• ТУҒАН ЖЕР
  • 17 Ақпан, 2021

Қаратуруқ — муқәддәс җай

Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қаратуруқ йеза округиниң тәркивигә Ачисай, Қаратуруқ, Достлуқ, Лавар, Тауқаратуруқ вә Арна йезилири кириду. Биз бүгүн, асасән, Қаратуруқ йезиси вә униң тәрәққиятиға үлүш қошқан инсанлар һәққидә гәп қилмақчимиз. Чоңларниң ейтишичә, Қаратуруқ икки сөздин ибарәт болуп, қара (Қараханлар дәвригә мунасивәтлик) – улуқ, муқәддәс яки алп мәнасини билдүрсә, туруқ – турақ, җай мәнасиға егә. Йәни «муқәддәс җай» дегән мәнани билдүриду. Округта, асасән, қазақ, уйғур, әзәрбәйҗан, рус вә түрк милләтлириниң вәкиллири яшайду. Биз ушбу мақалини йезишта мәзкүр жуттин чиққан журналист Авут Мәсимовтин хелә нурғун мәлуматларни алдуқ. Шундақла йезиниң бүгүнки нәпәси тоғрилиқ әхбаратни округ һакиминиң вәзиписини атқурғучи Бауыржан Сокуров бәрди. 


Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

Қаратуруқлуқлар Полат мәзин вә Гаһап молла Манаповниң исми билән һәқлиқ рәвиштә пәхирлиниду. Чүнки улар йезидики абройлуқ диний өлималар болған. Гаһап моллиниң нәвриси Айдин бовисиниң йолини давам қилип, Мәккә-Мәдинигә берип кәлди. Һазир Қаратуруқ йезисидики «Таҗидин» мечитиниң имами. Ейтмақчи, ушбу мечит өз дәвридә Қаратуруқ йезисиниң тәрәққиятиға биркишилик төһпә қошуп, униң инавәтлик ақсақаллириниң биригә айланған Таҗидин Қасимовниң оғуллири Шәмшидин, Камалдин, Җамалдин, Амандин вә Бурһандинниң жутдашлириға қилған соғиси! Улар мечит селишни башливеди, жутдашлири Таҗидиновларниң тәшәббусини бир еғиздин қоллап, «бир йәңдин -  қол, бир яқидин баш чиқирип», бирлик һәм өмлүк билән уни бәрпа қилди. Һазир мечит йезиниң һөснигә һөсүн қошуп туриду вә яшларни иман-ибадәткә тәрбийиләватқан қутлуқ дәргаһ һесаплиниду. 
Йезида Ғазиһаҗим Разиев исимлиқ мәрипәтчи болған. У 1900-жили Қаратуруқта тәрәққийпәрвәрләр мәктивини уюштурғанларниң бири. Диний саватқа егә болған у һәм илим-пәнниму билгән. 1910-жили Челәк йезисида көпчилик пайдилиналайдиған китапхана ачқан. Дөләт әрбаплири Исмайил Тайиров, Абдулһәй Муһәммәдий вә Яқуп Исиевқа атидарчилиқ қилған. Униң әвладиниң барлиғи дегидәк әҗдатлириниң йолини давамлаштурди. Оғли Турсун оттузинчи жиллири Челәк наһийәсиниң мәктәплиридә муәллимлик вә мудирлиқ қилди. Қасим Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән муәллими аталди. Наһийәлик маарип бөлүмини башқурди. Нәврилиридин Гүлвира Разиева - Қазақстан хәлиқ артисти. 
Йеза турғунлири әҗайип қабилийәтлик биолог устаз Аруп Мәмәталиевни «Мичурин» дәп атишатти. У Ташкәнттин ипәк қурутиниң уруғини елип келип, балилар язлиқ тәтилгә чиққанда Калинин (һазирқи А.Саттаров) намидики мәктәп оқуғучилириға ипәк қурутини баққузатти. Улар үч ай давамида ипәк қурутини өстүрүп, кокулисини жиғатти. Андин уни Ташкәнткә апирип өткүзүп, ахчисини оқуғучиларға бөлүп берәтти. Аруп Мәмәталиевниң йетәкчилигидә мәктәптики тәҗрибә участкисида түрлүк мевә дәрәқлири вә көктатлар өстүрүләтти. 
Аруп Мәмәталиев муәллимликтин сирт иҗадийәт биләнму шуғулланған екән. Илмий әмгәкләрни, балиларға беғишланған һекайә, чөчәкләрни язған. 1957-жили М.Кебиров билән А.Шахматов тәрипидин чиққан «Уйғур хәлиқ чөчәклири» топлимиға Аруп муәллимниң онға йеқин чөчиги киргүзүлгән. 
«Қазақстан маарип әлачиси» М.Мәхсүтов һаятиниң қириқ жилдин ошуғини миллий маарипқа беғишлиди. Уйғур мәктәплиридә оқутуш сүпитини яхшилаш йолида тинмай әмгәк қилди. Уйғур әдәбияти бойичә бирнәччә дәрислик язди. Униң онлиған методикилиқ қолланмилири һазирму устазлар тәрипидин пайдилинилмақта. М.Мәхсүтов тоққуз қетим пүткүлиттипақлиқ вә җумһурийәтлик педагогикилиқ оқушларға қатнишип, оқуш-тәҗрибә ишлири бойичә мәзмунлуқ докладлири үчүн алий дәриҗилик диплом вә пәхрий ярлиқлар билән мукапатланған. 
Йезидин йүзлигән муәллимләрдин башқа Шеривахун Баратов, Гегель Исқақов, Абит Надиров, Данахун Исламбақиев, Рәхмәтҗан Йүсүпов қатарлиқ алимлар чиқти.
 1921 — 1930-жиллар арилиғида артельлар қурулушқа башлиди. Қаратуруқлуқлар бу умумйүзлүк һәрикәттинму чәттә қалмиди. Ушбу кампанияниң бешида турған Абдумеҗит Исқақов башта артель, кейинирәк «Социалды» колхозини башқурди. Әмгиги мунасип баһалинип, көплигән медаль вә орденлар билән тәғдирләнди. Униң оғуллири Һезим, Абдурешит, Савут, Авут вә Ваһит Исқақовлар Улуқ Вәтән урушидики әрлиги вә кейинки течлиқ жиллиридики пидакаранә әмгиги билән көпкә тонулди. Савут – дәсләпки уйғур учқучи. Нәвриси Гегель Исқақов – илим-пән саһасида шөһрәт қазинип, тарих пәнлириниң намзити аталди. 
 1927-жили Кеңәш Иттипақида әлни коллективлаштуруш башлинип, ушшақ шәхсий егиликләрни бирләштүрүшкә чақирған вақитта, қаратуруқлуқлар бу җәрияндиму паалийәтчанлиқ көрсәтти. Улар «Йеңи дехан» (рәиси Мәсим Семәтов), «Батрақ» (рәиси Шәмшидин Хушнамәтов), «Бирлик» (рәиси Марәк Имирбақиев), «Қизил шәриқ» (рәиси Сраждин Җәмиев) вә «Қизил туғ» (рәиси Манап Йәһияров) артельлирини бәрпа қилди.
Турсун Мәмәтәлиев Қизил Армияни озуқ-түлүк билән тәминләш вәзиписини өз һөддисигә алди. Нәтиҗидә униңму әмгиги жуқури баһалинип, дөләт әрбаби вә язғучи Дмитрий Фурманов униңға милтиқ соға қилди. 
1883-жили Қаратуруқта кәмбәғәл-дехан аилисидә туғулған Җамалдин Һасанов 1919-жили партия қатариға елинип, 1973-жилғичә шу сәптә болди. Өз вәзиписигә һәқиқий садиқлиқ көрситип, шөһрәт қазанди.
Һашир, Мәшүр вә Сулайман Розиевларниңму жутқа сиңдүргән әмгиги бебаһа болди. Һашир колхоз қурулушиға салмақлиқ төһписини қошуп, бригадир вә колхоз рәиси хизмәтлирини атқурди. Мәшүр Розиев – ХХ әсирниң бүйүк намайәндилириниң биригә айланди. Сулайман Розиевниң һаяти Өзбәкстан диярида өтүп, узун жиллар давамида партия вә кеңәш органлирида хизмәт қилди. Әмгиги мунасип баһалинип, орден вә медальлар билән тәғдирләнди. 
1930 — 1937-жиллири аһали жуқуридин аста-аста төвәнләп, Ғулҗа йоли бойиға җайлашти вә һазирқи Достлуқ, Қаратуруқ мәлисиниң һулини қурди. «Йеңи дехан» колхози қурулуп, 700 гектарғичә болған тиң йәрләр өзләштүрүлди. Жуқарқи Қаратуруқ билән Ипәк йоли арилиғида қол күчи билән канал қезилип, у Лаварсаз вә Қорам өстиңигә қошулди.
Дәсләпки колхозға Исмайил Тохсунов рәис болған жиллири Қаратуруқниң әтрапи вә ичигә мевилик дәл-дәрәқләр тикилип, йешилзарлиққа айланди. Өстәңниң төвинидә икки гектар алма беғи бәрпа болди. Абдулла Тайиров башқурған пәйттә колхоз ашлиғиниң һесавиға Қаракемердин үч еғизлиқ яғач өй сетивелинип, йезиниң һазирқи Авут Саттаровқа орнитилған һәйкәлниң йениға башланғуч мәктәп селинди. Бу хилдики билим дәргаһлири округниң башқа йезилиридиму қәд көтәрди. Һазирқи Авут Саттаров намидики 960 орунлуқ йеңи мәктәпниң бенаси совхоз дәвридә селинди. Һазир ушбу билим дәргаһида жут балилири үч: қазақ, рус вә уйғур тиллирида билим алмақта. Бурун йезида 300 орунлуқ мәктәп-интернат болған. У йәрдә чопанларниң вә аиләвий шараити төвән аилиләрниң балилири туруп, билим алатти. 
Инсан тарихидики әң дәһшәтлик Улуқ Вәтән уруши башланғанда, Қаратуруқтин 240 адәм мәйданға атланди. 
Турсун Мыңбаев икки қолидин айрилип кәлсиму, совхозда бухгалтер болуп, өмриниң ахириғичә ишлиди. Мөрдүн Азнибақиев болса, урушниң ялдамиси болған икки оқни операция қилиш хәтәрлик болғачқа, жүригиниң йенида сақлап, чарәк әсир колхозниң оқитини қилди. Ақберген Атағуловму оң қолидин яридар болғини билән сол қоли билән тахтиға җүмлиләрни язғинида һөснихетиниң чирайлиқлиғи һәрқандақ адәмни һәйран қалдуратти. 
1943-жили Сталинград шәһиридики вәйранчилиқни әслигә кәлтүрүшкә қатнашқан қазақстанлиқ 88 комсомол қизниң қатарида 16 яшлиқ Гүлшәм Исрайиловаму болди. 
Уруштин кейин «Йеңи дехан» колхози йеңи йәрләрни өзләштүрүшкә киришти. Хаман, фермилардики ишни механикилаштуруш үчүн электр энергияси керәк болди. Егиликләр бирлишип, Лавар өстиңигә электр станциясини салди. Бу ишниң һөддисидин чиқиш МТСниң шу чағдики мудири Мөмүн Турғанов вә инженер-механиги Турсун Тохтиевқа тапшурулди. Һаким Мәмәталиев, Аблетип Баратов, Һашим Исмайилов, Зәйнуллам Абдуллин вә Ярмуһәмәт Зикирияров станцияниң қурулушиға паал қатнашти. Жутниң электриклири Андасбай Исмайилов вә Һәмра Имирбақиев ушбу станциядин столбилар арқилиқ  Қаратуруққа сим тартти.
1952 — 1956-жиллири Қаратуруқтики «Йеңи дехан» колхозиға Лавардики «Калинин» колхози қошулуп, «Калинин намидики колхоз» болуп қайта қурулди. Униңға яш коммунист Авут Саттаров рәис болди. Он жилдин кейин бу егиликкә «Биринчи май» (һазирқи Ачисай) қошулуп, «Қаратуруқ тамака совхози» вуҗутқа кәлди. Йәнила жутниң илтимаси билән совхозға Авут Саттаров рәһбәрлик қилди. 
Авут Саттаров мошу Қаратуруқта дунияға кәлгән. Оттура мәктәптин кейин Ташкәнт йеза егилиги техникумида билим алди. Ана жутиға қайтип келип, йеза егилигидә һәрхил хизмәтләрдә болуп, шуниң билән биллә мәктәптә муәллимлик қилди. Әлниң бешиға күн чүшкәндә, дәсләпкиләрдин болуп уруш мәйданиға атланди. Уруштики қәйсәрлиги үчүн ІІ дәриҗилик «Вәтән» вә «Қизил Юлтуз» орденлири, көплигән медальлар билән тәғдирләнди. Уруштин кейин 6-7-жил Қаратуруқ йеза кеңишиниң рәиси, МТС агрономи, андин колхоз рәиси болди. Шундақла Челәк наһийәлик кеңиши иҗраий комитетиниң рәиси, кейин Қазақстан Компартияси Мәркизий Комитети йенидики Алмута Алий партия мәктивидә оқуп келип, «Қаратуруқ” тамака совхозиға мудир болуп тайинланди. Һаятиниң ахириғичә, йәни 1981-жилғичә Қаратуруқ йезисиниң ихтисадини, мәдәнийитини вә турғунлириниң турмуш-тирикчилигини көтириш йолида тәр төкти. Униң рәһбәрлигидә Қаратуруқ гүлләнди. Кочилар гүлзарлиққа, алмилиқ баққа айлинип, йоруқлуқ орнитилди. Йезиларда Мәдәнийәт өйи, хәлиққә хизмәт көрситиш комбинати, монча, ағриқхана, икки балилар бағчиси, механикилаштурулған сийир фермиси, МТС, икки заманивий тамака сарийи, китапхана, ашхана, тикинчилик цехлири, дуканлар, шундақла йеңи үлгидики 960 орунлуқ мәктәп бенаси селинди. Яшлар билмәйдиған йәнә бир алаһидилик – А.Саттаров өйләрни электрләштүрүшкә вә радиолаштурушқа алаһидә көңүл бөлди. Нәтиҗидә қаратуруқлуқлар шәхсий радиоға егә болди. У арқилиқ һәр күни таң сәһәрдә, йәни мәркизий радио қошулмай туруп, жут мөтивәри Һашир Манапов йерим саат җәриянида қаратуруқлуқларни йезиниң ахирқи йеңилиқлири билән тонуштуруп, миллий нахша вә сазлардин чачқа чачатти. Жутдашлириниң ишлириға «ақ йол» тиләтти. 
А.Саттаров барлиқ әмгәклири түпәйли «Ленин», «Октябрь революцияси», «Әмгәк Қизил туғи», «Һөрмәт Бәлгүси» орденлириниң саһиби аталди, Қазақстан ССР Алий Кеңишиниң Пәхрий ярлиғи билән тәғдирләнди. 
Авут Саттаровниң өмүрлүк җүпти Дилбәр Зульярова қириқ жилға йеқин өмрини яш әвлатқа сүпәтлик билим вә аңлиқ тәрбийә беришкә беғишлиған инсан еди. Уларниң Марат, Мурат, Роллан вә Дамир кәби оғуллири алий билимлик йеза егилиги хадимлири болса, қәһриман уйғур қизиниң исми билән аталған қизи Ризвангүл – алий дәриҗилик тиббий хадим болуп йетилди.
Авут Саттаровтин кейин егиликкә Һемит Дөләтов, Сраждин Разиев, Елипбай Султанғазиев, Әнвәр Сабиров, Махмут Абдурахманов, А.Саттаровниң оғли Марат Һасанов вә Абдуллин Һаширов рәһбәрлик қилди. Егилик тәрәққий етип, әмгәк илғарлириниң сани көпәйди. Җүмлидин, Алтинбике Бертаева – Социалистик Әмгәк Қәһримани, Абдуллам Пәрһатов вә Турсунбүви Һәмраева – Ленин ордениниң саһиби аталди. 
Башта ейтип кәткинимиздәк, Қаратуруқ йеза округиниң тәркивигә Ачисай, Қаратуруқ, Достлуқ, Лавар, Тауқаратуруқ вә Арна йезилири кириду. Округ турғунлириниң бесим көпчилиги йеза егилиги саһасида әмгәк қилиду. Бу тәвәдә 16 җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиқ, 5 ишләпчиқириш кооперативи, 860 дехан егилиги вә «Қаратурық-Су» су пайдиланғучилар кооперативи моҗут.
Округ бойичә 6800 гектар терилғулуқ вә 58 330 гектар яйлақ бар. Жилдин-жилға интенсивлиқ бағларниң мәйдани өсмәктә. Мәсилән, буниңдин бәш жил илгири улар 67 гектар болса, кейинки жиллири бу йөнилиштә 8,7 миллиард тәңгә инвестиция тартилип, бағ мәйдани 692 гектарға йәтти. Ушбу бағларда тамчилитип суғириш қоллинилиду. Нәтиҗидә һәр гектардин елинған һосулниң миқдари 25 — 35 тонниға йәтти. Уни сүпәтлик сақлаш үчүн қоймилар селиниватиду. 
Булту «АlmaMaterFields» ҖЧЙ 167 гектар йәргә йеңи технологияларни пайдилинип, алма беғини бәрпа қилди. Қошумчә 30 адәмгә турақлиқ вә 150 адәмгә мәвсүмлүк иш орунлири ечилди. «Кобегенов», «Сулейман» вә «Агро Сад» дехан егиликлири алмидин башқа клубника вә қариқат пәрвиш қилиду. 
«Ғәрбий Европа – Ғәрбий Хитай» йолиниң округниң бәзибир дехан егиликлириниң йәрлирини кесип өтүшигә бағлиқ, уларниң терилғулуқлири сусиз қалди. Ушбу мәсилини иҗабий һәл қилиш үчүн наһийә рәһбәрлиги 2021 — 2022-жиллар арилиғида «ПУИД-3» дөләт программиси бойичә лайиһә түзмәкчи. Мабада, мәхсәт орунланса, узунлуғи 150 чақирим су системиси ишқа қошулуп, деханлар йәнила өзлириниң йәрлирини пайдилиналайдиған болиду.
Округ турғунлири мал чарвичилиғи биләнму шуғуллиниду. 9615 баш қаримал, 39 676 баш ушшақ мал, 3916 баш илқа бар. Малниң 28 пайизи - нәсиллик. Улар «Баттал», «Наурызбай», «АгроФирма Темір» вә «Айсултан» чарвичилиқлириға тәәллуқ. Округта ветеринарлиқ пункт болуп, униңда алтә мал дохтури вә алтә ветеринар хадим хизмәт қилиду. Шүкри, бәш жилдин бери округта мал ағриғи йоқ.
Округта 109 коча болса, униң 59и асфальтланған. Өткән жили «Иш билән тәминләшниң йол хәритиси - 2020» программиси бойичә Ачисай йезисида төрт коча асфальтланди. Қаратуруқ йезисидики Тайиров кочиси «Өңірлерді дамыту» программиси бойичә җөндәлди. Дөләт һесавиға Лавар йезисиниң мәркизий кочисиға электр шамлири орнитилса, жүригидә оти бар турғунлар өз күчи билән 24 кочиға электр шамлирини орнитип, алийҗанаплиқ тонутти.
Һазирчә округниң пәқәт Достлуқ йезисидила су мәсилиси толуқ һәл қилинған. Икки жил бурун Ачисай йезисида су системисиниң қурулуши башлинип, ахири чиқмай, тохтап қалди. Тауқаратуруқта әһвал униңдинму қийин. Қаратуруқта су станцияси ишләватиду. Бирақ униң җабдуқлири конирап кәтти. Шуңлашқиму «Есік су құбыры» дөләт мәһкимисигә мошу мәсилә бойичә буйрутма берилди. Округ рәһбәрлиги келәчәктә бу мәсилиләрниң иҗабий һәл болидиғанлиғиға үмүт қилиду. 
Қаратуруқ – наһийәдики әң мәнзирилик вә һаваси таза жутларниң бири. Дөләт тәрипидин өткүзүлүватқан тазилиқ ишлиридин башқа қаратуруқлуқлар дайим шәнбиликләрни уюштуруп, бурундин қелиплашқан адитини давамлаштуруп кәлмәктә. Дөләтниң қоллап-қувәтлиши вә җамаәтчиликниң күч чиқириши билән булту йезида 1170 дәрәқ ақартилип, йәттә тохталма җөндәштин өтти. Стихиялиқ әхләтханилар йоқ қилинип, йезилар чәтлиридики әхләт төкидиған мәхсус орунлар рәткә кәлтүрүлди.
Дөләт тәрипидин 26 миллион тәңгә аҗритилип, қурулуш мәһкимиси вә турғунларниң күч чиқириши билән Ачисай йезисидики ветеранлар истираһәт беғи мурәккәп җөндәштин өтүп, йеза турғунлириниң мәдәний дәм елиш орниға айланди.
Ачисайда йеңи амбулатория селинип, униң бурунқи бенаси җөндәштин өтти. Округ мәмурийити Қаратуруқтики кона бенасидин Ачисайға, амбулаторияниң бурунқи бенасиға көчирилди. Тауқаратуруқ йезисидики С.Аманжолов намидики оттура вә Лавар йезисидики башланғуч мәктәпләр беналири ичидә һаҗәтханилар рәткә кәлтүрүлди. 
Атап кетиш керәкки, Қаратуруқ округида демографиялиқ көрсәткүч яман әмәс. Шу сәвәплик өй селиш үчүн йәр елиш новитидә турғанларму көпийиватиду. Уларниң сани бүгүн 1152 адәмгә йәтти. Шуниңға бағлиқ Ачисайда – 100, Қаратуруқ вә Достлуқта – 150, Тауқаратуруқта – 20, Лаварда – 30 вә Арнада 15 гектар йәр йезиларни кәңәйтиш үчүн бериливатиду.
Қаратуруқ йеза округида 2219 мәктәп оқуғучиси бар. Уларниң һәртәрәплимә билим елиши үчүн мүмкинчиликләр яритиливатиду. Мәсилән, буниңдин бирнәччә жил илгири Достлуқтики билим дәргаһиниң конирап кетишигә бағлиқ йезида йеңи мәктәп бенаси қәд көтирип, униңға Әмгәк Қәһримани А.Бертаеваниң нами берилди. Мәктәпниң кона бенаси мурәккәп җөндәштин өткүзүлүп, балилар бағчисиға берилди. Ачисайдики С.Аманжолов намидики вә Қаратуруқтики А.Саттаров намидики мәктәпләрниң беналириму мурәккәп җөндәштин өтти. Маддий-техникилиқ базиси мустәһкәмләнгән ушбу мәктәпләрдики билим сүпитиму тәләпләр дәриҗисидә. Мошу йәрдә  Ачисайдики Ш.Вәлиханов намидики вә Лавардики башланғуч мәктәпләр беналириниң җиддий  җөндәш ишлириниң тәләп қилинидиғанлиғини ейтип өтмәй мүмкин әмәс. Һакимийәтниң бәргән мәлуматлири бойичә Ш.Вәлиханов намидики мәктәп бенасиниң җөндәш ишлири бойичә лайиһилик-сметилиқ һөҗҗәтлирини тәйярлашқа дөләттин мәбләғ аҗритилди. Демәк, бу мәсилиниң йеқин келәчәктә һәл болидиғанлиғиға үмүт қилишқа болиду.
Пандемиягә мунасивәтлик дәрисләр онлайн-форматида өтүватқанлиқтин Интернетниң нәқәдәр муһим екәнлигини ейтмисақму чүшинишлик. Һакимийәт Интернет таратқучи мәһкимиләргә хәт йоллап, ярдәм сориған болсиму, Тауқаратуруқта бу мәсилә йешилмәй келиватиду. 
Округ тиҗарәтчилири «Мәктәпкә — йол» акцияси бойичә муһтаҗ аилиләрни қоллап кәлмәктә. Булту улар мошу мәхсәттә 700 миң тәңгә ианә қилип, 10 оқуғучиға смартфон вә башқиму һаҗәт қураллирини елип бәрди.
Округниң мәктәп йешиғичә болған турғунлирини балилар бағчилири билән тәминләш йолида Елбасыниң «Балапан» программиси бойичә үч дөләт балилар бағчиси, икки мәктәпләр йенидики ихчам мәркәзләр, икки дөләт-шәхсий шериклик үлгисидики балилар бағчилири паалийәт елип бармақта.
Қаратуруқ йеза округида төрт амбулатория вә бир фельдшерлиқ пункт бар. Тауқаратуруқ вә Ачисай йезилиридики амбулаториялар йеңидин селинип, Қаратуруқтики амбулатория бенаси мурәккәп җөндәштин өтти. Достлуқтики амбулатория бенаси җөндәш ишлирини тәләп қилиду. Аһалиниң өз мәзгилидә скрининг тәшкүрүшлиридин өтүши вә бехәтәрлик тәләпләргә җиддий риайә қилиши түпәйли, округ турғунлири арисида таҗсиман вирусини жуқтурған адәм һазирғичә ениқланмиди.
Мана, тәвәррүк Қаратуруқ жутиниң қисқичә тарихи вә бүгүнки нәпәси мошундақ. Муқәддәс жут аман болсун!

Әмгәкчиқазақ наһийәси.


 

630 рет

көрсетілді

5

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы