• Хуш хәвәр
  • 10 Ақпан, 2021

Фестивальда ғалип чиқти

Уйғур наһийәсидики қош ансамбль сәнъәткарлиридин тәшкил қилинған «Қарадала» хәлиқ театриниң ечилғанлиғиға техи көп вақит болмисиму, тилға аларлиқ утуқларни қолға кәлтүрди. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
 «Уйғур авази»

Жил ахирида театр Германияниң Франкфурт-на-Майне шәһиридә өткән Хәлиқара көпжанрлиқ конкурс-фестивальға қатнишип, баш мукапатқа муйәссәр болди. Қисқиси, өткән жилни мана шундақ йеқимлиқ йеңилиқ билән узитиведи, бийилқи жилму яхши йеңилиқ билән башланди. 
«Қарадала» театри бу новәт Москвада өткән ІІІ хәлиқара «Art bazaar» фестивалиға жирақтин қатнишип, йәнә бир мәртә утуққа йәтти. Әлвәттә, онлайн-олҗиниңму асан қолға кәлмигини раст. Һәр мукапатниң кәйнидә зор меһнәт бар. Хәлиқара фестивальда «Арзу» ансамблиниң уссулчилири - Гран- приға, «Жазерке» ансамбли биринчи орунға еришсә, Шахинәм Қурбанова, Еркин Рахымжан дипломант болди. Шундақла Москвадики фестивальға елимиздин қатнашқан «Қаракемер» балилар театриму алдинқи орундин көрүнди. 
Наһийәниң шәнини хәлиқара дәриҗидә һимайә қилған  сәнъәткарлиримизға апирин әйлигәч, кәлгүсидә уларниң техиму зор утуқларни қолға кәлтүрүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз!

Уйғур наһийәси.
 

317 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы