• Асасий мақалилар
  • 04 Ақпан, 2021

Стратегиялик яндишиш

Йеқинда Президент Қасым-Жомарт Тоқаев «Ақордида» Ислаһатлар бойичә алий кеңәшниң үчинчи мәҗлисини өткүзди. 

Чарә-тәдбирниң күн тәртивигә Қазақстан Җумһурийитиниң 2025-жилғичә бәлгүләнгән Миллий тәрәққият планини, Дөләт планлашниң йеңи системисини, 2030-жилғичә бәлгүләнгән Дөләт башқурушни тәрәққий әткүзүш концепциясини, 2021 – 2025-жилларға бәлгүләнгән Хусусийлаштуруш планини, шундақла кечиктүрүшкә болмайдиған ислаһатлар түркүмини ишләп чиқиш вә аһалини ройхәткә елишни өткүзүш мәсилилири киргүзүлди.
Мәҗлистә Премьер-министр Асқар Мамин, Президент Мәмурийити рәһбириниң орунбасари Тимур Сүлейменов, Стратегиялик планлаш вә ислаһатлар бойичә агентлиқниң рәиси Қайрат Келимбетов, Дөләт хизмити ишлири бойичә агентлиқниң рәиси Анар Жайылғанова доклад билән сөзгә чиқти.
Президент докладларни тиңшап болғандин кейин күн тәртивидики мәсилиләргә тәпсилий тохталди. 
Дөләт планлашниң йеңи системиси программилиқ һөҗҗәтләрни ениқ түзүши, стратегиялик вә бюджетни планлашниң өзара бағлиқлиғини ашуруши, дөләт органлири вә тәшкилатлири рәһбәрлириниң қоюлған вәзипиләрниң орунлиниши үчүн уттур җавапкәр екәнлигини бәкитиши керәк.
2025-жилғичә бәлгүләнгән Миллий тәрәққият плани оттура муддәтлик истиқбалға бәлгүләнгән вәзипиләрни ениқлайдиған асасий һөҗҗәт болуп һесаплиниду. Униңда муһим саһаларни тәрәққий әткүзүш мәсилилири, асасий сәясәтни мукәммәлләштүрүш нишанлири әкис етиду.
Миллий лайиһиләр паалийәтниң у яки бу йөнилишидики, саһалардики муһим проблемиларни һәл қилишқа қаритилған. Улар ениқ болуши, мәлум вақитта ениқ нәтиҗә елишқа нишан қилиниши вә мәбләғ билән толуқ тәминлиниши керәк.
Һөкүмәт тәвсийә қилған Қазақстан Җумһурийитиниң 2025-жилғичә бәлгүләнгән Миллий тәрәққият плани тәрәққиятниң асасий түркүмлири: институционал, ихтисадий вә иҗтимаий мәсилиләр бойичә 12 стратегиялик йөнилиштин ибарәт.
Президент мәзкүр һөҗҗәткә изаһ берип, Миллий планниң мәмликәт тәрәққиятиниң асасий нишанлирини, рәқәмләштүрүшни өз ичигә алидиғанлиғини тәкитлиди. Дөләт рәһбириниң пикричә, мәмликитимизниң оттура муддәтлик истиқбалда қандақ болидиғанлиғи мәзкүр планни әмәлгә ашуруш сүпитигә бағлиқ болиду.
– Депутатлар корпуси Миллий планни утуқлуқ әмәлгә ашуруш үчүн барлиқ зөрүр қанун асасини тәминлиши шәрт, – дәп тәкитлиди Президент.
Андин кейин 2030-жилғичә бәлгүләнгән Дөләт башқурушни тәрәққий әткүзүш концепциясиниң лайиһиси қаралди.
Һөҗҗәт дөләт аппаратиниң кәспийлигини ашуруш, униң җәмийәткә һесават бериши, тәңшәш сәяситини мукәммәлләштүрүш, дөләт хизмитини көрситиш нәтиҗидарлиғини ашуруш, квазидөләт секторини оптималлаштуруш, йәрлик өзини өзи башқурушни тәрәққий әткүзүш яндишишлирини бәлгүләйду.
Умумән, концепциядә әкис әткән чариләр дөләт аппаратиниң нәтиҗидарлиғиниң, униң очуқлуғиниң өсүшигә ярдәм қилиду вә дөләт башқуруш институтлириға болған ишәнчини ашуриду.
Мәҗлистә шундақла 2021 – 2025-жилларға бәлгүләнгән Хусусийлаштуруш планиниң лайиһиси муһакимә қилинди. 
– Планға ениқ әмәл қилиш муһим. Бу йәрдә Һөкүмәтниң қаттиқ мәвқәси болуши шәрт. Хусусийлаштурушниң хусусий монополияләрниң пәйда болушиға, ақивәттә җамаәтчиликниң наразилиғиға елип келишигә йол қоюшқа болмайду. Хусусийлаштуруш җәрияниниң очуқлуғини һәм адаләтлигини тәминләш тәләп қилиниду, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Дөләт рәһбири Һөкүмәткә объектларниң сетилишини җәмийәтлик назарәт қилиш механизмини ишләп чиқишни тапшурди. Шуниң билән биллә IPOни толуқ пайдилиниш зөрүрлүгини атап көрсәтти вә мәзкүр механизмниң хусусийлаштуруш мәсилисидә әвзәлликкә егә екәнлигини билдүрди.
– Акцияләрни биринчи новәттә җисманий шәхсләргә – Қазақстан гражданлириға сетиш арқилиқ «Хәлиқ IPOси» программисини әслигә кәлтүрүш керәк. Мәмликитимизниң һәрбир граждини миллий байлиқниң бир қисмини елиш имканийитигә егә болуши зөрүр, – дәп тәкитлиди Президент.
Мәҗлис қатнашқучилири шундақла Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә тәйярланған кечиктүрүшкә болмайдиған чариләр түркүмини қарап чиқти.
Қасым-Жомарт Тоқаев миллий аһалини ройхәткә елиш мәсилиси тоғрилиқ гәп қилип, мәзкүр миқияслиқ чарә-тәдбирниң муһим аналитикилиқ мәлуматларни, җүмлидин аһалиниң һәқиқий санини, униң яш, гендерлиқ тәркивини, урбанизация дәриҗисини, киримини вә тоғра, асаслиқ башқуруш қарарлирини қобул қилиш үчүн зөрүр болған башқа мәлуматларни елиш имканийитини беридиғанлиғини тәкитлиди вә Премьер-министрниң биринчи орунбасариниң рәислигидә мәхсус иш топини қурушни тапшурди. 
Президент мәтбуат хизмитиниң хәвиридә тәкитлинишичә, аһалини ройхәткә елиш бийил октябрь ейида жүргүзүлүши, 2022-жилниң оттурилириға қәдәр униң үзүл-кесил мәлуматлири елан қилиниши керәк.
 

591 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы