• Һекайә
  • 25 Ақпан, 2021

Той соғиси

Амангүл МАМУТ

(Һекайә)

Бүгүн сентябрь ейиниң ахирқи шәнбиси. Һава хелила иссиқ еди. Мәһәллә йолиниң икки четидики узунға созулған үзүм бараңлирида сарғийип пишқан үзүмләр еғизларға сериқ су кәлтүрәтти. Йеқин әтраптики мәһәллә бағлиридин пишип вайиға йәткән йәл-йемишларниң мәззилик пуриғиму димаққа урулуп туратти. Мошундақ мәмүрчиликкә толған күз айлирида той қилиш нәқәдәр көңүллүк-һә?!
Мән достумниң тойиға соға елиш үчүн дуканға қарап маңдим.
Мән төрт коча ағзидин айрилип “Шиңхуа китапханиси” алдидин өткинимдә, китапхана алдидики миғ-миғ адәмләрни көрүп һәйран қалдим. Бу йәрдики топ-топ адәмләр бир-бирсиниң пут-қоллириға дәссишип, китап сетивелиш билән аварә еди. Ениқки, йеңи китап сетиливататти. Мән һәммини унтуп, мошу китаптин бирни сетивелиш қарариға кәлдим. Шу чағда бирдинла достум Аминәниң тойи есимға кәлди. Мән арисалди болуп турғинимда, адәмләр топи арисидин егиз бойлуқ, сақаллириға анда-санда ақ санчилған бир киши қоллирида қаттиқ муқавилиқ қелин бир китапни көтәргиничә хошал кәйпиятта чиқти. Мән у кишиниң алдиға берип у һазирла сетивалған китапни қолумға алдим. Бу китап әслидә достум Аминә вә мән узақтин бери бир көрүшни арзу қилип кәлгән “Қутадғу билик” намлиқ китап екән. 
Мән китапни егисигә қайтуруп берип, адәмләр топи арисиға кәлдимдә, миң бир жапа-мәшәқәттә бу китаптин бирни сетивалдим. 
Мән хошаллиғимда китапни тинмай варақлаттим. Худди қиммәтлик бир байлиққа еришкәндәк, қәлбим ихтиярсиз хошаллиқ вә һаяҗанға толди. Мән қәлбимдики хошаллиқ һиссиятимни басалмай китапни көтирип меңиверип, достум Аминәниң ишиги алдиға қандақ келип қалғанлиғимни туймайла қаптимән.
Униң тойиға соға елишни унтуптимән. Шу чағда көзлирим қолумдики муқависи чирайлиқ ишләнгән, қиммәт баһалиқ әшу китапқа чүшти. Мән ичимдә “мошу китапни елип барсам боламдекин” дәп ойлидим. Чүнки мән чүшәнгән бу достум үчүн мошу есил китапму қиммәтлик “той соғиси” болатти. Шуңа қилчә иккиләнмәй достумниң өйигә қәдәм тәшрип қилдим.
Тойлуқ кийим-кечәклири билән безәлгән Аминә бир топ қизлар арисида бәхитлик минутлириға хәстә болуп олтиратти.
— Һәҗәп балдур кәлдиңғу? – деди Аминә тәнә қилип. “Кәчүргин достум. Аддий болсиму…” дәп қолумдики “Қутадғу билик” намлиқ китапни хиҗиллиқ ичидә униңға сундум. У хошаллиғидин немә қиларини билмәй китапни бағриға бесип туруп: 
“Саңа көп рәхмәт!”, ­— деди.
Әтраптики қизларниң бәзилири һәйран қалған. Йәнә бәзилири болса, китапқа мәңситмәслик нәзәри билән қарап қалған еди. Аминә китапни тинмай варақлатти. Шу чағда көзлирим башқиларниң бу тойға елип кәлгән жуң йотқан, чемодан, һәрхил қәндәл, деризә торлири қиммәт баһалиқ соғиларға чүштидә, хиҗиллиқ ичидә: “Аддий болуп қалди, рәнҗимигәйсән” дегәнни тәкрарлап қойдум. 
У чоң, қарақумчақ кәлгән бир җүп көзини маңа тикип җараңлиқ аваз билән тил қатти:
­— Яқ, достум, бу һәрқандақ есил соғилардин ошуқ болса ошуқки, һәргиз кам әмәс!
Достум китапни әтивалап бағриға мәһкәм басти. 

267 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы