп атилидиған кичик жутларниң биридә туғулуп өсти. Балилиқ дәври өзи демәтликләр охшаш еғир уруш жиллириға тоғра кәлди. 
Уруштин кейин Әбәйдуллам Лавардики башланғуч мәктәптә оқуди. Илим-пәнгә иштияқи зор болған у андин хошна Қорам йезисидики йәттә жиллиқ мәктәпкә, Челәк йезисидики С.М. Киров намидики оттура мәктәпләргә қиш-язниң иссиқ-соғиға қаримай, қатнап оқуди. Оттура билим алған яш бала әнди өзини бир- икки жил әмгәктә тавлаш мәхситидә Калинин намидики колхозда дәсләпки әмгәк йолиниң дәптиригә из салди.
Колхозда икки жил ишләп, әмгәктә чиниққан Әбәйдуллам 1959-жили Алмутидики Абай намидики Педагогика институтиниң биология-география факультетиға оқушқа чүшти. Оқушни түгитип, икки жил һәрбий хизмәттә болған яш педагог 1965-жили Қаратуруқ сәккиз жиллиқ мәктивидә дәсләп география-биология пәни муәллими, андин илмий мудир хизмәтлиридә болди.
Қаратуруқ сәккиз жиллиқ мәктивидә ишлигән жиллири мошу мәктәп комсомол тәшкилатиниң кативи, башланғуч партия тәшкилатиниң кативи химәтлирини қошумчә атқуриду. Униң шу чағлардики яшлиқ ғәйрити, тәшкилатчанлиқ қабилийити билән адил әмгиги рәһбирий органлар тәрипидин дайим жуқури баһалинип, көпчилик һөрмитигә егә болди. Шу түпәйли жутдашлири уни йәрлик кеңәшкә депутат қилип сайлиди.
Әбәйдуллам мәктәптә муәллимлик қилиш билән биллә, өз йезисидики җәмийәтлик ишларғиму яшлиқ җигәри билән паал арилашти. Йеза комсомол- яшлири арисида тәшвиқат-тәрғибат ишлирини җанлиқ рәвиштә елип берип, уларниң һәр ишта үлгә болушиға, келәчәктә әҗдатлар изини бесип, яхши инсанлар қатаридин орун елишиға зәмин яратти. Шуниң нәтиҗисидә 1968-жили мәзкүр йеза яшлири Қизилорда шәһиридә өткүзүлгән җумһурийәтлик комсомол-яшлар тәшкилатлириниң биринчи слетиға қатнишиш бәхтигә егә болуп, униңда мукапатлиқ орунларға еришти. Буниңда, әлвәттә, әҗайип тәшкилатчи, уюштуруш қабилийити үстүн болған яш устазниң әмгиги алаһидә болди.
Униң мошундақ тәшкилатчанлиқ қабилийитини байқиған Челәк наһийәлик һәрбий комиссариат һәрбий хизмәткә чақирилидиған яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләйдиған җәмийәтлик инструкторлуқ хизмитини қошумчә атқурушқа тәклип қилиду. У бу ишниму көңүлдикидәк атқурушни билди. Униң сүрити наһийәдики үлгилик тәшвиқат-тәрғибатчилар қатарида Челәк наһийәлик партия комитетиниң һөрмәт тахтисидин турақлиқ орун алди.
Һаятта һәрқандақ адәмниң яхши иши, адил әмгиги баһаланмай қалмайду. Әбәйдуллам Манаповниң мошундақ үлгилик иш-паалийити наһийәлик билим бөлүми тәрипидинму жуқури баһалинип, уни наһийәдики чоң мәктәпләрниң бири Маливай оттура мәктивигә мудир қилип әвәтиду.
Маливай оттура мәктивигә мудир болуп кәлгән Әбәйдуллам Манапов алди билән барлиқ күч-ғәйритини оқуғучиларниң пухта билим елишиға қаратти. Мәктәптики муәллимләр арисидики инақлиқни, тәртип-интизамни күчәйтип, уларниң һәртәрәплимә өз билимини көтиришигә имканийәт яритип бәрди. 
Иш қайнимида тавланған полаттәк ирадиси түпәйли, Маливай оттура мәктивини мәктәпләрара мусабиқидә әшу дәсләпки жилила наһийә бойичә үчинчи орунға, кейинки жили иккинчи орунға, андин алдинқи қатарға чиқарди. Шу йосунда Маливай мәктиви аз вақит ичидила наһийә бойичә үлгилик, тирәк мәктиви қатариға қошулди.
Яш мудир мәктәпниң маддий-техникилиқ базисини мустәһкәмләшкиму җиддий көңүл бөлди. Бу ишта «Маяк» тамака совхозиниң мудири Әмәт Зайиров йеқиндин ярдәм берип, синип бөлмилиригә техникилиқ васитиләр билән башқиму җабдуқларни елишқа йетәрлик мәбләғ аҗритип бәрди. Мәктәп толуғи билән кабинетлиқ оқутуш системисиға көчирилди. Мошу жиллар ичидә мәктәптә чәт тили вә рус тили пәнлири бойичә лингофон кабинетлири, ЭВМ-кабинети ишқа қошулди. Оқуғучилар билән хәлиқ педагогикиси йөнилишидә иш елип бериш мәхситидә мәктәптә «Уйғур өйи», «Атамекен» кабинетлири ечилди. Мошу кабинетларда хәлқимизгә тонулған шаир-язғучилиримиз М.Зулпиқаров, С.Моллавудов, Т.Тохтәмов, С.Мәмәтқулов, И.Җәлилов, Җ.Розахунов вә башқиму зиялилар билән учришишлар өткүзүлди. Буниң өзи оқуғучиларниң аң-сәвийәсини йетилдүрүп, һаятқа болған көзқаришини шәкилләндүрүштә чоң роль ойниди. 
Әбәйдуллам Манапов мудир сүпитидә буниң биләнла чәклинип қалмиди. У оқуғучиларниң әмгәк тәрбийисигә, уларнин кәспий мутәхәссислик таллавелишиғиму алаһидә нәзәр ағдурди. Буниң үчүн совхозниң товарлиқ сүт фермисида сеғинчиларни тәйярлайдиған, машина-трактор станциясидә механизаторларни тәйярлайдиған курслар ечилип, уларға оқуғучилар кәң җәлип қилинди. 
Мәктәптә оқуғучиларни әмгәктә тавлаш мәхситидә ишләпчиқириш бригадиси тәшкил қилинди. Е.Оспанкулов, Һ.Баһамов рәһбәрлик қилған мәзкүр бригада әҗайип чоң утуқларни қолға кәлтүрүп, көпжиллиқ иш-тәҗрибиси җумһурийәтлик слетта жуқури баһалинип, биринчи орунни егилиди. Мәктәп «МТЗ-80» белорусь трактори билән мукапатлинип, илғар иш-тәҗрибиси җумһурийәтлик телевизия арқилиқ көрситилди.
Мәктәпниң вә муәллимләр коллективиниң иҗтимаий-ихтисадий шараитини яхшилаш үчүн Әбәйдуллам егилик рәһбәрлиридин өлчүк йәр бөлүп беришни илтимас қилди. Униң бу илтимаси қанаәтләндүрүлүп, мәктәпкә 89 гектар йәр бөлүнүп берилди. Мәзкүр мәйданда мәктәпниң қошумчә егилиги тәшкил қилинди. Бу йәрдә бедә, көмүқонақ, буғдай, көктатлар өстүрүлүп, чүшкән мәбләғ мәктәп ва муәллимләр еһтияҗиға сәрип қилинди. 
Қириқ жилдин ошуқ һаятини яш әвлатқа сапалиқ билим, аңлиқ тәрбийә беришкә сәрип қилған Әбәйдуллам Манапов өзигә жүкләнгән һәрқандақ вәзипә һөддисидин шәрәп билән чиқишни билди. У өз коллективидики муәллимләрниң кәспини, методикилиқ маһаритини ашурушқа, иш-тәҗрибисини бейитишқа көп үлүш қошти. Өз иш җәриянида илғар муәллимләрниң ишини көрситип, У.Бижимбаеваниң СССР маарип әлачиси, Б.Мәхпиров, С.Юнусов, А.Илишев, Я.Харис, И.Искәндәров, О.Өмирбекованиң Қазақстан маарип әлачиси намиға сазавәр болушиға көп күч чиқарди. Өз новитидә униңму көпжиллиқ йемишлик әмгиги жуқури баһалинип, бирнәччә медаль вә пәхрий ярлиқлар билән мукапатланди. 1992-жили Қазақстан Җумһурийитиниң маарип әлачиси намиға сазавәр болди. 
Шуниму алаһидә тәкитләп өтүш керәкки, униң өз пәни, йәни биология пәни бойичә оқутқан оқуғучилири наһийәлик, җумһурийәтлик олимпиадиларға қатнишип, жуқури пәллиләрдин көрүнди. Шагиртлири ичидә муәллимләр, тиббий хадимлар, һәрбийләр, мемарлар, ичкий ишлар бөлүмлириниң хадимлири вә башқа һәрхил кәсип егилири йетилип чиқти. 
Әбәйдуллам Манапов һәқиқий билим беғиниң бағвини болуш билән биллә, қаймиғи бузулмиған инақ аилиниң атиси. Рәпиқиси Айимгүл иккиси бир оғул вә бир қиз тепип, қатарға қошти. Бу күнләрдә Әбәйдуллам билән Айимгүл нәврилириниң қизиғини көрүп, бәхитлик һаят кәчүрмәктә. 
Сәксәнниң даванидин алқиған пешқәдәм устаз Әбәйдуллам Манаповни барлиқ шагиртлири намидин тениға зор саламәтлик, аиләвий бәхит-саадәт вә хатирҗәмлик тиләп, һәрдайим аман болуң устаз, дәймиз.

Нурдөләт МУРАДИЛОВ, 
Қазақстан Журналистлар
иттипақиниң әзаси.

622 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы