• Асасий мақалилар
  • 28 Қаңтар, 2021

Мәхсәт – пандемияни йеңип, хәлиқниң паравәнлигини ашуруш

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан Җумһурийитиниң кәңәйтилгән мәҗлисини өткүзди.  Мәҗлискә Премьер-Министр, Дөләт кативи, Президент Мәмурийитиниң рәһбири, Һөкүмәт әзалири, вилайәтләр билән Нур-Султан, Алмута, Чимкәнт шәһәрлириниң һакимлири, мәркизий дөләт органлири билән миллий компанияләр рәһбәрлири қатнашти. 

Боһранға қарши чариләргә 6,3 триллион тәңгә хәшләнди
Кәңәйтилгән мәҗлистә Һөкүмәт рәһбири Асқар Мамин өткән жили әмәлгә ашурулған ишлар һәққидә доклад оқуди. У булту пандемия ақитивидин пәйда болған дуниявий ихтисадий боһранға қарши қобул қилинған чариләр Қазақстан ихтисадиниң төвәнлишиниң 2,6 пайизғичә чәкләшкә имканийәт бәргәнлигини тәкитлиди. Товар ишләпчиқириш 2 пайизға, қурулуш – 11,2, йеза егилиги – 5,6, қайта ишләш санаити  3,9 пайизға өскәнлигини қәйт қилди.15,3 миллион квадрат метр турушлуқ өй пайдилинишқа берилди. Қайта ишләш санаитидиму өсүм қолға кәлтүрүлди. Бирақ ОПЕК+ шәртнамисини орунлашқа мунасивәтлик тағ-кан ишләпчиқириш санаитиниң тәрәққияти чәклик болди. Хизмәт көрситиш сектори 5,6 пайизға төвәнлиди. Жиллиқ инфляция 7,5 пайиз болди. Ишсизлиқ 5 пайиз дәриҗисидә сақланди. Бу Иш билән тәминләшниң йол хәритисини вә боһранға қарши қобул қилинған чарә-тәдбирләрниң нәтиҗидарлиқ әмәлгә ашурушниң нәтиҗисидә мүмкин болди. 
Дөләт бюджет кирими трансфертларни һесапқа алмиғанда 9 триллион 751 миллиард (102,7 пайиз) тәңгигә орунланди. Әнди җумһурийәтлик бюджетниң кирими трансфертларни һесаплимиғанда, планиға мунасивәтлик 100,3 пайиз, йәрлик бюджетлар 108 пайиз орунланди. Хәлиқара фонд 94,4 миллиард долларға йәтсә, алтун-валюта фонди 35,7 миллиард доллардин ашти. Миллий фондниң чәтәллик валютидики активи – 58,7 миллиард доллар. Ташқи сода айлиними 11 айда 77, 7 миллиард доллар болди, экспорт – 43,4 миллиард, импорт – 34,4 миллиард доллар. Шуниң ақивитидә ташқи содиниң иҗабий сальдоси 9 миллиард доллар дәриҗисидә сақланди.
“Һөрмәтлик Қасым-Жомарт Кемелулы, Сизниң тапшурмиңиз бойичә боһранға қарши чариләрниң үч комплекслиқ плани қобул қилинип, әмәлгә ашурулди. Бу хәлиқ билән тиҗарәтни қоллаш бойичә чариләр, иҗтимаий-ихтисадий турақлиқни сақлаш бойичә тез чариләр вә ихтисадий өсүмни әслигә кәлтүрүш бойичә комплекслиқ план. Мошуниң нәтиҗисидә 700 миң тиҗарәтчи селиқ йеникчилигини алди. Зиян тартқан саһалардики қәриз алғучиларниң 80 пайизи несийә төләш муддитини кейингә алмаштуруш имтиязидин пайдиланди. Тиҗарәтчиләрниң 40 миңға йеқин лайиһиси мәбләғ билән тәминләнди. Һөкүмәтниң ихтисат вә хәлиқни қоллашқа беғишланған боһранға қарши чариләрниң умумий көләми 6,3 триллион тәңгигә йәтти, бу умумий ички мәһсулатниң 9 пайизини тәшкил қилиду”, – деди Асқар Мамин. У шуниң билән биллә бийил әмәлгә ашурулидиған лайиһиләр вә ишларни тәкитләп өтти.

100 миңдин ошуқ адәм дөләтниң қоллап-қувәтлишидин сирт қалди
Дөләт рәһбири өз сөзидә Һөкүмәтниң асасий вәзиписи ихтисадий өсүмни әслигә кәлтүрүш, инвестиция җәлип қилиш вә қазақстанлиқларниң тапавитини ашуруш екәнлигини тәкитлиди. Шундақла пандемия вә карантин чарилиридин, сода мунасивәтлириниң тохтап қелишидин зәрдап чәккән кичик вә оттура тиҗарәтни қоллашниң әһмийитигә алаһидә көңүл бөлди.
– Бийил кичик вә оттура тиҗарәтни қоллаш әң муһим мәсилә сүпитидә диққәт нәзәримиздә болуши керәк. Һөкүмәткә “Атамекен” миллий тиҗарәтчиләр палатиси билән бирлишип бир ай ичидә мошуниңға һаҗәт чарә-тәдбирләрниң комплекслиқ планини тәйярлашни тапшуримән. “Еңбек” дөләт программиси – хәлиқни иш билән тәминләшниң асасий васитиси. Униң “Бастау Бизнес” йөнилиши бойичә 150 миңдин ошуқ адәм билим алди. Бирақ пәқәт 10 пайизи несийәгә, 19 пайизи грантқа егә болди. 100 миңдин ошуқ адәм дөләтниң қоллап-қувәтлишидин сирт қалди. Болупму программиниң йезидики түләклиригә мәбләғ йәтмәйватиду. Шуңлашқа программиниң мәбләғ көләминила әмәс, уни әмәлгә ашуруш мәвқәлири билән механизмлирини қайта қарап чиқишимиз керәк. Хәлиққә берилидиған кичик несийәләрниң ставкиси 6 пайиздин ашмаслиғи лазим, – деди Дөләт рәһбири.
У Һөкүмәт әзалири вә һакимларниң сетивелиштики йәрлик мәһсулатларниң үлүшини ашуруш ишлирини тәңқит қилди. Булту тоққуз айда товарға, ишқа вә хизмәт көрситишкә мунасивәтлик дөләтлик сетивелишни рәтләшниң умумий көләми 12,5 триллион тәңгә болди. Йәрлик товарлар билән хизмәт көрситишкә бар болғини 6,4 триллион тәңгә (мәбләғниң 52 пайизи) бөлүнгән. Ихтисатқа мәзкүр мәбләғниң йеримила хәшләнгән.
– Бюджетниң триллионлиған мәблиғини импортқа хәшләшкә һоқуқимиз йоқ. Шуңлашқа бюджетниң мәмурий хадимлири беваситә җавап беридиған болиду. Бу җәһәттин қариғанда, бизгә “семиз” рәқәмләр һаҗәт әмәс. Муһими – дурус һесаплаш. Қазақстанда тиркәлгән юридик шәхсниң һәрқандақ мәһсулати һесапқа елинидиғанлиғи тоғрилиқ әхбарат бар. У өзиниң товарини йәткүзәмду яки сирттин елип келәмду, уни назарәт қиливатқан һечким йоқ. Индустрия вә инфрақурулумлуқ тәрәққият министрлигигә берилгән рәқәмләрни бәкитилгән методикиға мувапиқ қайта тәкшүрүшни тапшуримән, – деди Президент.

Гражданлар пәқәт қәғәз йүзидила ишқа орунлашқан
Хәлиқни иш билән тәминләш мәсилиси бойичә берилгән һесават билән әмәлгә ашурулған ишлар арисида чоң айримчилиқлар бар екәнлиги мәлум болди. Иш билән тәминләшниң йол хәритисини әмәлгә ашурушқа 1 триллион тәңгә бөлүнүп, бу мәбләғниң 98,2 пайизи өзләштүрүлгән. Программидики хәлиқни иш билән тәминләштә вә тиҗарәтчиликниң паалийәтчанлиғини қоллашта муһим роль атқурғанлиғи билән, онлиған, йүзлигән, миңлиған иш орни ечилғанлиғи тоғрилиқ мәлуматни тәкшүрүш пәйтидә айримчилиқларниң һәммиси ениқланди. 
– Гражданларни пәқәт қәғәз йүзидила ишқа орунлаштуруш қолға елинмақта. Бирпүтүн әхбаратлиқ системиға бир адәм тоғрилиқ мәлумат қайта-қайта киргүзүлиду. Нәқ мошундақ 15 миң әһвал тиркәлгән! Ишқа орунлашти дегән адәмләрниң үчтин бир қисми пенсия фондиға мәбләғ авдурмиған. Мошундақ әһвал, болупму Түркстан (79 пайиз), Қизилорда (43 пайиз) вә Җамбул вилайәтлиридә (36 пайиз) ениқланди. Умумән, иш билән тәминләнгәнләрниң 40 пайизға йеқини “көләңгидә” қеливатиду. Иш билән тәминләшниң йол хәритисигә бөлүнгән 1 триллион тәңгидин бари-йоқи 5,5 миллиард тәңгә селиқ төләнгән. Бу йерим пайиз. Дөләтлик киримгә җавапкәр органлар мәсилини қаттиқ назарәткә елиши лазим. Һаҗәт болса, һоқуқ қоғдаш органлириниму бу ишқа җәлип қилимиз, – деди Дөләт рәһбири.
Қ.Тоқаев Һөкүмәткә селиқ-бюджетлиқ сәясәтни йүксәлдүрүш бойичә тәклипләр тәйярлашни тапшурди. Булту селиқ вә бажхана саһасидин чүшкән кирим көләми 47 пайизға қисқарған. Шуниңға қаримай, алдинқи жили бу көрсәткүч 65 пайизға йәтти. Бажхана төләмлириниң умумий дәриҗисиниң төвәнлиги байқалмақта. Пәқәт Хитай билән аридики чегарида 50 миңға йеқин ялған декларация толтурулғанлиғи ениқланди. Хитай билән аридики очуқ статистика бойичә айримчилиқ 5 миллиард доллардин ошуқ мәбләғни тәшкил қилиду. 

Ихтисадий җинайәтләр билән күрәш агентлиғи қурулиду
Президент ялған санаәт орунлири билән әттәй селиқ төлимәйдиғанларға қарши ишни күчәйтишни тәләп қилди. Рәсмий баһалар бойичә, ички умумий мәһсулатниң төрттин бири, әнди Дунияйүзлүк банкниң мәлуматлири бойичә 40 пайизға йеқини “көләңгидә” екән. “Көләңгидики” ихтисатқа қарши күрәш бойичә ишларни әмәлгә ашуруш үчүн Ихтисадий җинайәтләр билән күрәш агентлиғи қурулиду. 
– Мәркизий дөләт органлири рәһбәрлириниң автопаркини тутуп туруш үчүн бюджет мәблиғи хәшлиниду. Бир автомобиль үчүн оттура һесап билән жилиға 6 миллион тәңгидин ошуқ мәбләғ сәрип қилинидекән. Бирқатар дөләтләрдә шәхсий хизмәт транспортиниң орниға ахча төләш тәҗрибиси киргүзүлгән. Бу тәҗрибә биздиму, ениғирақ ейтқанда, пайтәхт һакимийитидә қоллинилмақта. Мундақ тәҗрибә “Самурық – Қазына” фондида тәҗрибидин утуқлуқ өтти. Бу хизмәт транспорт санини көп қисқартишқа вә мәмурий чиқимларни 1,5 миллиард тәңгә көләмидә азайтишқа имканийәт бериду. Һөкүмәткә Президентниң Иш башқармиси билән биллә дөләт органлири рәһбәрлирини хизмәт транспорти билән тәминләшниң йеңи лайиһиси бойичә тәклип киргүзүшни тапшуримән. Бу иш ениқ қисқартишларни тәләп қилиду, – деди Президент.
Дөләт рәһбири Премьер-Министрниң йеңидин тайинланған орунбасари – Ташқи ишлар министриға февраль ейиниң ахириғичә инвестицияләрни башқуруш системисини ислаһатлаш бойичә ениқ тәклип тәйярлашни тапшурди. Һәрбир әркин ихтисадий зониниң мувапиқлиғини тәтқиқ қилип, уларниң йеңи иш моделини тәйярлаш лазим.
– Өзиниң мәхсус ихтисадий зониниң ениқ тәрәққияти билән шуғулланмайдиған һакимларниң әһвали қил үстидә турғанлиғини ейтқум келиду. Биз мундақ зонини япимиз вә бюджет мәблиғини чиқим қилмаймиз. Бу мәсилини тез-арида һәл қилишимиз керәк. Ихтисатни әслигә кәлтүрүштики инвестицияниң иккинчи мәнбәси – банк несийәлири вә фонд базири. Бирақ уларму дурус ишлимәйватиду. Инфляцияниң төвәнлиши, инфляция билән девальвацияниң турақлиниши – ахча-несийә сәяситини йениклитишниң асасий шәрти. Шуңлашқа Һөкүмәт билән Миллий банк инфляцияни 2021 – 2022-жиллири 4,6 пайизға қайтуруп, 2025-жили 3-4 пайизғичә төвәнлитиши керәк, – деди Президент.

Билим саһасиға түп-асаслиқ өзгиришләр керәк
Дөләт рәһбири оқуғучиларниң билим сүпитиниң хәлиқара баһалишиға диққәт бөлүп, мәктәпләрдики билим сүпитиниң системилиқ түрдә начарлиғанлиғини ейтти. Шуңлашқа бу саһаға түп-асаслиқ өзгиришләр керәк.
– Бүгүнки таңда оқуш программисиға йеңи пәнләрни киргүзүш бойичә тәклипләр наһайити көп. Ахирқи он жилда йеңи тоққуз пән киргүзүлгән. Билим бериш – тәҗрибә мәйдани әмәс. Мошуниң һәммиси асасий пәнләргә бөлүнгән саатниң қисқиришиға елип кәлди. Шуниң өзидә елимиздә оқутуш жүки жуқури – 67 саат. Әнди Финляндия билән Җәнубий Кореядә оқутуш жүки – 39 саат, АҚШта – 55 саат. Шагиртларни оқутуш вә башқиму тәрәққий әткүзүш чарилириниң арисида тәңпуңлуқниң болуши муһим. Дуниявий җәриянларни диққәттә тутуп, математика, тил егиләш вә информатика охшаш пәнләргә алаһидә әвзәллик бәргән дурус, – деди Дөләт рәһбири. 
Шуниң билән биллә Қазақстан тарихи вә Дунияйүзи тарихи пәнлири бойичә бирпүтүн дәрислик тәйярлап, уни киргүзүш керәк. “Nur Otan” партиясиниң сайламалди концепциясидә 2025-жилғичә йеңи 800 мәктәп селишқа вәдә берилгән. Президент мошу ишқа дәрһал киришишни вә бийил 200 йеңи мәктәп селишни тапшурди.

Яйлақлар мәсилиси һәл қилиниду
Президент Йәр кодексиниң айрим нормилириға елан қилинған мораторийниң бийил аяқлишидиғанлиғиға диққәт бөлди. Мошуниңға мунасивәтлик Һөкүмәткә Йәр комиссиясиниң ишини қайта җанландурушни вә ноябрь ейиғичә түзитишләр қобул қилишни тапшурди.
– Яйлақлар мәсилисигә алайтән тохталғум келиду. Бу йәрләр, әң алди билән, йеза турғунлириға қолйетимлиқ болуши керәк. Йәрлик һакимлар ишни дурус уюштурмайватиду. Ақивәттә йеза турғунлири мал бақидиған яйлақ тапалмай қийналмақта. Болупму, Алмута, Түркстан вилайәтлиридин әризә-шикайәтләр көп чүшмәктә. Яйлақниң 99 пайизи дехан егиликлиридә. Бирақ униң пәқәт 35-36 пайизидила мал беқилиду. Қалған 46 миллион гектар яйлақ йәр бош ятиду. Һөкүмәткә Баш прокуратура билән бирлишип жил ахириғичә мошундақ яйлақларни қайтурувелишни тапшуримән. Уни йеза турғунлириға пайдилинишқа бәргән тоғра, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Президент су ресурслирини сақлап, нәтиҗидарлиқ пайдилинишниң миллий бехәтәрлик вә турақлиқ тәрәққиятниң капалити екәнлигини ейтти. Сәвәви, экология мәсилиси Һөкүмәт вә җәмийәтниң дайим назаритидә болуши керәк. Җәмийәтлик назарәт васитиси сүпитидә интерактивлиқ хәритә тәйярлиниду. Шу арқилиқ экология саһасида әмәлгә ашуруватқан иш җәриянини вә нәтиҗидарлиғини назарәт қилишқа болиду. Шуңлашқа Һөкүмәткә 2021 — 2025-жилларға беғишланған “Жасыл Қазақстан” миллий лайиһисини тәйярлаш жүклиниду.
Һөкүмәтниң кәңәйтилгән мәҗлисидә турушлуқ өй мәсилисини һәл қилиш үчүн пенсия фондида жиғилған мәбләғни пайдилиниш бойичә тәшәббус тоғрилиқму ейтилди. Президент әндики новәттә турушлуқ өй базиридики баһаниң өсүшигә йол бәрмәс үчүн ениқ чарә қобул қилишниң әһмийитини тәкитлиди. Униң пикричә, дөләт органлири аһали билән қурулуш компаниялириниң рәһбәрлиригә чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүп, базардики елипсатар операцияләргә чәк қоюши керәк. Һөкүмәт икки һәптә ичидә турушлуқ өй сәяситини йүксәлдүрүш бойичә йеңи тәклипләрниң комплекслиқ планини киргүзүши керәк. 

Мәнму вәтәнлик әмләткә салдуримән

Пандемия пәйтидә саламәтликни сақлаш системиси җиддий синақтин өтүп, саһадики камчилиқлар ениқ көрүнди. Бирла мисал – булту 156 ана өлүми тиркилип, өлүм-житим 2,8 һәссә ашти.
– Һөкүмәткә вилайәт һакимлири билән бирлишип вә кәспий бирләшмиләр әзалирини җәлип қилип, саламәтликни сақлаш тәшкилатлирида инвентаризация жүргүзүшни тапшуримән. Бу қетим бошандуруш, реанимация бөлүмлиригә, уларниң медицинилиқ җабдуқлар, дора-дәрмәкләр вә һаҗәт әсвап-үскүниләр билән тәминлинишигә көңүл бөлүниду. Баш прокуратуриға мошу мәсилә бойичә талланған тәкшүрүш ишлирини жүргүзүш тапшурулди. Униң нәтиҗиси бойичә гунакар адәмләргә мунасивәтлик чарә қобул қилиш һаҗәт, – деди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаевниң ейтишичә, бүгүнки әһвалдин савақ елишимиз керәк. Пандемияниң башланғиниға бир жил болди. Топланған тәҗрибини диққәт нәзәримиздә тутуп, һәрикәт қилишимиз лазим. Һөкүмәткә “Атамакен” миллий тиҗарәтчиләр палатиси билән бирлишип бир жил ичидә эпедимиягә қарши чариләргә тәңләштүрүлгән методикини тәминләш мәхситидә иммунлуқ мәртивә тоғрилиқ әхбарат җәмләнгән QR код киргүзүш мәсилиси тапшурулди.
– Әлвәттә, аммивий әмләткә селиш боһранни йеңишниң ениқ һәм системилиқ чариси болмақта. Уни сүпәтлик өткүзүш үчүн барлиқ имканийәт яритилиши керәк. Тәйярлиқ ишларни тәтқиқ қилиш пәйтидә әмләткини сақлашқа беғишланған тоңлатқу җабдуқлириниң керәк болған көләминиң йетишмәйдиғанлиғи ениқланған. Һәрбий Қазақстан, Маңғыстав вә Түркстан вилайәтлиридә җиддий әһвал сақланмақта. Һөкүмәткә һакимлар билән бирлишип, тәйярлиқни толуқ тәминләп, 1-февральдин башлап аммивий әмләткә селишқа тапшуримән. Вәтәнлик әмләткини тез салдуруш иҗабий нәтиҗә бериду дәп үмүт қилимән. Мошу пәйттә өзәм вәтәнлик әмләткә салғузимән, – деди Президент.
Президент онлайн-режимида регион рәһбәрлири билән сөһбәтләшти. Мәсилән, Ғәрбий Қазақстан вилайитини электр билән җабдуқлаштики камчилиқларни тәкитлиди. Сәвәви, бу регионда өткән жили 182 қетим электр қувити үзүлгән. Бу мәсилини һәл қилиш үчүн қандақ чариләр қобул қилиниватқанлиғини сориди. Регион рәһбири Ғали Есқалиев вилайәткә қарашлиқ икки наһийә электр қувитини Россиядин сетивалидиғанлиғини, шуңлашқа электр системилирини әслигә кәлтүрүш билән икки наһийәгә электр системисини таритишниң муһим мәсилиләрдин екәнлигини ейтти. Бу йөнилиштә һаҗәт чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулуватқанлиғини қәйт қилди. 
Қизилорда вилайитиниң җиддий жәрияннни баштин кәчүрүватқанлиғи Дөләт рәһбириниң диққәт нәзәридә сирт қалмиди. Регионниң асасий тапавити нефтьтин чүшидиғанлиғи бәлгүлүк. Һазир нефть фонди түгәп, ишләпчиқириш көләми азайған. Шуңлашқа Президент Қизилорда регионини қоллаш үчүн йеңи нефть-газ канлирини разведка қилип, һазирқи кан орунлирини тәтқиқ қилишни, регион ихтисадини һәртәрәплимә тәрәққий әткүзүшни жүклиди. Кичик вә оттура тиҗарәт һәм хизмәт көрситиш саһасини тәрәққий әткүзүшкә регионниң қудрити йәтмәйдиғанлиғини ейтқан Қ.Тоқаев Һөкүмәткә Қизилорда вилайитини ениқ қоллап-қувәтләшни тапшурди. 
Дөләт рәһбири “Хәлиқ авазини тиңшайдиған дөләт” концепцияси бойичә гражданларниң илтимаси билән ишләшни қайта йүксәлдүрүш үчүн “Е – өтініш” йеңи әхбарат системисини вә “Нәтиже” мәркизини ечишни тапшурди. 1-июльғичә система барлиқ дөләт органлирида ишқа қошулуши лазим. Қамсым-Жомарт Тоқаев дөләтниң һазирқи асасий вәзиписи гражданларниң турмуш сүпитини яхшилап, тапавитини ашуруш екәнлигини, дөләт органлириниң һәрбир қарари, һәрбир һәрикити ихтисатни тәрәққий әткүзүшкә вә хәлиқ мәнпийитигә қаритилиши һаҗәт екәнлигини алаһидә тәкитлиди. 
 

663 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы