• "Рухани жаңғыру"
  • 28 Қаңтар, 2021

Қоли гүл Гүлминәм

Уйғурлар мәдәнийәткә бай, сәнъәткә вә һүнәргә йеқин хәлиқ. Бенакарлиқ, мемарчилиқ, навайчилиқ, мискәйчилик, зәргарлиқ һәм тикинчилик йеқидин болсун, қолһүнәргә чевәр милләт. Аддийғинә өй селиш, һойла-арамни безәш һәм таам тәйярлаш җәһәттинму пәриқлинип, өзимизгә хас миллий урпи-адәтлиримизни сақлап, риваҗландурушқа алаһидә диққәт бөлиду. Ата-бовилиримиздин мирас қалған әнъәнилиримиз һеликәмгичә әһмийитини йоқатқини йоқ. Башқисини ейтмиғанда, уйғурниң әткәнчейи билән тонур нениниң өзила һәр җайда әтивалиқ...

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

 
 Томурида мана шундақ маһир милләтниң қени аққанлиғидин пәхирлинидиған, милләтпәрвәр инсанлиримизниң бири – таштиқарисулуқ Гүлминәм Тохтаева. Наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң кативи хизмитини атқуруп келиватқан Гүлминәм һәдини яхши тонуймән. «Елим», «хәлқим» дәп пайпетәк болуп жүридиған уни җәмийәтлик ишларниң беши-қешида учритисиз. Мәдәнийәт мәркизиниң паалийитини җанландуруп, гезитимиз муштирилири саниниң көпийши үчүн тәр төкүватқан милләтпәрвәр инсанлиримизниң бири. 
Карантин күчкә киргән пәйттә униң нәвриси Ясмина билән ниқап тикип, мәдәнийәт мәркизи намидин көрситилгән хәйрихаһлиқ паалийити тоғрилиқ гезитимизниң өткән санлирида язған едуқ. Амма биз билидиған Гүлминәм һәдә пәқәт ниқап тикиш билән чәклинип қалмапту. Йәни, миллийлигимизниң һиди тариған йотқан-көрпиләрни тикип, азғинә вақитниң ичидә көплигән херидарлириниң көңлидин чиқип, иссиқ ихласиға бөлинипту. Бу тоғрилиқ көпчиликтин аңлап-билгәндин кейин, қоли гүл һәдимизниң һүнирини көзүмиз билән көрүп, сөһбәтлишиш үчүн Таштиқарисуға қарап йол туттуқ. 
Адәттикидәк, бизни иллиқ тәбәссүми билән күтүвалған Гүлминәм һәдә течлиқ-аманлиқ сорашқандин кейин, тикинчилик ишханисиға башлап кирди. Догиланған йотқан-көрпиләргә, көзниң йеғини йәйдиған биридин-бири чирайлиқ миллий кийимләргә қарап зоқумиз кәлди. Дәрһәқиқәт, уйғур аяллири әзәлдин жип-жиңнигә йеқин. Бирақ бүгүнки җәмийитимиздә Гүлминәм һәдидәк тикинчиликни қамалаштуридиған ханим-қизлиримиз көп әмәс...
– Әслидә йотқан-көрпә тикиш билән бурун-бурундин шуғуллинимән. Бирақ буни сода-сетиқ көзигә айландуруп, тапавәт тепиш һәққидә задила ойлимиған екәнмән. Карантинда тикинчилик қилишни әмәк қилип, жутдашлардин йотқан-көрпигә буйрутма елишқа башлидим. Байқисам, бара-бара херидарлиримниң қатари көпийишкә башлиди. Оқурмәни көпәйсә, язғучиниң сияси қуримиғинидәк, буйрутма бәргүчиләрниң сани көпәйгәнсири мениңму қизиқишим улғийип, қолумдин жип-жиңнәмни ташлимас болдум, — дәп күлди һәдимиз.
 Һәрбир адәм «меғиз» кәби. Меғизниң ичидә - дан, адәмниң ичидә йошурун қабилийәт болиду. Меғизни тиксәң, дәрәқ болуп өсиду. Шуңа, униң қандақ дәрәқ екәнлигини билиш үчүн авал йәргә көмүп, вақти-вақтида су қуюп, пәрвиш қилишиң керәк. Һә, инсан бойидики қабилийәтму шу меғиз кәби әмгәк арқилиқ мевә бериду. Хош, Гүлминәм һәдиниң бойидики талант- қабилийәтни устазлири кичигидин байқиған екән. Жиңнә тутуп, кәштә тоқушни авал мәктәптики Гүлҗаһан устазидин үгәнсә, андин мәхсус тикинчиләрни тәйярлайдиған курсни тамамлиғанлиғини ейтти. Һазир  йотқан-көрпилирини наһийәдин сирт, Яркәнт һәм Алмута шәһәрлиригиму йәткүзүп бериветипту. 
– Худаға шүкри, күндин-күнгә херидарлирим көпәймәктә. Ишим мошундақ алға маңса, қешимға ярдәмчиләрни елип, тикинчилик цехини ечиш арминим бар. Һазир бир өзәм күнигә йоқ дегәндә 4-5 йотқан тикимән. Шуниң билән қатар, тикинчиликни үгәнгүси келидиған бәзи ханим-қизлиримизниң илтимаси билән жуңни жуюп-тазилаш, титиш һәм тикиш бойичә видеодәрисләрниму өткүзүп туримән, – деди Гүлминәм һәдә сөзара. Униң «Қолиға жиңнә алидиған уйғур қизлири көпәйсә» дегән истәк билән чүширилгән видеодәрислирини  торбәтләрдин көрүшиңизгә болиду. 
 Жуқурида тәкитләп өткинимиздәк, Гүлминәм һәдиниң тикинчилик билән шуғуллиништики асасий мәхсити – тапавәт тепиш яки бейивелиш әмәс. Билгинини яш қиз-чоканларға үгитип, ақ ромаллиқ ана-момилиримиз қолидин чүшәрмигән жип-жиңниниң қәдир-қиммитини «заманивий» ханим-қизлиримизниң сәвийәсигә йәткүзүштур. Ейтип өтүш керәкки, йотқан-көрпә билән қатар у, нәвриси Ясминаниң пикир-тәклиплирини асасқа елип, миллий кийим-кечәклиримизниму тикиду. 
Мана шундақ әмгәксөйгүчлүги билән көпгә үлгә болуп келиватқан чевәр тикинчиниң йәнә бир қизиқиши – китап топлаш. Ана тилимизниң келәчиги үчүн көйүнидиған, сөзниң қәдир-қиммитини чүшинидиған, «китап» десә ичкән ешини йәрдә қойидиған Гүлминәм һәдиниң китапларни жиғип келиватқиниға хелә жил бопту. Башта бәзи китапларни пулға сетивалса, кейинирәк жутдишиниң изгү башланмисидин сөйүнгән жутдашлири чедир-қоймилирида топа бесип ятқан китаплирини Гүлминәм һәдигә өткүзүшкә башлапту. Шундақ қилип, бүгүнки таңда униң шәхсий китап фондидики китаплар сани миңға йетипту. Җүмлидин китап оқуғуси кәлгән йеза адәмлири Гүлминәм һәдиниң ишигини қеқип, сарғайған китап бәтлиридин издигинини тапиду. 
Әлвәттә, җәмийәтлик ишларниң тәшәббускари сүпитидә тонулған Гүлминәм һәдә Тохтаеваниң алған мукапатлири нурғун. Лекин бүгүн биз бу тәрипигә анчила тохтилип кәтмәй, уни көпчилик билип кәтмәйдиған йеңи қиридин тонутушқа тириштуқ... 
 

444 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы