• Йеңилиқлар
  • 17 Ақпан, 2021

Алмутидики вәзийәт

«Алмутидики эпидемиологиялик вәзийәт кәскин. 31-январьдин тартип Алмута эпидемиологиялик вәзийәтни баһалаш матрицинисиниң “йешил” зонисида болуватиду, лекин һазирқи күндә Алмута таҗсиман вируси эпидемиясиниң тарқилиш сүръити бойичә репродуктивлиқ R-­0,949 санида болуватиду. Әгәр көрсәткүч бирдин ешип кәтсә, биз “сериқ” зониға киримиз. Мошуниңға бағлиқ Алмутида чәкләш чарилири давамлишиватиду», - дәйду санитария-эпидемиологиялик хизмәт хадимлири.
Уларниң сөзичә, һазирқи күндә шәһәрдики адәмләр ағриқни көпирәк җәмийәтлик җайларда жуқтуруватиду. Бу һава райиниң иссишиға бағлиқ адәмләрниң көпләп сәйлигә чиқиши түпәйли йүз бәрмәктә. Шундақла ағриқни аиләвий чарә-тәдбирләрдә (қудилиқ, той вә башқиму зияпәтләр) жуқтурғанларниң сани ашмақта. Әнди җәмийәтлик транспортларда ағриқни жуқтуруш илгәрки петичә қалди.
Ағриқни жуқтурғанларниң йешиға тохталсақ, көпирәк 20 яштин 40 яшқичә болғанлар (39 пайиз) 40­ –­ 50 яштикиләр (25 пайиз), 60 яштин ашқанлар (21 пайиз) болмақта. 14 яшқичә болған балиларниң 11 пайизи, 15 –19 яштикиләрниң 4 пайизи таҗсиман вируси ағриғи билән ағриватиду.

751 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы