• Йеңилиқлар
  • 17 Ақпан, 2021

Сентябрьдә башлиниду

Қазақстанда 2021-жили Миллий аһалини ройхәткә елишни өткүзүш алаһидиликлири тоғрилиқ мәхсус комиссияниң биринчи мәҗлисидә гәп болди. Мәҗлистә тәкитлинишичә, қазақстанлиқлар аһалини ройхәткә елишқа онлайн қатнишалайду. 
Премьер-министрниң биринчи орунбасари Әлихан Смайиловниң рәислигидики мәхсус комиссия бу мәвсүмгә тәйярлиқ көрүш вә уни өткүзүш мәсилилири билән шуғуллиниду. Аһали сани, униң яш вә гендерлиқ тәркиви, урбанизация дәриҗиси, кирими тоғрилиқ топланған мәлуматлар тоғра, асаслиқ башқуруш қарарлирини қобул қилиш үчүн асас болиду.
Мәҗлистә онлайн-ройхәткә елишниң бийил 1-сентябрьдә башлинидиғанлиғи тоғрилиқ қарар қобул қилинди. Онлайн-ройхәткә елиш sanaq.gov.kz. сайтида 2021-жилниң 15-октябриғичә давамлишиду. Сайтқа тәвлүк бойи киришкә болиду. Шуниң арқилиқ қазақстанлиқлар өзиниң вә аилә әзалириниң анкетилирини толтуруп, ройхәткә елиштин өзлири өтәләйду. 
Комиссиядә онлайн-ройхәткә елиш вақтида әхбарат бехәтәрлигиниң тәминлинидиғанлиғиға ишәндүрди. Қазақстан Җумһурийити Миллий бехәтәрлик комитетиниң һәмкарлиғида хакерлар һуҗуминиң алдини елиш үчүн ройхәткә елиш бойичә әхбарат ресурслири кечә-күндүз мониторинг қилиниду.
Премьер-министрниң биринчи орунбасари Әлихан Смайилов шундақла sanaq.gov.kz сайтини Egov.kz. веб-портали билән бирләштүрүшниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди.
Ройхәткә елиш җәриянида аһали арисини арилаш 2021-жилниң 1 – 30-октябрь күнлири  жүргүзүлиду. Буниңда барлиқ санитарлиқ нормиларға риайә қилинған һалда, онлайн-ройхәткә елиштин өтмигәнләр җәлип қилиниду.
Ройхәткә алғучиларға планшетлар берилиду. Бу адәм амилиниң мәлуматлар сүпитигә тәсирини азайтиду. Мәхсус мобильлиқ қошумчиниң ярдими билән ройхәткә алғучи барлиқ мәлуматларни топлап, уларни кейин умумий мәлуматлар базисиға әвәтиду.
Аһалини ройхәткә елиш җәрияниниң сүпәтлик жүргүзүлүшини тәминләш үчүн мошу жилниң 1-май – 31-декабрь арилиғида мәмурий-территориялик бирликләрни қуруш, тарқитиш һәм өзгәртиш вә аһалилиқ пунктларниң тәркивий қисимлириға нам бериш, намлирини өзгәртиш бойичә тәклипләргә мораторий елан қилишниң мәхсәткә мувапиқ екәнлиги тоғрилиқ мәсилә қаралди. 
Мәҗлистә шундақла аһалини ройхәткә елиш логотипи тәстиқләнди.

948 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы