• Шеирлар
  • 21 Қаңтар, 2021

Саңа миң бир тәшәккүр, достум, Музәппәр!

Нурәхмәт ӘХМӘТОВ

(Лирикилиқ поэма)

(Пешқәдәм педагог, меценат, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Музәппәр Зайитовқа беғишлаймән).

Мисраларға қачилап сөйүнүш, меһир,
Достум сениң шәниңгә мән яздим шеир.
Милләт үчүн сиңдүргән әҗриң алдида,
Шеир дегән кичик иш, чоң әмәс һечбир.

...Мечит билән мәдрисә салған совап гәп,
Қут кәлтүрәр яңриса, әзән әртиләп.
Вә Аллаһниң рәһмити үзүлүп қалмай,
Бир совапқа көп совап қайтар һәссиләп!

Бирақ мәктәп мечиттин бәкирәк улуқ,
Бала қәлби мәктәптә болғуси нурлуқ.
Мәрипәттин нурланмай өскән көңүлгә,
Аллаһ сөзи Қуръанму қонмайду толуқ!..

Чүнки чөкмәй тәктигә, қуруқ ядлиған,
Боп қалиду көңүлни бошқа алдиған.
Қуръанниң сир-һекмити бетәсвир чәксиз,
Йетәлмәйду мәктәптә тәлим алмиған!..

 ***
Балилиқтин билимән, достум, мән сени,
Өз ғемиңдин көп еди милләтниң ғеми.
Бехәстәлик, бехутлуқ тәбиитиңгә ят,
Вуҗудуңда җош урғач уйғурниң қени...

Ахир арам бәрмиди улуғвар ғайә,
Әгип жүрди һәр җайда болуп бир сайә.
Мәрипәтчи әҗдатлар роһлири қоллап,
Атәш жүрәк әмригә қилдиң риайә.

Җүръәт билән башланди башланмиған иш,
«Шәриқ теңи» жутида миллий тәвриниш.
Тәвринишсиз болғайму?
Болмайду әсла,
Қелип қалмай замандин илгири, бесиш!

Улуқ иш бу, улуқ иш-мәктәп салмақлиқ
Һеч болмиған чоң ишни қолға алмақлиқ.
Улуқ ишниң рояпқа чиқмиғи үчүн,
Лазим болди җан тикип, көйүп, янмақлиқ!..

Пак көңүлдин туғулар изгү тәшәббус,
Тәшәббуссиз қәддимиз болмас равурус.
Тәшәббусқа жут әһли йәкдил үн қатти,
Һәр җәһәттин тоғра һәм көрүшүп дурус.

Авал-ахир болмапту уйғурчә мәктәп,
Синип бару, мәктәп йоқ — бу бәкму сәт гәп.
Дәл пәйтидә қоюлған изгү башланма,
Чоң-кичикниң көңлигә мас кәлгәнди зәп.

Яман гәпму, мәлидә мәктәп ечилса,
Ана тилда мәрипәт нури чечилса?
Яман гәпму, қаракөз оғул-қизларниң,
Ана тилида билим еп, бәхти ечилса?!

Қандақ яхши, билим еп ана тилида,
Бәркамал адәм болуп чиқса елидә.
Қандақ яхши, әҗдатлар роһин хуш қилип,
«Хәлқим!» дегән хуш сезим болса дилида!.. 
***
...Қандақ иш бу, билмәймән, гәр чиқсақ оға,
Чиқип келәр артидин бир маҗра-ғоға.
Әтималим, шундиндур, әтә күнимиз.
Чүшүп қалған шу күндә тавкаға-доға...

Яхшилар жүргән йәрдә, яманларму бар,
Көкләтмәйду яхшини болса ихтияр.
Питнә-пасат, майда гәп яйди кәң қанат,
Мәлә әһли җәм болуп, өткүзсә һашар.

Җаһиллиқ, наданлиққа чүмкәнгәндә аң,
Хәйирлик ишқа адәм боп қалар қашаң.
Аз болмиди арида шәпирәң җанлар,
Вә тилиди атмисун дейишип бу таң...

Һә, бәзиләр жүрүшти «қизиқ» көрүшүп,
Чәт-яқида һәсәтниң «кәйпин» сүрүшүп.
Карван болуп жутдашлар чиқти сәпәргә,
Иштларчу?
Ишт пети қалди һүрүшүп.

Улуқ карван,
Бу карван, мәнзили парлақ,
Һәрнә болсун, мәнзилдин азмиди бирақ.
Жут әһлиниң қәлбидә полат ирадә,
Нусрәт берип һәм Аллаһ, қоллиди һәрвақ.

Әл уюшса, озмиғи әзәлдин бар гәп,
Уюшмиса, һәр җайда өтәр баш чүмкәп.
«Уйғунлишиш», «уюшмақ» — «уйғур» дегәнлик,
Әҗдатларниң сөзи бу, жүрәйли әсләп.
 ***
«Шәриқ теңи» мәлиси әзәлдин чоң жут,
Катта базар йенида, йеғип турар қут.
Лекин мәктәп йоқлуғи дилни қилар ғәш,
Көк асманни басқандәк қап-қара булут.

Бу заманда «мәктәп йоқ» дегән қандақ гәп?
Тапалмайсән мәктәпсиз жутни миң издәп.
Мәктивидә әвлатлар тәлим алмиса,
Қалидиғу әвлатлар тәнтирәп-тенәп.

Мәктәп дегән мечиттәк бәк қутлуқ дәргаһ,
Һәтта «билим беғи», дәп хуш көргән Аллаһ.
Шуңа йетүк пазилни башта көтирип,
Мәктәп көрмәй өскәндин болимиз агаһ...
 ***
Мәктәп селиш мурәккәп, һәмдә назук иш,
Көргән көзгә һәр яқтин керәк зоқ бериш.
Көзгә чүшкән сөгәлдәк боп қалмас үчүн,
Туруш һаҗәт җайида һәтта һәрбир хиш.

Әң мүшкүли, берилгән вақит бәк қисқа,
«Сақаллиқ» боп қалмаслиқ керәк бу ишқа.
Йеңи оқуш жилиға чәмбәрчас һазир,
Болуши шәрт, қурулуш қеп қалмай қишқа.
Сүръәткә сүпәт уйғун болмиғи дәркар,
Чүнки «билим дәргаһи» дегән нами бар.
Һә, билим дәргаһиға һәр җайда, һәрвақ,
Берилиду бизләрдә чоңқур етивар.

Иш бешида сән жүрүп хелидин бери,
Педагог-прораб боп кәтмидиң нери.
Өшнәңгә жүкләп алған гоя тағдәк жүк,
Зиммәңгә чүшкән барчә ишниң еғири...
 ***
Қәд көтәрди мәлидә һәҗәп имарәт,
Көзгә — иллиқ, көңүлгә роһ берәр ғайәт.
Көптин күткән мәктәп бу — уйғур мәктиви.
Достум, изгү арминиң болди иҗавәт!
Кәмтарлиқниң йоли бар, достум, пәхирлән,
Бәк улуқ бир иш қилдиң әқил-пәм билән.
У йеқи Алмута, бу йеқи Яркәнт,
Пәхирләнсәк әрзийду бизләр сән билән!!!

Әтималим, жут аһи Аллаһқа йәтти,
Яхшилиққа яхшилиқ улишип кәтти:
Ташкәнттә қеп қалған Мурат Һәмраев,
Өз жутида қәд руслап, әлни хуш әтти.

Шуни көрүп ғәлити бир ойға паттим:
Жилларара балилиқ чеғим йоқаттим.
Йоқатмиған болсам гәр, әшу мәктәптә
Иккиләнмәй Яркәнттин қатнап оқаттим!..
 ***
Достум, милләт алдида һиммитиң улуқ,
Биз һазирчә қәдирләп кәтмидуқ толуқ.
Раст, арида йоқ әмәс мәрданә җанлар,
Амма сәндәк тәдбирчан, мәрданиси йоқ!

Әндишилик заманда зарлап, қахшимай,
Жил узаттуқ,
Йеңиси ачмақта чирай.
Дилда улуқ ой-арман,
Мәнзилләр узақ,
Сән кәби ақил җанлар һаман бар болғай!!!

279 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы