• "30 Тәуелсіздік жылдары"
  • 17 Ақпан, 2021

Тәңдиши йоқ улуқ мәйрәм

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

 Кичигидин идрәклик  өскән Саһинур  Рәхмидинова мәктәптә пәқәт әла баһаларға оқуп, җәмийәтлик ишларғиму паал қатнашти. Тәртип-интизами үлгилик қизни устазлири “Сиз муәллим болушқа лайиқ” дейишәтти. Һәқиқәтәнму, Саһинурниң ата-аниси Нариман вә Банум Рәхмидиновлар қизидин чоң үмүт күтүп, Йәттисудики дәсләпки билим дәргаһи һесапланған Яркәнт педагогика колледжиниң башланғуч синип муәллими мутәхәссислиги бойичә уйғур бөлүмигә оқушқа һөҗҗәтлирини тапшурушқа мәслиһәт бәрди. Шундақ қилип, мошу  билим дәргаһиниң  студенти аталди. 
Саһинур Рәхмидинова елимиз Мустәқиллигиниң он жиллиқ мәрикисигә шеир иҗат қилип, колледждила шөһрәт қазинип қалмай, наһийәлик вә вилайәтлик байқашларға йолланма алди, вилайәтлик байқаштиму ғалип чиқти. 
Саһинур өзиниң немигә қадир екәнлигини колледжда оқуған үч жил мабайнида дәлилләп чиқти. Болупму уссул ойнаш, нахша ейтиш охшаш байқаш-фестивальларға қатнишип, дайимла утуққа еришәтти. Үч жил давамида Саһинур колледжда алий дәриҗилик хореограф Гүлшат Қасимованиң рәһбәрлигидики «Айжанқыз» уссул ансамблиниң әзаси болуп, қазақ, уйғур, рус, испан, таҗик, өзбәк миллий уссуллирини иҗра қилди. 
 Колледжниму әла баһаларға тамамлиған қиз әнди өзини уссулсиз тәсәввур қилалмайдиғанлиғиға көзи йәтти. Уссул сәнъитидин дәрис беридиған муәллим -хореограф болушни мәхсәт қилип қойдидә, Алмутидики Қизлар педагогика университетиниң Хореография бөлүмигә оқушқа чүшти. Университеттики бәш жил униң келәчәк йолини техиму айдиңлаштурғандәк болди. 
 Алий билим дәргаһини мувапәққийәтлик тамамлап, ана жути Яркәнткә кәлгинидә, наһийә рәһбәрлири бирдинла Саһинурни өзи тәһсил көргән һазирқи Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжға устазлиққа тәклип қилди. Саһинурниң арминиму шу еди. 
 Колледжға Саһинур қобул қилинған жили елимиз Мустәқиллигиниң 20 жиллиқ мәрикисидә наһийә мәркизидики мәйданда  өткән «Мустәқил Қазақстан» намлиқ сәһниләштүрүлгән қоюлумниң сценарийини устазлири билән бирликтә йезип, уни сәһнигә елип чиқти. 
 — Мән биринчи синиптинла Мустәқилликни күйләп келиватимән. Чүнки мән униң тәңтуши. Есимдә, Мустәқилликниң 25 жиллиғи наһийәдә дағдуғилиқ атап өтүлди. Яркәнт шәһиридә өрт бехәтәрлиги хизмитини йолға қойған Бәкрим Зәйнудиновниң исмини бир кочиға бериш мәрикиси шу елимиз Мустәқиллигиниң мәйрәмлик күнлиригә тоғра кәлди. Наһийәлик Мәдәнийәт өйидә бу мәрасимға беғишланған әшу 1991-жили туғулған яшлар арисида «Мустәқилликни күйләймән» намлиқ әдәбий-музыкилик байқаш уюштурулди. Мән бу байқашта икки тилда нахша ейттим. Дәсләп дөләт тилида Роза Әлқожаниң «Атамекен» нахшисини, андин «Уйғур қизини» иҗра қилдим. Мән көпмилләтлик елимиздики достлуғи билән бирлиги ярашқан Мустәқил Қазақстандики уйғур қизиниң обризини нахшамда күйлигиним үчүн тонулған тиҗарәтчи Әхмәтҗан Шардиновниң мәхсус мукапитиға сазавәр болдум. Байқашта болса, биринчи орунни йеңивалдим. 
Мустәқиллик  күни – тәңдиши йоқ улуқ мәйрәм. Биз оттуз яшқа киримиз, оттуз жил –  бу бизниң һаятимиз, тәғдиримиз. Әҗдатлиримиз арман қилған бәхитлик әлдә әркин-азадә яшап, ишләп, оқуш үчүн барлиқ мүмкинчиликләрдин пайдилиниватимиз. Туғулуп өскән елимиз Қазақстанниң тәрәққиятиға биркишилик төһпимизни қошуватимиз. Мән замандашлирим, тәңтушлиримға бақсам, бири ата кәспимиз — деханчилиқ қилип тәр төксә, бири чарвичи, бири дохтур, бири қурулушчи, һә бири тиҗарәтчи. Әң муһими, биз течлиқта, достлуқта яшаватқанлиғимиз билән бәхитликмиз, — дәйду Саһинур. 
 Һәқиқәтәнму Саһинур Рәхмидинова — Яркәнт тәвәсидила әмәс, бәлки җумһурийәт вә униң сиртидики сәнъәтхумар хәлқимизгә тонулған хореограф. Кәспий уссулчи, биз тәкитлигинимиздәк, бу күнләрдә Панфилов наһийәсидики әң чоң билим дәргаһлириниң бири - Яркәнт алий гуманитарлиқ-техникилиқ колледжида музыка бөлүмидә балилар тәнтәрбийиси, гимнастика, ритмика пәнлиридин дәрис бериду. Устазлиқ қилиш билән биллә өсүп келиватқан яш әвлатни уссул сәнъитигә мәһлия қилип келиватқанлиғи сөзүмизгә испат болалайду. Мустәқилликниң тәңтуши бу күнләрдә ана жути Чоң Чиғанда «Саһинур» уссулчилар ансамблини тәшкил қилип, 70тин ошуқ шагиртини уссулниң қир-сирлирини үгинишкә тәрбийиләватиду. Репертуарида барлиқ милләт уссуллири билән биллә уйғурниң аммибап уссуллири бар. 

Панфилов наһийәси. 

475 рет

көрсетілді

6

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы