• Йеңилиқлар
  • 17 Ақпан, 2021

Адаләтлик әдлийә тәминләнсун

Дөләт рәһбири сот системисини йеңилаш мәсилилири бойичә кеңәшмә өткүзди.
Қасым-Жомарт Тоқаев өз сөзидә дөләтниң пандемиягә қаримай, сот системисини йеңилашни давамлаштуруватқанлиғини тәкитлиди. Жүргүзүлүватқан ислаһатлар саһаға йеңи квалификациялик мутәхәссисләрни җәлип қилиши вә адаләтлик әдлийәни тәминлиши керәк. Мундақ чариләр һәммидин авал җәмийәтниң сотларға болған ишәнчисини күчәйтиш үчүн көрүлүватиду.
Өз новитидә сотлар һәм сот җәриянлири заманивий тәләпләргә җавап бериши вә гражданлар һоқуқини, бизнес һәм инвесторларни һимайә қилиши керәк.
Қасым-Жомарт Тоқаев кеңәшмә қатнашқучилириға барлиқ ислаһатларниң мәркизидә инсанниң туруватқанлиғини әслитип өтти. Шуңлашқа сот җәриянлири һәрбир адәмгә чүшинишлик болуши керәк. Инсанға нишан қилинған яндишиш 2021-жили 1-июльдин тартип җарий қилинидиған мәмурий юстиция паалийитиниң асасини тәшкил қилиши лазим. Нәтиҗидә дөләт аппаратиниң гражданлар билән ишләш системиси түп-асасидин өзгириши керәк. Ислаһатларниң утуқлуқ болушида асаслиқ роль судьяларниң кәспийлигигә бағлиқ.
– Мән бултуқи Мәктүбимдә йеңи судьяларни таллаш җәрияниниң очуқ жүргүзүлишни тапшурған едим. Гражданлар кимниң қандақ хизмәтлири түпәйли судья болуватқанлиғини билиши керәк. Бу мәсилини кечиктүрмәй һәл қилиш лазим. Сотларни квалификацияси жуқури кадрлар билән оператив тәминләш Алий сот кеңишиниң муһим вәзиписи болуп һесаплиниду. Шуниң билән биллә Алий сот кадрлар турақсизлиғиниң сәвәплирини тәһлил қилиши зөрүр. Судья кәспи күчлүк юристларни җәлип қилиши керәк, – дәп һесаплайду Президент.
Дөләт рәһбири коррупцияни сот системисиға болған ишәнчини йоқитиватқан асасий амилларниң бири, дәп атиди. Пәқәт кейинки бәш жилдила 17 судья коррупциягә бағлиқ җавапкәрликкә тартилди. Түркстан вилайәтлик сотидики коррупциялик фактлар кәң җамаәтчилик инкасини пәйда қилди, у йәрдә вилайәтлик сот коллегиясиниң рәиси вә судьяси сотланди.
– Йеқинда кишини ғәзәпләндүридиған әһвал йүз бәрди. 30 жиллиқ стажи бар Алий сот судьяси, Алий сот кеңишиниң сабиқ әзаси, шундақла наһийәлик сот судьяси тутулди. Бу маҗра һәммигә мәлум, у кәң сәлбий инкас пәйда қилди. Алий сот кеңишиниң вә Алий сот рәһбәрлиги зөрүр савақ елип, тегишлик хуласә чиқириши керәк, дәп ойлаймән. Кейинки бәш жилда Сот жюрисиниң қарари билән 29 судья интизамға бағлиқ қилмишларни әмәлгә ашурғанлиғи үчүн лавазимидин бошитилди. Умумән, судьялар қатарини актив тазилашниң кетип барғанлиғи көрүнүп туриду. Бу җәриянни зади тохтитишқа болмайду. Биз адәмләр тәсәввурида қелиплашқан судьяниң сәлбий обризини өзгәртишимиз зөрүр, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент шундақла дөләт хизмәтчилири билән тиҗарәтчиләрниң өзара һәрикитигә бағлиқ проблемиға тохтилип өтти.
– Дөләт аппарати тәрипидин вә барлиқ башқа шәхсләрниң бизнес ишиға қанунсиз арилишип, тиҗарәтчиләргә җиддий зиян йәткүзүши еғир җинайәткә тәңләштүрүлүши керәк, дәп һесаплаймән. Буни тез-арида қануний рәсмийләштүрүш лазим, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла йеңи сот IT-сервислирини пайдилиниш мәсилисигә тәпсилий тохталди. Президентниң сөзигә қариғанда, сотлар заманивий технологияләрниң барлиқ йеңилиқлирини пайдилиниши шәрт, буниңда консерватив яндишишлар орунсиздур. Буниңдин кейинму вақит билән тәң қәдәм ташлаш, тәләп қилиниватқан технологиялик йеңилиқларни актив җарий қилиш лазим.
– Сот системиси нәтиҗидарлиқ болса, җәмийәттә қанунниң үстүнлүги пухта болиду. Ислаһатлар утуқлуқ жүргүзүлиду. Бу гражданлиримизниң хатирҗәмлигигә вә бехәтәрлигигә иҗабий тәсир қилиду. Шуңлашқа сот системисини йеңилаш давамлишиду. Қазақстан җәмийити сот саһасидики түп-асаслиқ иҗабий өзгиришләрни күтүватиду, – дәп хуласилиди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Кеңәшмидә шундақла Алий сот рәиси Жақып Асанов, Қазақстан тиҗарәтчилириниң һоқуқини һимайә қилиш бойичә вәкил Рустем Журсунов сөзгә чиқти.
Кеңәшмә башлиништин авал Президент Алий сот өз паалийитидә пайдилинишни башлиған әхбарат системилири вә йеңи IT-сервислар билән тонушти.

761 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы