• Асасий мақалилар
  • 10 Ақпан, 2021

Президент Комиссия мәҗлисигә қатнашти

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан Җумһурийити мустәқиллигиниң 30 жиллиғини мәйрәмләшкә тәйярлиқ көрүш бойичә дөләт комиссиясиниң биринчи мәҗлисигә қатнашти. 

Президент мәзкүр тарихий сәнәни мәйрәмләш вақтида ошуқчә аваригәрчиликкә вә исрапчилиққа йол қоюшқа болмайдиғанлиғини, һәрбир чарә-тәдбирниң мәмликәткә пайда елип келидиған ениқ ишларға мунасивәтлик болуши керәклигини тәкитлиди. Дөләт трәһбириниң қәйт қилишичә, ихтисатта, иҗтимаий саһада, билим вә илим-пәндә йеңи лайиһиләрни әмәлгә ашуруш планлиниватиду.
– Пүткүл мәмликәтни өз ичигә алидиған миқияслиқ чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашурғанда, ениқ тәсәввурға вә ениқ яндишишларға егә болуш керәк. Барлиқ регионларниң мәркәз билән қоюқ алақида ишләйдиғанлиғини, силәргә қарап иш тутидиғанлиғини алаһидә һесапқа елиш лазим. Мустәқилликниң 30 жиллиғи – адәттики сәнә әмәс. Биз бу тарихий вақиәгә идеологиялик турғудин яндишишимиз лазим, – деди Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев һазир адәмләр аң-сәвийәсиниң қаттиқ өзгәргәнлигини, әнди пүткүл дунияниң мурәккәп вақитни баштин кәчүрүватқанлиғини тәкитлиди. Юбилейни өткүзүш – бу мәбләғни чоң тәнтәниләрни, пайдисиз әнҗуманлар билән конференцияләрни өткүзүшкә сәрип қилиш үчүн банә-сәвәп әмәс. Адәмләрниң паравәнлигигә алаһидә диққәт ағдуруш лазим, чүнки бу саһадики әһвал яхшиланмиса, мәмликәтниң утуқлири һәққидә гәп қилишқа болмайду. Буниңда дөләт аппарати өзигә жүкләнгән җәмийәт ишәнчисини ақлиши лазим.
– Мениң тапшурмам бойичә Һөкүмәт Иҗтимаий кодекс лайиһисини тәйярлаватиду. Кодекс гражданларниң, болупму ярдәмгә муһтаҗларниң тәләп-еһтияҗини толуқ қанаәтләндүрүши шәрт. Бу бизниң адаләтлик дөләт вә очуқ җәмийәт қуруш идеямизгә мувапиқ келиду. Министрлар билән һакимлар «хәлиқ авазиға қулақ салидиған дөләт» принципиға қәтъий әмәл қилиши лазим. Гражданларниң мураҗиәтлиригә дәрһал җавап бериш керәк. Әң муһими, һәрбир вәтәндишимиз өзиниң күндилик турмуш-һаятида Мустәқиллик утуқлирини һис қилалиши лазим, шундақ қилғанда биз қоюлған мәхсәтләргә йетәләймиз, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири.
Президент мустәқилликниң 30 жиллиғини башланған ислаһатлар даирисидә нишанлашниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Бүгүнки күндә сәясий ислаһатларниң үчинчи басқучи әмәлгә ашурулмақта, униң даирисидә җәмийәтни демократияләштүрүшкә қаритилған бирқатар қанунлар қобул қилиниду. Қасым-Жомарт Тоқаев йеқинқи он жилда биз мәмликәтниң йеңи қияпитини вә милләтниң йеңи бирлигини шәкилләндүрүшимиз керәк, дәп һесаплайду. Президент, әгәр биз ихтисадий, сәясий вә иҗтимаий йеңилашни утуқлуқ әмәлгә ашуралисақ, буниң мәмликәт үчүн әң чоң соға болидиғанлиғини тәкитлиди.
– Биздә бүгүн әмәлгә ашурулуватқан мәмликәтни системилиқ йеңилаш адәмләрниң җәмийәттики, ихтисаттики вә мәдәнийәттики иқтидарини изчил ечишқа қаритилған. Буниңға шундақла дөләт планлаш вә башқуруш саһалиридики кейинки өзгиришләрму нишан қилинған. Биз регионлуқ дәриҗидә моҗут болуватқан барлиқ тәңпуңсизлиқлар билән тосалғулуқларни басқучлуқ асаста йоқитимиз, чүнки күчлүк мустәқил Қазақстанни қуруш үчүн бизгә риқабәткә тақабил регионлар вә һәрбир шәһәр һәм йеза үчүн турақлиқ тәрәққият керәк, – дәп һесаплайду Президент.
Дөләт рәһбири 2025-жилғичә бәш триллион тәңгилик дөләт активини хусусийлаштуруш арқилиқ тиҗарәтчиләр синипиниң орнини хелә күчәйтиш нийити тоғрилиқ билдүрди. Қазақстанлиқларниң миллий байлиқниң бир қисмиға егә болуши вә елимиз ихтисадиниң йетәкчи саһалирини тәрәққий әткүзүшкә өз һәссисини қошуши «Хәлиқ IPOси» программиси әслигә кәлтүрүлиду.
Президент юбилей вақтида биринчи новәттә өсүватқан әвлатқа нишан қилинған чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашуруш вәзиписини қойди. Қасым-Жомарт Тоқаев яшларниң жуқури гражданлиқ активлиғини вә униң тәшәббускарлиғини қәйт қилип, мошу активлиққа тосалғулуқ қилмай, уни йеңи мәхсәтләр билән вәзипиләргә сәпәрвәр қилиш керәклигини тәкитлиди.
– Иш билән тәминләш – яшларға мунасивәтлик муһим мәсилә. Бу болупму регионларда алаһидә муһим. Биз яшларни қизиқтурушимиз вә уларға нишан беришимиз, ишсиз яшларниң турақлиқ иш тепишиға ярдәм қилишимиз керәк. Һазир иш билән тәминләш бойичә бирнәччә программа бар. Бирақ яшларниң көпчилиги бу чариләр тоғрилиқ билмәйду. Улар дөләт тәрипидин түрлүк ярдәмләрниң бар екәнлигидин хәвәрдар әмәс. Бу проблема пәқәт тәрғибат биләнла һәл болмайду. Һөкүмәт вә һакимлар яшларни ишқа орунлаштурушқа алаһидә диққәт бөлүши шәрт, – деди Дөләт рәһбири.

Һазирқи вақитта яшлар сәяситигә мунасивәтлик қанунларға зөрүр түзитишләр киргүзүлүватиду. Йәрлик дөләт органлирини баһалаш көрсәткүчлириниң қатариға «Яшларни риваҗландуруш индекси» кирди. Президент яшлар сәясити бойичә «Тәуелсіздік ұрпақтары» бирпүтүн миллий лайиһини ишләп чиқишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Бу айрим-айрим өз алдиға әмәлгә ашурулуватқан лайиһиләрни бирләштүрүш имканийитини бериду. Миллий лайиһини тәйярлашқа вә уни муһакимә қилишқа барлиқ яшлар вә студентлар тәшкилатлирини, гражданлиқ активистлар билән мустәқил экспертларни җәлип қилиш зөрүр. 
– Қазақстан – талантлиқ яшлар ели. Таңла-әтә мошу талантлиқ қиз-жигитләр мәмликитимиз шәнини қоғдайду. Биз уларниң өз иқтидарини ечиши вә қабилийитини әмәлгә ашуруши үчүн мүмкин болған һәммә ишни қилишимиз керәк, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент талантлиқ яшларниң дуния ихтисадиниң әң чапсан өсүватқан саһалириниң бири болған креатив индустрияни вуҗутқа кәлтүрүштики ролиға диққәтни җәлип қилди. Бу саһаниң көләми бирқатар тәрәққий әткән дөләтләрдә ички умумий мәһсулатниң 10 пайизиға йетиду. Һөкүмәткә мошу стратегиялик саһани қоллап-қувәтләш инфраструктурисини комплекслиқ тәрәққий әткүзүш истиқбалини қараштуруш тапшурулди. Дөләт рәһбириниң пикричә, пән, мәдәнийәт вә заманивий иҗадийәт саһасидики Миллий билим мәркизи уни вуҗутқа кәлтүридиған элементларниң бири болуши мүмкин. Мошу өзигә хас «Талантлар фабрикиси» мәмликәтниң барлиқ регионлиридики талантлиқ яшларға мәзкүр саһадики әң яхши кәспийләрдин мәхсус курслардин өтүш вә маһарәт дәрисини елиш имканийитини бериду. 
– Бизгә шундақла яш талантларни мәмликәтни тәрәққий әткүзүш җәрияниға җәлип қилишқа диққәт ағдуруш муһим. Уларниң һәрбири өзиниң вәтән утуқлириға мунасивитиниң бар екәнлигини сезиши, униң утуқлири билән пәхирлиниши керәк, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Дөләт рәһбири краудфандинг охшаш дунияда аммибап коллективлиқ һәмкарлиқ имканийити тоғрилиқ гәп қозғиди. Президентниң сөзичә, бу - гражданларниң җәмийәтниң нурғунлиған проблемилирини һәл қилишқа қатнишишиниң әң истиқбаллиқ шәкиллириниң бири. У Astana Hub технопаркиниң базисида бирпүтүн краудфандинг платформисини вуҗутқа кәлтүрүш имканийитини қарап чиқишни тәклип қилди.
Дөләт рәһбири мустәқилликниң 30 жиллиғиғиға беғишланған чарә-тәдбирләрниң пүткүл хәлиқ үчүн роһий күч бериши керәклигини атап көрсәтти.
– Бийилқи юбилейлиқ жилға бирнәччә шанлиқ сәнәләр: Жамбул Жабаевниң 175 жиллиғи, Әлихан Бөкейхановниң 155 жиллиғи, Қажымуқанниң 150 жиллиғи, башқиму тарихий шәхсләрниң тәвәллудлири тоғра келиватиду. Өткән жили биз Абай вә әл-Фарабиниң тәвәллудлирини наһайити мәзмунлуқ өткүздуқ. Уларниң шәхсий хисләт-пәзиләтлири вә һаят йоли, уларниң әмгәклири бизниң дуния қаришимизға чоң тәсир қилди. Буниңдин кейинму мошу тәҗрибини пайдилиниш керәк, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Бийил шундақла Шәмәй полигониниң йепилғиниға 30 жил толиду. Дөләт рәһбири ядро синақлириниң мәнъий қилинишиниң бизниң өз тәғдиримиз үчүн җавап беришкә тәйяр екәнлигимизни намайиш қилғанлиғини, мәмликитимиз болса, дуниявий ядроға қарши һәрикәтниң лидериға айланғанлиғини тәкитлиди. 
Президент Қазақстанниң йеңи академиялик тарихини тәйярлашни кечиктүрмәй башлашниң зөрүр екәнлиги тоғрилиқ билдүрди. Бу хәлиқниң аң-сәвийәсидә бизниң дөләтчилигимизниң чоңқур томурға егә екәнлиги тоғрилиқ чүшәнчини күчәйтиду.
Дөләт рәһбири қазақ тилини билишниң бирпүтүн милләтни шәкилләндүрүш йолидики муһим қәдәм болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди вә тилни үгинишкә интиливатқан вәтәндашларни қоллап-қувәтләшкә чақирди.
– Дөләт тилини билидиған һәрбир граждан өз билими билән қазақ тилини үгинишни халиған достлири, кәсипдашлири, тонушлири билән ортақлашсун. Бу алийҗанап башланма, сөзсизки, бизниң өзара һөрмитимизни көрситип, бирлигимизни мустәһкәмләйду, – дәп һесаплайду Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев қазақ тилини латин һәрипигә көчиришниң мустәқиллик мевилириниң бири болғанлиғини қошумчә қилди.

Дөләт рәһбири елимизниң тәбиитиниң диққәткә сазавәр җайлири әһвалиниң тәшвишләндүрүватқанлиғини тәкитлиди вә «Таза табиғат» лайиһисини әмәлгә ашурушни тәклип қилди. Экологиялик тәшәәббуслар һәр жили әмәлгә ашурулуп, һаят тәризимизниң бир қисмиға айлиниши керәк. Бу йосунда Президент Норузни мәйрәмләшни қандақ тәсәввур қилидиғанлиғи билән ортақлашти. 
– Норуз тимсали болған баһарниң келиши билән әҗдатлиримиз әсирләрдин буян булақларниң көзини ечип, дәрәқләрни тикәтти. Мошу әҗайип әнъәнини давамлаштуруш, тәбиәтни қоғдаш, әтрап муһитни көркәмләштүрүш билән хелә паал шуғуллиниш керәк. Мундақ чарә-тәдбирләрни барлиқ регионларда уюштуруш зөрүр. Бу - өсүватқан әвлатни экологиялик тәрбийиләшниң әң нәтиҗидарлиқ усуллирниң бири, – деди Президент.
Дөләт рәһбириниң пикричә, әхбарат ишини нәтиҗидарлиқ уюштуруш, аһалиға мәйрәмниң мәзмун-маһийитини чүшәндүрүш керәк. Мустәқиллик мәйриминиң концепцияси «Бәрпакарлиққа толуп-ташқан жиллар» дәп атилиду.
Қасым-Жомарт Тоқаевниң пикричә, мәйрәмләш даирисидә мустәқил Қазақстанниң асасини салғучи, Тунҗа Президент Нурсултан Назарбаевниң тарихий ролини алаһидә тилға елиш зөрүрдур. Елбасы сәяситиниң варислиғи барлиқ чарә-тәдбирләрниң идеологиялик уютқуси болуши керәк.
– Мустәқиллик юбилейини мәйрәмлигәндә йеңи услубни, ақартиш, тәрбийәвий әхбаратни тарқитишниң адәмләр үчүн мәптункар шәклини кәң җарий қилиш зөрүр. Өткүзүлгән чарә-тәдбирләр тоғрилиқ қуруқ һесаватларниң һаҗити йоқ. Әгәр пайдиси болмиса, миңлиған мәдһийә мақалилириниң хуни чағлиқ, – деди Дөләт рәһбири.
Президент ахирида Һөкүмәткә җумһурийәтлик штаб билән бирликтә мошу тәклипләрни юбилейлиқ чарә-тәдбирләр планиға вә идеологиялик хәритигә киргүзүшни тапшурди. Шуниң билән биллә дөләтчиликни мустәһкәмләшкә һәссә қошқан гражданларға тегишлик һөрмәт көрситилидиғанлиғини, мәйрәм һарписида болса, «Қазақстан Республикасының 30 жылдығы» юбилейлиқ медалиниң чиқирилдиғанлиғини әслитип өтти.
Мәҗлистә шундақла дөләт кативи Қырымбек Көшербаев, Президент Мәмурийити рәһбириниң биринчи орунбасари Дәурен Абаев, Премьер-министрниң орунбасари Ералы Тоғжанов, Премьер-министрниң орунбасари–ташқи ишлар министри Мухтар Тлеуберди, әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Аида Балаева сөзгә чиқти.
 

635 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы