• "30 Тәуелсіздік жылдары"
  • 25 Ақпан, 2021

Мустәқиллигимиз мәңгүлүк болсун

Деханчилиқ — ата кәспимиз. Буни биз қутлуқ кәтминигә садиқ болуп келиватқанлардин һәр қәдәмдә аңлап жүримиз. Әнди ахирқи вақитларда яшларниңму кәтмән чепип — етизлиқта, бағ бәрпа қилип — бағвәнчиликтә, йәни өзини нәқ әмгәк мәйданида синаватқанлиғи һәрқайсимизниң һәвәсини ашуриду.

Гөһәрбүви  ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

  
 Яркәнт тәвәсидики қедимий жутлардин һесапланған Чулуқай йезисиниң турғуни Насирҗан Һапизов билән сөһбәтлишиш җәриянида ата кәсипниң улуқлуғини биз йәнә бир қетим чоңқур һис қилдуқ. Чүнки мустәқилликниң тәңтуши болған Насирҗан бу күнләрдә йезида яшап, қутлуқ кәтмини билән ашлиқ терип, униңдин мол һосул яритиватқан деханларниң бири.
 1991-жили Чулуқай йезисида туғулған Насирҗан Һапизовниң атиси Йолдаш дехан, аниси Тохтибүви уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими. Йезидики Җамалидин Босақов намидики оттура мәктәпни 2009-жили муваппәқийәтлик тамамлиған Насирҗан Алмута индустриал коледжиниң инженер-механикларни тәйярлайдиған бөлүмидә тәһсил көрди. 2012-жили қолиға дипломини алған күнила у жутиға қайтип кәлди. Кәспи бойичә иш издәп һеч аварә болмиди. Чүнки әшу 2012-жиллири атиси «Апизов» шәхсий дехан егилигини қуруп, йәргә ишләвататти. Шу шу болдидә, әмгәк паалийитини атиси бәрпа қилған аиләвий дехан егилигидә башлиди. 
Бу күнләрдә у атиси вә иниси Илһамҗан билән шәхсий егиликтә 9 гектар мәйданға ашлиқ терип, пәрвиш қиливатиду. 
— Тоққуз гектар мәйданға көмүқонақниң «Арман-689», йәни 135 күнлүк сортини пәрвиш қиливатимиз. Егилигимиздә икки МТЗ-80, МТЗ-82 маркилиқ трактор бар. Яркәнт тәвәсиниң йери көмүқонақ өстүрүшкә маслашқан. Бу жили деханлар үчүн утуқлуқ жил болди десәк, ашуруп ейтқанлиқ әмәс. Мәсилән, биз аилимиз билән көмүқонақниң һәр гектаридин 90 центнердин ашлиқ йетиштүрдуқ. Көмүқонақни пәрвиш қилишта һава райи иссиқ болса, өз вақтида суғириш лазим. Биз атам билән жил он икки ай барлиқ деханлар охшаш тиним тапмаймиз. Мана техникилиримизни җөндәп, етиз-ериқ ишлириға тәйярлидуқ. Буйриса, пат-йеқинда йәрни оғутлаш ишлирини башлаймиз. Бу жили әтияз балдур кәлди. Күн мошундақ иссип бәрсә, әтила кәтминимизни көтирип, етизлиққа чиқимиз. Кәң-таша етизлиқта ишләш маңа раһәт беғишлайду. Чүнки ата-бовилиримиздин қалған қутлуқ кәтмәнгә мураҗиәт қилимизкән, өзимизму ишләймиз, башқиларғиму иш тепилиду. Әл қатари аилимизни асрап, көптин қалмай яшаватимиз.
 Шәхсий егиликләрни қуруп, дәвир тәливигә маслишип, аиләвий деханчилиқни тәрәққий әткүзүватқанлиғимиз — мустәқилликниң шарапити. Елимиз мустәқиллик алған жили туғулуптимиз. Ана тилимизда оқудуқ, халиған кәспимизни егилидуқ. Сөйүмлүк ишимиз билән шуғуллиниватимиз. Биз һазир оттуз яшқа кирдуқ. Аилә қурдуқ. Мениң рәпиқәм Дилнара Абдуллаева наһийәлик шипаханида лаборант болуп ишләйду. Икки пәрзәнт сөйдуқ. Мән оттуз яшқа кириватқан жили иккинчи қизим дунияға кәлди. Демәк, бу жили мән қош хошаллиқниң шаһиди болуватимән. Мустәқил әлниң пәрзәнди сүпитидә елимниң тәрәққиятиға тегишлик һәссәмни қошимән. Бизму ата-анимиз охшаш чоң үмүтләр билән алға бақимиз. Әң муһими, пәрзәнтлиримизни әлгә ярамлиқ қилип тәрбийилишимиз керәк. Мустәқиллигимиз мәңгүлүк болсун, — деди биз билән болған сөһбәттә Насирҗан. 
 Шуни қошумчә қилиш керәкки, Чулуқайда Насирҗанниң тәңтушлири аз әмәс. Уларниң көпчилиги өзигә охшаш деханлар. Һә, «дехан терип дан чачар, әл рисқиға йол ачар» дейилиду хәлиқ даналиғида. Әл рисқи үчүн жил он икки ай тәр төкүватқан деханларниң қоли дәрт көрмисун.

 Панфилов наһийәси. 
 

704 рет

көрсетілді

3

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы