• Шеирлар
  • 28 Қаңтар, 2021

Жүрәктә ятқан мисралар

Йеқинда Алмута шәһиридики «Мир» нәшриятидин жутдишимиз, Уйғур наһийәси Ават йезисиниң турғуни, пешқәдәм устаз, талантлиқ қәләм саһиби Қурванҗан Молотовниң «Жүрәктә ятқан мисралар» намлиқ топлими йоруқ көрди. 
   Төвәндә шаирниң мәзкүр топламға киргән бир түркүм шеирлирини диққитиңларға һавалә қиливатимиз. 

Өмүр бу
Мәнзилиңгә йетәлмәй, йә қайрилип кетәлмәй,
Бир орунда қалғандәк өтүватқан өмүр бу.
Мәхсәтләрни пүтәрмәй, арманларни өтәлмәй,
Баш-учиға йетәлмәй жүтүватқан өмүр бу...
Һәмминила қалдуруп, өзи иштик салдуруп,
Матәм сазин чалдуруп кетиватқан өмүр бу...
Һечким қалмас қутулуп, һәммә кетәр тутулуп,
Чиқишму йоқ жулқунуп тетиватқан өмүр бу...

Үзүлмәс үмүт 
Һаяттур деңиз — өзәң бир кемә,
Үзүшни әркин издигән дайим.
Дәхил болушниң қизиғи немә,
Үзсун дедимдә қилмастин вайим.
Шуңа кемәмдин үзүлүп қалдим,
Яндап үзүшкә болмай илаҗәм.
Өзәмни чәксиз муһитқа салдим,
Яшаш йоқ әнди маңа хатирҗәм.
Кемәм үзиду долқунлар йерип,
Һә, мән қирғақта күнүмгә төзмәй,
Арман гүллирин жүримән терип,
Әшу кемидин үмүтүм үзмәй.
Ай вә юлтузлуқ асман астида,
Кемини чайқар һәйвәтлик боран.
Долқунлар уни өрүш қәстидә,
Қайтиши бирла Аллаға аян...

Өмүр пәсли
Тәшналиқта күткән шунчә телинип,
Сазму узақ кәткини йоқ челинип.
Қайтидинла һөкүм сүрди җим-җитлиқ,
Елан қилған сүкүнаттәк билинип.
Баһар кәтти, язму өтти атлишип,
Узақлишип, әслимидәк қатлишип.
Техи күздә көзни хошал қилғанлар
Жирақлашти янмас болуп ятлишип.
Ақ йопуқтәк қар аләмни қаплиди,
Гүлзарлиқта гүлдин изна қалмиди.
Бағда булбул, тағда каккук үни йоқ,
Һәмминила зимистан қиш ялмиди.
Алмишаркән пәсил дегән әшундақ,
Новәтлишип сезим-туйғу һәрқандақ.
Қайтилинар тәбиәттә пәсилләр,
Өмүр пәслиң қайтиланмас зәп шундақ...

Йәлкән 
Һаят долқуни чәткә қақиду,
Йолидин танмай уму ақиду.
«Еқинға қарши үзгән қейиқ» дәп,
Әйипләп уни гуна япиду.
Қейиқ мәҗбурән пәскә сақиду,
Үмүтсиз болуп көккә бақиду.
Яридар болған тилсиз кейиктәк
Йәлкәндин тамчә яшлар ақиду.

Тәбиәткә мураҗиәт
О тәбиәт, немә шунчә гөзәлсән,
Арам берәр бу дилимға өзәңсән.
Анам кәби пәпиләйсән бир иллиқ,
Пәрзәндиңниң йә муңини биләмсән?
Қулақ салғин саңа ейтай сиримни,
Таллавалдим шуңлашқа бир қириңни.
Әшу қирда шамаллириң учарсун
Ичимдики рәнҗишимни, киримни...
Тәғдирдинму, өзәмдинму — сәзмәймән,
Бу сиримни бир өзәңгә сөзләймән.
Бирақ мошу өтүватқан күнләргә
Чидаймәну, һә бәзидә төзмәймән.
Қандақ чидай қариғинә әтрапқа,
Әзизлирим тарап кәтти ян-яққа.
Меһирсирап ялғузлуқта өтәр күн,
Тәлмүрүштә йол тутқанға мән яққа.
Сеғиништа, әнсирәштә жүримән,
Дидар издәп тола хиял сүримән.
Дайим биллә болсам дегән җанларни,
Миң бир әпсус, анда-санда көримән.
Көңүл йеқин дегән билән, бирақта
Жүримизғу көрүшәлмәй жирақта.
Қейиқлирим көк деңизға тарқитип,
Қалғандәкла өзәм ялғуз қирғақта.
Қандақ төзәй мону тәтүр заманға,
Яхши бозәк болуватса яманға.
Қулақ салар адәм барму, қариғин
Һәқиқәтни издәп қилған дәваңға?
Ғувалашти адаләтлик көзлири,
Кекәч болди һәқиқәтниң сөзлири.
Җаллатларчә өлтүрүшүп көңлүңни,
Қази болуп һөкүм қилди өзлири...
Мошу заман һәмминила өзгәртти,
Силиқниму қопал қилип сөзләтти.
Түнүгүнла әл ғемида жүргәнни
Беғәм қилип, пайдисини көзләтти.
Суслашқандәк дост-бурадәр меһриму,
Иллиқ әмәс анчә улар чеһриму.
Сезилиду өткүр болуп кәткәндәк,
Дүшмәнләрниң саңа чачқан қәһриму.
Чүшкәндәкла адәм қәдир-қиммити,
Һәҗәп әрзән баһалинар һиммити.
Сехи қолда қуюп жүргән меһрини
Бехил болуп дилға аяп темитти.
Әй, адәмләр, нәдин шунчә өзгириш,
Қийинлишип кәттиму йә күн көрүш?
Бесилғандәк әнди бираз дәрдимму,
Сәвир болди тәбиәткә сир бөлүш.
О, тәбиәт, сениң йешил гүл-майсәң,
Ойлиримни қилип қойди муҗәссәм.
Пәрзәнт болуп сирлиримни ейтқанда,
Анам болуп, рәхмәт, еқил үгәтсәң!..

Шүкри дегин
Мәнзилигә йетәлмәстин тешиқап,
Йолда ятқан тулпарларни көргәнсән.
Бурда нанға қоли йәтмәй ечиқап,
Хәйир сорап турғанларни көргәнсән.

Сунуп қанат, көккә пәрваз етәлмәс
Йәрдә жүргән қушларниму көргәнсән.
Ойлап көрүп өз һалиңни, бир нәпәс,
Шу күнүңгә миң қат шүкри дегәйсән.

Каккук зари
Кәлтүрүп паһ, көңүлниң бир зоқини,
Несип қипту бесишқа қир-чоққини.
Егизликтә түгәлләшкә бәк асан
Сезимларниң бари яки йоқини.

Дархан дала, толуқ өстәң, сүзүк су,
Авалқидәк җилвә қилип ақиду.
Сериқ чечәк — болуп әркә пәрзәнди,
Меһир билән йәргә левин яқиду.

Асман-пеләк әву егиз чоққилар,
Учи худди тақашқандәк көккила.
Сайрап турған қушлар үни ғәзәлдәк
Бирдә хошал, бирдә муңлуқ тоқилар.

Висал издәп учуп кәткән бир топ қуш,
Дидар тепип хәндан урар көңли хуш.
Зәйнивигә интилған бир каккукла,
Боюн қисип, муңлуқ сайрар, еһ, байқуш...
Яшларға
Җүръәтсизләр турса чәттә-гирвәктә,
Интилған хоп нәқ мәйданға кирмәккә.
Мәрданичә яшаш үчүн һаятта,
Йәргә әмәс, күнгә беқиш керәктә...
Шуңа келәр келәчәкни көзләтким,
Күлүмсирәп илһам билән сөзләтким.
Очуқ асман, дағдам йоллар бар техи,
Үмүт бағла, көзқарашни өзгәрткин...
Ялғуз бешиң арамиға керилмә,
Әйши-ишрәт, вәс-вәсләргә берилмә.
Әл ғемини, һур һаятни көзлигин,
Әшу йолда күрәш қилғин, еринмә.
Өтәр
Минут өтәр, саат өтәр, күн өтәр,
Шу тәхлиттә мүмкин талай жил өтәр.
Әзраилниң ичи пушуп бир күни
Кирип келәр: «Қоллириңни, — дәп, — көтәр!».
Болмас тайлиқ тәхир-муддәт елишқа,
Пара берип йәнә бир жил қелишқа.
Тоғра келәр һесап-чотни чиқармай,
Илаҗисиз алға чүшүп меңишқа.
Дәләлмәйсән: «Мениң ишим қалғанди,
Монуси раст, йә монуси ялғанди.
Көз жумушқа техи вақтим кәлмиди,
Мәңгүлүкниң дорисини салғанди».
Йешип ташлап үстүңдики тонуңни,
Қалдуруп сән бала-чақа, қомуңни,
Тәғдириңгә тән берипла турисән
Тизиң пүкүп, қоштуруп қош қолуңни.
Өттуқму йә бу һаятта сөрүлүп,
Яки жүрдуқ мал-дунияға көмүлүп,
Бәрибирла һаят тари үзүлүп,
Кетимизғу қара йәргә көмүлүп...
Шуниң үчүн, достум, дурус яшап қал,
Әқлиң билән жүригиңгә қулақ сал.
Өзлүгидин кәлмәйдиғу бәхитму,
Күтүп ятмай, әмгәк етип бол һалал.
Қелип һаят дохмушида пүткәндин,
Айлап-жиллап йешил рәңни күткәндин,
Һаят бәзән мәнилик вә көркәмдур
Қизил, сериқ рәңни уруп өткәндин.
Йеқиниңға тирәкчи бол, түврүк бол,
Достлар үчүн өтидиған көрүк бол.
Лекин шуни әстә тутқин, дүшмәнгә
Һәргиз аҗиз көрүнмигин, сүрлүк бол.
Жугачларни бозәк қилар һәммиси,
Келәр худди поңзәк қилип тәпкүси.
Халиғанда тизип қоюп покәйгә,
Халимиса төвән-едән әткүси.
Бәзиләр бар тәшмәй қанни ичиду,
Тиригиңдә кепиниңни пичиду.
«Чаң қағам» дәп қондурсаң гәр бешиңға,
Бешиңда от көйсә жирақ қачиду.
Ақ көңүлни «қара» дәйду чүшәнмәй,
Гуман қилип, раст сөзүңгә ишәнмәй.
Наданлиқта ақ-қариға йәтмәстин,
«Пут-қолуңни, — дәйду, — чирмап-кишәнләй».
Шуңа дәймән: «Яшаш үчүн тиришқин,
Еғирчилиқ кәлсә тинмай челишқин».
Башқа қандақ муһим иш бар адәмгә
Адәмликни мәңгү сақлап қелиштин?
Әслигин
Күн өтмиги кәтти бәкму тәслишип,
Олтиримиз махтинишип, бәслишип.
Келәчәкни реҗилисә бу яшлар,
Өткән күнни жүримиз биз әслишип.
Әсләп өттуқ кәткән яшлиқ күнләрни,
Тәғдим қилған кимләргиду гүлләрни.
Арман билән һаяҗанда кинидуқ
Жирақ қалған, лекин йеқин үнләрни.
Мәйли жиллар қоруқ салсун үзләргә,
Өткән заман қайтилансун сөзләрдә.
Әскә алсақ гүл яшлиқни бир заман,
Илһам оти янидекән көзләрдә.
Қанчә сирлар қалди техи ечилмай,
Чашқа болуп алдимизға чечилмай.
Сир сандуқта қалди талай исимлар,
Қалған үчүн тәғдиримиз четилмай.
Бири кәтти ана жуттин жираққа,
Өкүнмәйду тәғдиригә бирақта.
Қанчилири сеғиниду сиртидин,
Охшитишип жутни өчмәс чираққа.
Әслә достум, әслигин шу күнләрни,
Сәйлә қилип жүргән айдиң түнләрни.
Уруғини үндирәлмәй арзулап,
Пуриғини кинәп жүргән гүлләрни.
Баштин ойлиғин...
Өзи үчүн һәрким сақлиқ, амәт-бәхит тиләйду,
Һечбирсини амма һечким, тәйяр қилип бәрмәйду.
Яхши нийәт, изгү мәхсәт, адил әмгәк болмиса,
Арманлириң сени издәп, орунлинип кәлмәйду...

Кимниң болса махтиғидәк, дурус хулқи-мүҗәзи,
Ибрәт болса, өзгиләргә сағлам һаят тәризи.
Саламәтлик, утуқ-амәт, иззәт-һөрмәт шуларда,
Ада болса әл алдида адимийлик пәризи.

Әң әвзили, өз күнүңни өзәң баштин ойлиғин,
Меһнәт қилип утуққа йәт, әл халиса тойлиғин.
Сән өзәңгә нишан қилған бойсундурар чоққини,
Нәзәриңдин бир пәс һәтта унтуп чәттә қоймиғин.

Билгән дурус өзгиниңму һәм өзәңниң қәдрини,
Тәңпуң қилип тәпәккүриң һәмдә жүрәк әмрини.
Ғалибийәт һәйкилини тәрләр төкүп бәрпа қил,
Йоқлиғичә пушайманда мәғлубийәт қәбрини...

Сорап жүргин сән өзәңниң болмишиңни, кимлигиң,
Тәкәббурлуқ билән һәргиз «Мән!» демә йәр киндигин.
Яхшилиққа интил дайим, ятқа қилма хиянәт,
Дүшминиңгә муш тәңлимәй, достлуқ йолға үндигин.

Булутларни сайә көрүп, мәзә болуп алданма,
Мәнсиви һәм күчи бар дәп наинсапқа ялланма.
Өткүнчидур һәммисила бир күн өтүп кетиду,
Қалдурмастин һәтта саңа әслигидәк ялдама...

Бир тәғдир вә икки һаса
Икки тал һаса таяқтин бөләк,
Бовай момайға йоқмеди йөләк?!
Дегән тәшвиш-ой қийнайду көрсәм,
Қойған таяқни ишиккә йөләп...
Қени балилар бөшүккә бөләп,
Ботлақ қилишип, һарвуда сөрәп,
Өстүргәнлири яшлиқ чеғида,
Талалиқ қилип, қойғини өйләп?!
Қени нәвриләр, һапаш болушуп,
Жүргән қешида дайим олишип?
Әшу чағларда барақсан турған
Гүлистан һойла қапту солушуп.
Момай вә бовай пәқәт өзлири,
Телинип йолға бақар көзлири.
Келип қаларму дегән нийәттә,
Нәвриләр билән оғул-қизлири.
Күлтүк қар қишта тиқип ташлиған,
Язда чөпләрдин йолму ачмиған.
Мискинлик чиқип туриду һойла,
Меһир қуяши нурин чачмиған.

Йөлинип улар һаса таяққа,
Бәрдашлиқ берип келәр һаятқа...

Турнилар
Қайтипсиләр әй, турнилар, төкүп яш,
Ғерип болуп қапту әнди кәң сулар.
Чувулдишип арқаңлардин етип таш,
Үркүттиму диллири ят үнсүрлар?!

Пишип болмай Турпинимниң үзүми, 
Сәпләр түзүп һәҗәп бевақ кәлдиңлар?
Яқмидиму яки ятлар түзүми,
Егисини йәрниң қилған хару-зар? 
Қайтипсиләр көкси-бағриң тоймастин, 
Мәй болғичә Атушумниң әнҗири. 
Қорқуттиму арамиңни қоймастин,
Ишғалчиниң қан биқсиған хәнҗири. 
Артта қапту әзиз жутниң булиғи,
Шалаңлапту ойға селип сепиңлар. 
Ана жутниң бизму парчә-суниғи, 
Дәрдиңларни бөлүшәйли, ейтиңлар...

Өмрүм мәниси
Сәнсиз бу өмүр — қуяшсиз асман,
Тарсиз дутардур үни чиқмиған.
Өмрүмни йәнә қияс қилимән,
Сусиз сәйяһқа уссап-чаңқиған.
Сәнсиз бу өмүр — һиди йоқ гүлдәк,
Ялқунлар өчкән, тәпти йоқ күлдәк.
Сәнсиз бу өмүр өтәмдекин йә
Аққушлирини жүтәргән көлдәк.
Сәнсиз бу өмүр — тузи йоқ аштәк,
Тутуқ көзләрдә қарайған қаштәк.
Сәнсиз бу өмүр — уйқуң кәлгәндә
Ястуқ орниға қоюлған таштәк.
Сәнсиз бу өмүр охшар кор көзгә,
Һекмәттин мәһрум қуруқ бир сөзгә.
Сәнсиз бу өмрүм қияс чирайлиқ, —
Лекин жуқуми — нури йоқ үзгә.
Сәнсиз яшашниң һеч қизиғи йоқ,
Сениң биләнла мениң көңлүм тоқ.
Сениңсиз дилда мәйрәм болмайду,
Өмрүм мәниси, Вәтән, шуни уқ!

Бәхтим үчүн
Йүз өрүлдүм бу кечиму ухлалмай,
Вижданимниң отлирида толғинип.
Муңлуқ бақар деризәмдин йерим ай,
Кәпту йәнә сирдашқили ойғинип.
Өтәр түнләр ай иккимиз сирдишип,
Муңум ейтип, бәзән төкүп көз яшни.
Дәртлиримиз бирдур бизниң — издишип,
Мән — Вәтәнни, Ай бечарә — Қуяшни.
Байқиғиним, ай нуриниң өңи йоқ,
Ғәлитила бир муңларға чөмүлгән.
Нури бардур көйдүргидәк хуни йоқ,
Үмүтлири булутларға көмүлгән.
Һалин ейтип айму маңди ғәрипкә,
Ялтаймастин һармиғачқа издәштин.
Мәнму шундақ интилимән шәриққә,
Һеч қайтмаймән бәхтим үчүн күрәштин!

Ана тилим
Анам сүти билән киргән дилимға,
Ана тилим — мәңгү кәчмәс һәмрайим.
Мәшъәл болуп йол көрситип илимға,
Пана болғин әвлатларға һәрдайим.

Ана тилим — томурумда аққан қан,
Кимлигимни йәр-җаһанға тонитар.
Һечқачанда аҗиз — төвән болмиған,
Келәчәктә болмас дәймән йоли тар!

Йезиғимда ханлар тутқан әлләрни,
Гува аңа тарихчилар хәтлири.
Ташқа ойған нәқил сөз вә ғәзәлни,
Уприталмас тарихларниң дәртлири.

Тилим тирик, демәк, һаят миллитим,
Тәң чамдаймән қалмаймән һәм қатардин.
Ана тилим — түгимәс күч-қувитим,
Тамға мисал айрип берәр ятлардин! 
Ана қәдри
Тиригидә йетиш керәк аниларниң қәдригә,
Нә қиммити қойған гүлниң кейин берип қәбригә.
Олтарғанда гүлни тутқан анаң өйниң төридә,
Хуш болмиғи ялған гәпқу гүлүң пурап гөридә.
Тиригидә шу анаңни күтүвалғин рази қип,
Кәлмәскә у кетип қалса, қайтуруш йоқ һаза қип.
Таразиниң бу йеқида турса әгәр нур анаң,
Басалмисун топлашсиму у йеқиға бар җаһан.
Йоқимисун десә кимки әл алдида қәдрини,
Ақлиғуси бу дунияда анисиниң әҗрини.

Тәңшәлмигән аләм
Мениңчә йоқ инсанлар, пушайманлар йемигән,
«Тәңшәлмигән һаят» дәп бекардинла демигән.
Қачқанларни әгишип — әгәшкәндин қачимиз,
Сөйгәнләрдин әтива бизни яхши көрмигән.

Сиғинғанлар пир тутуп бизни көзгә илмайду,
Сеғинғанлар «аһ» уруп һәтта ойлап қоймайду.
Бизни десә ойланмай отқа, суға чүшкәнләр
Диққәттин сирт қалсиму, бизни дайим қоллайду.

Бу өмүрни бәзидә чүшинипму болмайду,
Һә, шуңлашқа униңға көңүл асан толмайду.
Тәңшәлмигән дуния бу, өз йолуңда маңивәр,
Нийәт таза болсила Аллам өзи оңлайду!.. 
Балилирим
Пәрзәнтләрниң утуқларға йәткини,
Бәзиләрдин қалмай озуп кәткини.
Аллаһ бәргән бәрикәт һәм уларниң
Өзлириниң меһнәт-әҗир әткини.
Дайим шундақ пикир қилип ойлаймән, 
Пәхирлинип, мән уларни қоллаймән.
Амма «шунда үлүшүм бар мениң» дәп,
Бир қизиғи, махтинипму қоймаймән.
Әпсус, улар йоллирида путлашса,
Камчилиқлар мүҗәзидә учрашса.
Мән өзәмни чоң гунакар санаймән,
Амитини гәр қолидин учарса.
Әйипләймән, өзәмни гаһ сөкимән,
Хапа болуп сан хиялға чөкимән.
Хатаримни тапсам болуп хиҗаләт,
Көрүнәлмәй әлгә һәтта мөкимән.
Көтириләр номустин қан бесимим,
Қозғилиду жүригимдә кесилим.
Балиларниң бәхти тенәп қалғини
Ятсам гөрдә — бешимдики кесигим.
Түгәл ада болмиса бар пәризим,
Пәрзәнтлирим алдида шу қәризим...
Шерин чүшләр
Кечә чүшүмдә атамни көрдүм,
Қоллирин тутуп көзүмгә сүрдүм.
Оруқлиғандәк билинди маңа,
Мәңизлиридин қайтилап сөйдүм.
«Қийналмиғансән, немәң кам, балам,
Өйини ясап пүттиму балаң?
Көрүнмәй кәттиң, нәдә жүрисән?
Өзәңни күтүп алмайсән арам», —
Дегини шую, чиқипла кәтти,
Һәш-пәш дегичә кочиға йәтти.
Һәҗәп алдирап кетип қалдекин,
Адәттә узақ гәпләрни дәтти...
***
«Бармекинтаң?» дәп өйидә балам,
Кирип кәптиғу һойламға анам.
Мени көрүпла хуш болуп кәтти,
Екәнсәнғу дәп, ботлиғим аман.
Чекиләп яғлиқ теңиқлиқ беши,
Көзидин тарам ақиду йеши.
Чачлири қара көрүнди маңа,
Амма ақ басқан кирпигу-қеши.
«Җүдәп қапсән, — дәп вайсиди анам. 
Бир йериң яки ағрамду, балам,
Келиним қачан иштин келиду?
Кийинивалдиң неманчә ялаң?
Нәврилиримчу ойнаватамду,
Оқушлирини ойлаватамду.
Қәғишлик қилип, җүптиң иккиңни,
Кәлсә-кәлмәсла қийнаватамду?
«Момаң бәрди» дәп берип қоярсән,
Пешанисидин сөйүп қоярсән.
Түгүнин йешип чашқисин бәрди,
Өзәңгиму дәп, елип қоярсән».
Чүшүм шу йәрдә кәтти үзүлүп,
Таңму қаптекән әнди сүзүлүп.
Күнниң чиқишин күттүмдә, яттим,
Ойлар көлигә узақ чөмүлүп...
***
Ва, мениң егәм, пасибанлирим,
Меһри бир дәрия меһриванлирим.
Издисәм кәлмәс арман боп қалған,
Периштә мисал әзиз җанлирим.
Мениң ғемимдә дуниядин өткән,
Пәпиләп беқип, әзизләп күткән,
Болсичу кашки бирәр рәт тиллап,
Яки бир қетим бешимға түрткән.
Ата-анилиқ меһригә бөләп,
Роһлири һәтта жүриду йөләп.
Арманда әнди хиял сүримән,
Алдимму пәрзәнт пәрзини өтәп?
Ата-анамни күтәлидимму,
Улар қәдригә йетәлидимму.
Балилиримни хошал қилғандәк,
Уларни хурсән етәлидимму?
Ата-анам бар: көрәңлидим мән,
Өзәмчу немә берәлидим мән?
Һадуғи чиққан бала болдумму,
Қанчә әтива көрәлидим мән?
Улар йоқ әнди қайтип кәлмәйду,
Ундақ бәхитни һечким бәрмәйду.
Сеғинип мәрһум ата-анини,
Кинәш һәриси дилни һәрдәйду...
Қериндаш
Тəң тəвритəр жүригиниң тарини,
Төксəң аңа сəн дилиңниң зарини.
Кериндаштин «қарним татлиқ» демəстин,
Бөлүшиду сениң билəн барини.
Атаң билән анаңдин у ялдама,
Өзгиләргә һәвәс қилип алданма. 
Қериндашниң қәдрин пәқәт билмәйду
Виждани йоқ, имани йоқ наданлар.
Қушлар
Қушлар-қушлар, көк асманда пәрвазда,
Хияллирим силәр таман кетиду.
Сайрисаңлар сан хил түрлүк авазда,
Муңлириңлар жүригимгә йетиду.
Силәргә мән охшитимән бәзидә,
Өткән өмүр, кетип барған жилларни.
Балилирим көз алдимға кәлгәндә,
Қияс қилдим нәқ силәргә уларни.
Һәй, қушлирим, егиз учуң һәр заман,
Хәвәрдар боп бириңлардин бириңлар.
Амма әстин чиқармастин һечқачан,
Угаңларни пат-пат йоқлап туруңлар...
Варис сейи
Әҗдадим намидики Варис сейи,
Гөзәлсән жилниң түгәл һәммә ейи.
Бағриңда әркин яйрап қийғитиду,
Жутумниң қоза-мозай, қулун-тейи.
«Әвлия чоққисиға» мүрәң йеқип, 
Ятисән Қиблә таман ойчан беқип.
Булақта сүзүк сүйүң — көз йешиңму,
Һәсрәттин чүшүватқан сайға еқип?
Қозғиди вуҗудумда чоңқур ойлар,
Қириңда һәр ян кәткән чиғир йоллар.
Ғәмләрдин үзгә чүшкән қоруқлардәк,
Ериқлар, из қалдурған қадақ қоллар.
Улуқ сай, муқәддәс сай әвлатларға,
Макани болған қанчә өз-ятларға.
Өмриниң башланмиси өзәң болуп,
Қанчә җан қатқан едиң сән қатарға?!
Қалдурған тоққуз нәврә ялғуз оғлуң,
(Түгүни әшу еди кәлгән ойниң).
Өтүпту бу дуниядин — бириму йоқ,
Бағриңда изи қапту кона өйниң.
Излири хатирә боп сайда қалған,
Өзлири бүгүн мени ойға салған.
Топаңни қолға елип сөйгүм кәлди,
Атамниң киндик қени саңа тамған.
Тарихим гувачиси, Варис сейи,
Атилар биз сеғинған әнди қени?
Көрдиму изин, өзин көрәлмидим
Айлинип Ата макан бүгүн сени,
Хошлишип кәлдимекин демә мени...
Яшаватимән
Натонуш коча, билмигән җайда,
Һаса таяқни жүтирип қойған,
Путлишип яки урулуп тамға,
Корлуқ һаяттин хорлинип тойған
Байқуш қарғуға охшаватимән...
Карвандин тенәп чөлдә қалғанда,
Мингән төгиси қумлуқта өлгән,
Козиси сунуп қолға алғанда,
Чаңқап булақни чүшидә көргән
Тәшна сәйяһтәк қахшаватимән...
Арман үзүлүп, мәнзил көрүнмәй,
Уйқум бузулуп, ойлирим қечип,
Қуяш исситмай, Айму йорутмай,
Достлирим унтуп, дүшминим кечип
Қарғиш тәккәндәк яшаватимән...
Өтмүшни әсләп, терип вә төшәп,
Һаят йолини қайтилап кезип,
Бәхитлик өткән пәйтләрни көшәп,
Пәллигә йеқин кәлгәнни сезип,
Бақидин хәвәр тиңшаватимән...
Сәнсиз өмүр
Тошуп кәтсә дәртлирим, бир өзәңгә ейтаттим.
Сән, өмүрлүк һәмрайим, қәдримгә йетәттиң.
Муңдишишқа зар әнди, бақи болди маканиң,
Ялғузлуқтин зериктим, йениңға хой кетәттим...
Бала-чақа нәвриләр бурунқидәк йенимда.
Сәкпарә боп жүрүшәр дайим мениң ғемимдә.
Чирақ өчти, қараңғу, мусапирмән өйүмдә,
Роһим өлди нә пайда әнди қалған җенимда...
Таразини бир өзәң ялғуз бесип турғанкән,
Бүгүн әнди чүшәндим мени худа урғанкән.
Сениң билән өткән күн маңа баһар, гүл язди,
Сәнсиз қалған өмүрдә күндә шамал, боранкән,
Көзүм әнди нәқ йәтти-мениң шорум қурғанкән...
Җудалиқ
Савақдаштуқ бир партида олтарған,
Гүл яшлиқниң бәтлирин тәң толтарған.
Мәккәм қилип меһримизни чигишип,
Айрилмасқа вәдилишип той қилған.
Йерим әсир һаят жүкин тәң арттуқ,
Күнлиридин җирис қилмай ун тарттуқ.
Төрт пәрзәнтни тәрбийиләп ярамлиқ,
Әл-жутиниң тизимиға биз қаттуқ.

Төрт балимиз сәккиз болди җүплишип,
Қучиғиға пәрзәнт селип түплишип.
Нәвриләрни һәдийә қип бизләргә,
Йилтиз йейип, уч тартишип, көклишип.
Хошаллиқта дәстиханға лиқ толуп,
Биз бәхитлик дейишкәндуқ хуш болуп.
Нәврә беқип, һадуқ алдуқ арам дил,
Зенәт яшқа йетип келип бош болуп.
Аддий күнму мәйрәмләрдәк сезилип,
Вақит өтти мәзмун билән безилип.
Ким билипту пешанәмгә тәғдирниң,
Тәтүр болуп қелишини йезилип,
Җудалиқтин жүрәк қалди езилип...
Билгиним
Атаң өлсә, анаңкән силайдиған бешиңни.
Анаң өлсә, һәмрайиң сүртидекән йешиңни.
Униңдинму айрилип, ичиң дәрткә толғанда,
Бала-чақа, қериндаш чөл қилмаскән қешиңни...
Сәкпарә боп ғемиңдә өтидекән күнлири,
Ойи бирла сениңдә уйқа қачқан түнлири.
Хиҗил болуп чиқиду йетәлмисә йениңға,
Сеғиништин уларниң жиғламсирап үнлири...
Миң бир шүкүр әйләймән балилирим бариға,
Шулар меһри давакән жүрәктики яриға. 
Қанчә қилсун, бирақта басалмаскән, билгиним,
Үзүлгәнниң көйүгин охшап дутар тариға...

Өзәм билән
Шатлиғимға шерик бар,
Дәртлирим өзәм билән.
Болмас екән дәртләрни
Бөлүшүп көргән билән.
Җудалиқниң дәртлири
Һәр җайда өзәм билән.
Еғир екән шәртлири:
Өлүш йоқ өлгән билән...
Тирик өлүп болдум мән
Сандилип жүргән билән.
Бечарә – мән, солдуң — сән,
Қайтмидиң көйгән билән.
Тәң муңуп өтәлмидим
Арзулап сөйгән билән.
Жүрәктин жүтәрмидим
Сөйгиним өлгән билән!..
 

414 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы