• "30 Тәуелсіздік жылдары"
  • 17 Ақпан, 2021

Өзини өзи йетилдүргән сәнъәткар

Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Маливай йезисида туғулуп өскән Шаһмурат Баһамов – елимиз тарихидики әң шанлиқ һесаплинидиған 1991-жили дунияға кәлгән. Яш болушиға қаримай, уйғур сәнъитидә исми аммибаплиққа айланған талант егиси. Оқурмәнләргә қәһриманимиз һәққидә кәңирәк һекайә қилиш мәхситидә униңдин иҗадийәт йоли тоғрилиқ ейтип беришни илтимас қилдуқ.

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

– Сәнъәткә болған қизиқиш маңа апам Анаргүлниң қени билән сиңгән дәп һесаплаймән. Чүнки униң инилири - тағилирим Нуридин вә Валидин Баһамовлар сәнъәт йолини таллиған кәспий сәнъәткарлар. Валидин тағам мәхсус оқуш орунлирида оқуп, Алмутида бирнәччә жил паалийәт елип барғандин кейин, жутдашлиримизниң илтимаси билән йезиға қайтип келип, узун жиллардин буян Маливай Мәдәнийәт өйигә мудирлиқ қиливатиду. Мениң боюмдики сәнъәткә болған иштияқимни дәсләп сәзгән һәм шу йолдики устазим болғанму – шу Валидин тағам. Бир алаһидилиги, мәнму тағилирим кәби кичигимдинла хәлиқ нахшилирини яхши көрәттим һәм шуларға қизиқаттим. Болупму Нуралим Варисовниң иҗрасидики нахшиларни әтивалап тиңшаттим. «Уйғур сәнъитиниң булбули» аталған акимизниң талантиға қайил болаттим. Хәлиқ нахшилирини тиңшап жүрүп, нурғунини ядлавалаттим. Андин уларни өзәмчила ейтип жүрәттим. Өйүмиздә кона равап болидиған. 10-11 яшлиримда шу әсвап мени бирдин өзигә мәптун қиливалди. Бара-бара у мениң әң йеқин достумға айланди. Уни күндүз-түни көтирип жүрүп, саз челишни үгинивалдим. Шуниң билән сәнъәткә бешимчә киришип кәттим, – деди Шаһмурат Дилмуратоғли соаллиримизға җававән.
Шундақ қилип, Шаһмурат сәнъәтни өзигә һәмра қилди һәм тәбиәт һәдийә қилған талантини өзи өз алдиға риваҗландурушқа киришти. Әлвәттә, униң бу қабилийити чоңларниң, йәни ата-аниси Дилмурат  билән Анаргүлниң һәм муәллимлириниң нәзәридин сирт қалғини йоқ. Шуларниң ярдими билән бала-сәнъәткар мәктәпичилик, наһийәлик вә вилайәтлик көрүкләргә иштрак қилди. У «Әнші балапан» вә «Ғунчә» фестивальлирида І вә ІІ орунлардин көрүнүп, кәспий сәнъәтчиләрниң иҗабий баһасиға егә болуп, һәқиқий талант егиси екәнлигини намайиш қилди. 
Маливай оттура мәктивини тамамлиғандин кейин Шаһмурат Баһамов музыкилиқ қабилийитини техиму йүксәлдүрүш мәхситидә Алмута шәһиридики Чайковский намидики музыкилиқ колледжиниң тәмбүр синипиға оқушқа чүшти. Төрт жилдин ошуқ колледжда, кейин йәнә бир жил Үрүмчи сәнъәт өмүгидә сатар синипида билим елип, кәспий музыкант аталди.
– Мәктәпниң чоң синиплирида оқуп жүргинимдә Рустәм Ниязовниң иҗадийитигә қизиқишқа башлидим. «Мошу талантлиқ акамни бир көрсәм, униң йенида жүрсәм» дәп арман қилаттим. «Арман алға башлайду» дегән  сөз барғу хәлқимиздә. Һазир Рустәм ака билән кәсипдашларға айландуқ. Уни йеқиндин тонуп-билдим. Уни кәсипдишим әмәс, бәлки бир туққан акамдәк қобул қилдим. Уму мениңдин акилиқ ғәмхорлуғини айимиди, – дәйду Шаһмурат һаяҗанлиқ билән. 
Шаһмурат «Пәрванә» ансамблини қуруп, кәспий паалийитини башлиди. Шундақла у заманивий стильғиму көп көңүл бөлиду. Карантинға бағлиқ күндә концерт, сорун, той-төкүн вә башқиларға қатнишалмисиму, күндә әсваплирини қолиға елип, әң болмиғанда, йерим саат саз чалиду. 
 Шаһмурат сәнъәт йолида өзигә охшаш яш сәнъәткар, челәклик Аблеким Турсунов билән тонушуп, йеқин ағиниләрдин болуп кәтти. Иккиси бирқатар нахшиларни бирликтә иҗра қилди. Уларниң нахшилири Қазақстан вә униң сиртидики қериндашлиримиз тәрипидинму яхши қобул қилинди. Нәтиҗидә улар Түркия, Қирғизстан, Өзбәкстан қатарлиқ әлләргә гастроль вә концертларға тәклип қилинидиған болди. Мәсилән, 2020-жилниң өзидә Шаһмурат билән Аблеким үч рәт Стамбулға берип қайтти. 
Қошумчә қилсақ, Шаһмурат Баһамов көпинчә яш иҗаткар Коммунар Турсунов билән бәстикар Илияр Мәшүров язған нахшиларни иҗра қилиду. Униң иҗрасидики «Уйғур хәлиқ аһаңлири», «Әссалам, хәлқим!», «Пәрванә болдум», «Пәрһат-Ширин», «Қачма», «Маливай», «Мәһлия» вә башқиму нахшилар сәнъәтхумар көпчилик тәрипидин иллиқ қарши елинип, яшлар арисида хитқа айланди. 
Елимиздә йеңи дәвир башланғанда дунияға кәлгән Шаһмурат Баһамов бүгүнки күндә Мустәқил Қазақстан сәнъитиниң тәрәққиятиға биркишилик үлүшини қошуп келиватиду.

Әмгәкчиқазақ наһийәси. 

531 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы