• Әхбаратлар еқими
  • 28 Қаңтар, 2021

Дилбәр даңлиқ дохтур

Дилбәр Давутова – дохтур, Дружбидики дохтурханиниң дерматолог-диетологи. Даваланғучилар дайим: «Дәрдимизгә дәрман» дәйдиған дохтурлардин. Дадиси Давут дардамтулуқ. Давут – даваз, дехан. Давут-Дүрнәмләр дайим дәстиханлиқ. Дилбәрниң дости Дамирәм — дуканчи. Дамирәм дадиси Дәвләтбәгниң давалиниши давамида Дилбәргә достлашти. Дейишичә, дадисиниң диагнозини дохтурлар дәләлмигән. Дилбәр Давутқа дадисиниң долатилиқ деханлиғини дегән. Деханларниң дарамити Долата-Довунниң даңлиқ далалиридин, дәрәқзарлиқлиридин, дәриясидин дариған. Дохтурлар дәстә-дәстә дориларни дәрманлиқ дегән. Дәрманлиқ дорилиридин даңхорәкму даваланмапту. Диққәтчан дерматолог дәсләп дәртмәнниң диагнозини дәп, дәрһал дориларниң данә-данилирини дуруслиди.
— Диагнози – диабет. Диабетниң даваси — диета, — деди Дилбәр. — Диабетқа доғапму, дала доланилириму дора». 
Дәвримизниң давалаш даирилиридә «дана», дәриҗилик дохтурларниң давалиши давамлашмақта. Дәхиллик дәпсәндичиликтин дәрғәзәплинисән. Дарилфунунларда дәрислирини дурус давамлаштурмиған, дәптәр-дәрисликләр дегәнгә даримиған, дипломлирини дадилири «дуруслиған» дохтурларни демәмсиз? Даваланғучиларға даритип, дәсмийисигә дәндигән. Дәһшәтлиги, дурус давалимай, дарамитини дәхилләндүргини. Даңлиқ дохтурлар дәсләп «даваланмайду» дәп, дағ дәссәткән дәрмансиз Дәвләтбәгни Дилбәр давалиди. Дерматолог Дилбәр дости Дамирәниң дүк дадисини давалиғачқа, дост-дүшмәнниң диққити Дилбәрдә! Дәрвәқә, Дилбәр дохтурлуқ дипломиниң дәрһәқиқәтлигини дәлиллиди. Дохтурхана директори, депутат Дәвир Дөләтов давалаш департаментидики достиға дәп, Дилбәр Даниядә докторантурида дохтурлуқни давамлаштурмақчи. (Дәриҗилик дохтурлар дәй-дәйлишип, Дилбәргә додиланди. Домсарашса домсаришивәрсун!).
Дардамтулуқлар доланлиқлардәк дап-думбақлирини дүкүрлитип, дағдуғилиқ дараңлатсун! Дружбидики дерматолог-диетолог Дилбәр Давутова Дардамтуниң дадил, даңдар дохтури демәкчимән!

 Минәмҗан АСИМОВ.

441 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы