• Онлайн-әнҗуман
  • 28 Қаңтар, 2021

«Түрк филологияси: тарихи, бүгүни вә келәчиги»

Йеқинда Қазақстан хәлқи Ассамблеяси вә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи Алимлар кеңишиниң тәшәббуси билән хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди, СССР Педагогика пәнлири академиясиниң мухбир-әзаси, пүткүлиттипақлиқ Ленин комсомоли мукапитиниң лауреати, филология пәнлириниң доктори, профессор, Мурат Һәмраевниң 85 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған «Түрк филологияси: тарихи, бүгүни вә келәчиги» мавзусида онлайн-әнҗуман болуп өтти. Униңға Қазақстан, Қирғизстан, Өзбәкстан вә АҚШтин алим-тәтқиқатчилар, зиялилар, журналистлар, муәллимләр вә ҖУЭМниң башқарма әзалири иштрак қилди. Кәң даиридә өткән ушбу чарә-тәдбиргә ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси, биология пәнлириниң доктори, профессор Мәсимҗан ВЕЛӘМОВ модераторлуқ қилди. 

Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»

Дәсләпки тәбрик сөз новитини алған ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, медицина пәнлириниң намзити Әбәйдуллам Җаппаров, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, ҚХА әзаси Ершат Әсмәтов, ҖУЭМниң иҗраий мудири Зихруллам Қурванбақиев, ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари, ҚХА әзаси Долқунтай Абдухелил бәркамал алим Мурат Һәмраевниң бай илмий-иҗадий мираси, униң уйғурлар һаятидики орни, қалдуруп кәткән илмий әмгәклириниң яш әвлатни тәрбийиләштики ролини алаһидә тәкитлигәч, бүйүк намайәндә һәққидә сәмимий пикирлири билән иллиқ әслимилирини баян қилди вә әнҗуман ишиға утуқ тилиди. 
Онлайн-әнҗуман җәриянида Алмута шәһири М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими, филология пәнлириниң намзити Һакимҗан Һәмраев «Түркийшунаслиқта өчмәс изи қалди», АҚШ «Әркин Азия» радиоси уйғур бөлүминиң баш муһәррири, тарих пәнлириниң доктори, мустәқил тәтқиқатчи Нәбиҗан Турсун «М.Һәмраевниң уйғурларни хәлиқарида тонуштурушқа қошқан төһписи», М. Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивиниң мудири Муһидин Имашев «Алимниң өчмәс мираси мәңгү қәлбимиздә», М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң бөлүм башлиғи, филология пәнлириниң намзити, доцент Төрәли Қыдыр «М.Һәмраев вә классикилиқ түрк шеирийити», Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң доценти, филология пәнлириниң намзити Руслан Арзиев «Алимлар алим һәққидә», ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев «М.Һәмраев яшлар көзқаришида», «Иттипақ» иҗтимаий-сәясий гезитиниң баш муһәррири, философия пәнлириниң намзити  Әкбәрҗан Бавдунов «Қирғизстан уйғур әдәбиятиниң шәкиллиниши, тәрәққияти вә келәчиги», Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти йенидики Уйғуршунаслиқ мәркизиниң йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов «М.Һәмраев әмгәклириниң уйғур әдәбиятини тәтқиқ қилиштики орни», Абай намидики ҚазМПУ Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң чоң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити Шаирәм Баратова, «М.Һәмраевниң уйғур шеирийитиниң тәрәққиятидики төһписи»,  Абылайхан намидики Қазақ хәлиқара мунасивәтләр вә дуния тиллири университети чәт әл филологияси нутуқ тәҗрибиси кафедрисиниң рәһбири Дилфуза Розиева «М.Һәмраевниң әдәбият нәзәрийәсигә қошқан үлүши» мавзулирида доклад қилип, онлайн-әнҗуманниң техиму мәзмунлуқ өтүшигә зәмин яратти.
 Филология пәнлириниң намзити Һакимҗан Һәмраев Мурат Һәмраевниң бесип өткән өмүр сәһипилиригә һәм алимниң әмәлгә ашурған иш-паалийәтлиригә әтраплиқ тохталса, тарих пәнлириниң доктори Нәбиҗан Турсун Мурат Һәмраевниң илмий-иҗадий паалийити бойичә беваситә өзи издинип-тәкшүргән тәтқиқатлиридин қизиқарлиқ мәлуматларни баян қилди. М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивиниң мудири Муһидин Имашев әдәбиятшунас алимниң қалдурған бай һәм бебаһа мираси тоғрилиқ әтраплиқ тохтилип өтти. Тилшунас алим Руслан Арзиев, әдәбиятшунаслиқ пәниниң мәшһур вәкиллириниң истедатлиқ уйғур алимиға бәргән жуқури баһасини ениқ мисаллар арқилиқ көрситип бәрсә, әдәбиятшунас Төрәли Қыдыр Мурат Һәмраевниң түркий шеирийитиниң түзүлүши вә системисиға бағлиқ «арузниң» классикилиқ түркий шеирийитигә көрсәткән тәсиридин вә хәлиқ төртликлиридин башлап, рубаий, ғәзәл охшаш классик әдәбиятниң түрлирини өз ичигә алған һәрхил бәйтлик вә вәзнлик шәкилләрни тәһлил қилиш охшаш умумий нәзәрий хуласиләрдин ташқири, заманивий шеирийәтниң актуал мәсилилиригә хелә диққәт ағдурғанлиғини қәйт қилди. Әдәбиятшунас Рәхмәтҗан Йүсүпов Қазақстан уйғур әдәбиятшунаслиғиниң риваҗлинишида әдәбият мәсилилиригә беғишланған докторлиқ вә намзатлиқ диссертацияләрниң, онлиған монографияләрниң, йүзлигән илмий мақалиларниңму һәл қилғучи роль ойниғанлиғини, әйнә шуниң бешида көрнәклик алим Мурат Һәмраевниң турғанлиғини билдүрди. Алимә вә шаирә Шаирәм Баратова М.Һәмраев әмгәклиридә һәрхил өлчәмдики шеирларниң өзигә хас алаһидиликлири, ритмикиси һәм қапийәвий тәркивигә кәң даиридә тохтилип, йеңичә көзқарашта тәһлил қилғанлиғини һәм шеирийәттә наһайити муһим элементлар екәнлигини, шундақла нәзмий әсәрләрниң нәсир жанридин пәриқ-айримчилиқлирини көрситип бәргәнлигини тәкитлисә, PD доктори Дилфуза Розиева бүйүк алимниң уйғур әдәбияти намайәндилириниң иҗадийитини рустиллиқ аудиториягә тонуштурушқа қошқан салмақлиқ төһписини атап өтти. ҚХА әзаси Рустәм Хәйриев қазақстанлиқ уйғур яшлириниң алимниң илмий-иҗадий паалийитидин хәвәрдар болупла қалмастин, уни өзлиригә үлгә тутидиғанлиғини баян қилди. 
Умумән, алимлар өз докладлирида бүйүк алим Мурат Һәмраевниң көпқирлиқ иҗадийитиниң түрлүк аспектлирини, бәркамал алим мирасиниң мәңгүгә өчмәйдиғанлиғини һәм бүгүнки күндә өз маһийитини йоқатмиғанлиғини, Мурат Һәмраев идеялириниң илим-пәнгә, әдәбиятқа вә башқа саһаларға тәсирини ечип беришкә тиришти. Алимниң илмий әмгәклириниң инсан һаятида, болупму яшларниң илим-пәнгә болған интилишида муһим роль ойнайдиғанлиғини, Мурат Һәмраевтәк бүйүк намайәндилиримизниң һаят-паалийитини чоңқур үгинип, үлгә тутуш —бүгүнки әвлатниң муқәддәс пәрзи екәнлигини алаһидә қәйт қилишти.
Онлайн-әнҗуман давамида сөз новити ҚХА Кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумовқа берилди. Шаһимәрдан Үсәйиноғли өз сөзидә Мурат Һәмраев ХХ әсирдики түркийшунаслиқ илим-пәниниң риваҗлинишиға һәссә қошқан улуқ шәхс екәнлигини, шуңлашқа алимниң исми вә илмий әмгәклири пәқәт уйғур хәлқиниңла әмәс, бәлки пүтүнсүрүк түркийшунаслиқ байлиғиға айланғанлиғини тәкитлиди. У шундақла студент пәйтлиридә устази Һосман Мәмтахуновниң тәкливи билән Ташкәнттин Алмутиға Мурат ака билән учришип, диплом иши тоғрилиқ мәслиһәтлишип қайтқан унтулмас дәқиқилирини бөләкчә һиссият һәм һаяҗанлар илкидә ейтип өтти.
 Андин Шаһимәрдан Үсәйиноғли онлайн-әнҗуманниң нәтиҗилирини чиқирип, мундақ деди:
 — Һәммиңларға мәлумки, өткән жил хәлиқара Абай жили болди. Дунияниң көплигән әллиридә бүйүк әлламаниң иҗадийитигә диққәт ағдурулди. Қазақстан Җумһурийитиниң тәшәббуси вә ЮНЕСКОниң қоллап-қувәтлиши билән дана мутәпәккүрниң 175 жиллиқ тәвәллуди аләмшумул дәриҗидә нишанланди. Улуқ қазақ намайәндисиниң тәвәллудиға беғишланған чарә-тәдбирләрни уюштурушта җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиму чәттә қалғини йоқ. Мәзкүр җәмийәтлик тәшкилатниң йенидики Маарип кеңишиниң уюштуруши билән оқутуш ана тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр оқуғучилири арисида шеирийәт фестивали, ҚУЯБниң тәшәббуси билән студент-яшлар арисида әдәбий кәч вә челенджлар, илмий-әмәлий әнҗуманлар онлайн шәклидә өткүзүлди. Шуниң билән биллә, Алимлар кеңишиниң тәшәббуси вә ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбиси, Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлиги, Абай намидики Қазақ Миллий педагогика университетиниң қоллап-қувәтлиши билән қазақ хәлқиниң мутәпәккүр шаири Абай Қунанбайулыниң 175 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған онлайн-әнҗуман уюштурулди.
Әнди бүгүнки бәркамал алимниң 85 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған онлайн-әнҗуманниму утуқлуқ өтти десәк, болиду. Пурсәттин пайдилинип, уни өткүзүшкә тәшәббускар болған вә уюштурған Алимлар кеңишиниң рәиси Мәсимҗан Веләмовқа вә мәзкүр кеңәшниң үнүмлүк паалийәт елип беришиға паалийәтчанлиқ көрситиватқан алимларға тәшәккүр изһар қилмақчимән. Бүгүнки әнҗуманға тонулған тәтқиқатчи-алимлар қатнишип, мәзмунлуқ докладлар оқуди. Бизниң ишлиримиз җиқ. Шуларниң бири —аталғушунаслиқ мәсилисини кечиктүрмәй қолға елишимиз керәк. Әдәбий тәнқит мәсилисиму әдәбиятшунас алимлиримизниң диққәт нәзәридә болуши лазим. 
 Өзәңларға мәлумки, өткәндә бир топ алимлиримиз уйғур таамлириниң намлирини әслигә кәлтүрүш бойичә ишни аяқлаштуруп, китапни нәширдин чиқарди. Мошуларниң һәммиси - ҖУЭМниң үнүмлүк иш-паалийитиниң нәтиҗиси. Таҗсиман вирус пандемиясигә бағлиқ у китапларниң тонуштуруш мәрасимини өткүзәлмәй келиватимиз. Алла буйриса, йеқин-арида бюро әзалири баш қошуп, өзара мәслиһәтлишип, бийил әмәлгә ашуридиған ишлиримизниң ениқ иш-планини түзимиз. Андин әйнә шу реҗиләнгән ишлиримизни һәммимиз мошундақ бирликтә-өмлүктә әмәлгә ашуримиз. Бирлик, өмлүк бар йәрдә, әлвәттә, бәрикәт болиду. Шуңлашқа бирлишип, бамәслиһәт иш қилғинимиз әвзәл. Сөзүмниң ахирида бүгүнки онлайн-әнҗуман қатнашқучилириға йәнә бир қетим сәмимий миннәтдарлиғимни изһар қилимән. Яхши күнләрдә дидарлашқичә сақ-саламәт болайли!
Онлайн-әнҗуманда әдлийә пәнлириниң доктори, профессор Шаймәрдан Шәрипов, «Ана тилиға һоқуқ — инсанниң айрилмас, асасий һоқуқи» мавзусида доклад қилса, «МИР» нәшриятиниң мудири Әлишер Хәлилов, Мурат Һәмраев тоғрилиқ нәшрияттин чиққан китапларни тонуштурди. Панфилов наһийәси А.Розибақиев намидики Пәнҗим оттура мәктивиниң муәллими Заһидәм Шакирова вә ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбиси Ханим-қизлар кеңиши рәисиниң орунбасари Санийәм Бавдинова мәзкүр чарә-тәдбирни уюштурған шәхсләргә, әнҗуман қатнашқучилириға чәксиз миннәтдарлиғини билдүргәч, «алим тәвәллудиға беғишланған ушбу әнҗуманниң аудио яки видео нусхиси оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләргә әвәтип берилсә», дегән тәклипни оттуриға қойди. 
Шундақ қилип, төрт саат давам қилған мәзкүр әнҗуман пүткүл дунияни чаңгилиға еливалған пандемиягә бағлиқ онлайн шараитта өтсиму, униң иштракчилирида чоңқур тәсират қалдурди. Мошу йәрдә шуниму қәйт қилиш лазимки, ҖУЭМ тәрипидин уюштурулған ушбу онлайн-әнҗуманниң асасий мәхсити — филология пәнлириниң доктори, профессор Мурат Һәмраевниң бай мирасини өсүп келиватқан әвлатлиримизға тәрғип қилиш һәм чүшәндүрүштин ибарәттур. 
 

534 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы