• Сәнъәт
  • 03 Наурыз, 2021

«Анарханлар» кимләр?

Уйғур театри сәһнисиниң дәсләпки пәрдиси 1934-жили «Анархан» пьесиси билән ечилғанлиғи мәлум. Мәзкүр әсәр драматурглар Җалал Асимов билән Абдулһәй Садировниң қәлимигә мәнсүп. Бу пьеса тамашибин тәрипидин қизғин қарши елинип, у шу күндин башлап, сәнъәтсөйәр амминиң сөйүмлүк спектаклиға, театрниң паспортиға, актерларниң мәктивигә айланди. Миллийликкә толуп-ташқан бу класссик әсәрни дәсләпки қетим сәһнигә режиссер Али-Ардобус Ибрагимов елип чиққан екән. Униңда уйғур хәлқиниң ечинишлиқ әһвали, икки яш – Һәмра билән Анарханниң паҗиәлик һаяти әкис етилгән. Бу әсәрни һәрхил жилларда В.Азимов, В.Дьяков, А.Марджанов, С.Башоян, Ә.Мәмбетов, Я.Шәмиев вә М.Һезимов қатарлиқ режиссерлар сәһниләштүргән. Мәзкүр мақалимизда биз спектакль тоғрилиқ әмәс, баш қәһриман обризини яратқан «Анарханлар» һәққидә гәп қилмақчимиз. Шундақ қилип, биринчи «Анархан» ким? Уйғур театриниң тарихида қанчә «Анархан» бар?

Бәхтишат СОПИЕВ,
«Уйғур авази»

Спектакльниң «Анархан» дәп атилиши тәсадипи әмәс. Чүнки Анархан -  мәзкүр әсәрниң баш қәһримани. Биринчи  қетим сәһнигә Анарханниң ролини Хеличәм ИЛИЕВА елип чиқиду. Артист өз қәһриманиниң надан балилиғини, назук қәлбини, арманлирини яритишқа тиришиду. Әсли пьеса баш қәһриманлар Анархан билән Һәмраниң паҗиәлик өлүми билән аяқлишиду. Бир күни Хеличәм Илиева үчүн бу спектакль һәқиқәтәнму паҗиәлик аяқлашқили азла қалди. Сценарий бойичә әсәрниң ахирида Һәмра билән Анархан дарға есилиши керәк. Шундақ бир пәйттә Анарханниң путиға қоюлған үстәл туюқсиз өрүлүп кетип, актер тунҗуқушқа башлайду. Буни актерларниң бири байқап қелип, уни ағамчиниң чаңгилидин аран қутулдурувалиду. 
Анарханниң вә башқиму спектакльлардики рольлири үчүн 1936-жили Хеличәм Илиеваға «Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти» атиғи берилиду. 
 Иккинчи «Анархан» — Селимәм САТТАРОВА Уйғур театриға 14 йешида кәлгән екән. Хеличәм Илиеваниң ағрип қелишиға бағлиқ Анарханниң роли вақитлиқ яш қизға тапшурулиду. У сәһнидә Анарханниң қорқумсизлиғини, һечнәрсидин қайтмайдиғанлиғини көрситиду. Болупму дарға есиш алдидики униң тәвринип ейтқан сөзлири тамашибинларниң қәлбини езивәткән. Шуниңдин кейин униңға Анарханниң роли рәсмий тапшурулиду. Наһайити талантлиқ актриса 17 йешида «Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән артисти» атиғиға еришиду. Шундақла 18 йешида Қазақ ССР Алий Кеңишигә депутат болуп сайлиниду. Көп өтмәй Қазақ ССР хәлиқ артисти атиғиға еришиду.
Үчинчи «Анарханниң», йәни Қазақ ССР хәлиқ артисти Мәрийәм СЕМӘТОВАниң өмри наһайити қисқа болди. У 49 йешида һаяттин өтти. Пешқәдәм артистлар «Мәрийәм һәдә жүрәк ағриғини образини яратқан қәһриманлиридин тапти» дәп қойиду. Чүнки у өзигә жүкләнгән һәрқандақ рольни чин дили билән сәһнигә елип чиққан. Анарханниң обризиниму у жүриги билән яратти. 
Төртинчи «Анархан» — Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти Рошәнгүл ИЛАХУНОВА. «Әҗайип йеқимлиқ авази билән хәлқимизниң булбули аталған актриса Анарханниң обризиға наһайити чоңқур кирип кәткән дейишиду, пешқәдәмләр. У нахшиларниму бабиға йәткүзүп орунлайду. Чүнки мәзкүр пьесида 56 музыкилиқ номер болған. Актриса буниң һәммисиниң һөддисидин чиқалиди. 
Бәшинчи «Анархан» — Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти Ризвангүл ТОХТАНОВА, «Анархандики» барлиқ аялларниң ролини иҗра қилған ялғуз актриса. 17 йешида Анарханниң аниси Гүлзариниң ролини сәһнигә елип чиққан. Мунчилик яш туруп аниниң ролини ойнимақ актрисиға оңайға чүшкини йоқ. Амма у бу вәзипиниң һөддисидин мувапәққийәтлик чиқип, тамашибинниң алқишиға еришти. Анарханниң ролиниму бабиға йәткүзүп орунлиди. 
Алтинчи «Анархан» – Қазақстан хәлиқ артисти Зенәтгүл ӘКБӘРОВА. Салаһийәтлик мутәхәссисләрниң пикричә, актриса Октябрь инқилавиғичә болған уйғур аяллириниң ечинишлиқ тәғдирини ярқин ечип берәлигән. Униң йәнә бир утуғи -  өз қәһриманиниң азап-оқубәтлирини наһайити маһирлиқ билән тамашибинға йәткүзүшни билди. 
 Ечинарлиғи, жуқуридики алтә «Анархан» һазир аримизда йоқ. Амма уларниң изини бесип, шанлиқ йолини давамлаштуруп келиватқан шагиртлири бар. Демәк, уларниң нами һечқачан өчмәйду. 
Йәттинчи «Анархан» — Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти Руқийәм САТТАРОВА. 1965-жили консерваторияни тамамлаш алдида турған студентниң диплом иши «Анархан» пьесисидики Анарханниң роли еди. Дипломни муваппәқийәтлик яқлап, Уйғур театриға ишқа орунлашқан яш актерға театр режиссери Сергей Башоян шу жилила Анарханниң ролини тапшуриду. Актриса, яш болғиниға қаримай, режиссерниң ишәнчисини ақлайду. 
Сәккизинчи «Анархан» — Маһигүл ТОХТАХУНОВА. У Анарханниң «җапасини» әң көп тартқан актрисиларниң бири. Чүнки талантлиқ актриса Анарханниң ролини 20 жил мабайнида сәһнигә елип чиқиду. Мундақ жуқури җавапкәрлик көрүнгәнла артистқа жүкләнмәйду. Демәк, актриса өзигә тапшурулған вәзипиниң һөддисидин чиқишни билди, дегән сөз. 
Тоққузинчи Анархан Үнчәм СОПИЕВА:
– Маңа Анарханниң роли 1983-жили жүкләнди. Буни аңлиғанда наһайити хошал болдум. Чүнки классик әсәр – Анарханниң обризини яритиш — театрдики һәр актрисиниң армини. У уйғур сәнъәткарлириниң мәктиви. Шуңлашқа мән Анарханниң ролини алаһидә бир қизиқиш билән ойнидим. Болупму 90-жиллири тарихий Вәтинимизгә барғанда у яқтики тамашибинларниң алқишлириға қарап, бу әсәрниң уйғурлар үчүн наһайити қиммәт екәнлигини чоңқур һис қилдим, – дәйду пешқәдәм сәнъәткар. 
Онинчи «Анархан» — Раһиләм ӘЛИЕВА өз вақтида «Яшлиқ» ансамблиниң тәрвидә йеқимлиқ нахшилири билән тонулған эстрада нахшичиси. Шуңлашқа болса керәк, у Анарханниң нахшилирини ейтишта һеч қийналғини йоқ. Йәни Анарханни нахшичи сүпитидиму тамашибинға тонутти.
Он биринчи «Анархан» — Алийәм ИБДИМИНОВА бүгүнки күндә Уйғур театридики талантлиқ яш актрисиларниң бири. У гепини устазлиридин башлиди.
– Мәктәптә оқуп жүргинимдә Дардамтуда «Тарим» намлиқ ансамблимиз болидиған. Шу коллективта ишләп жүргән пәйтимдә маңа нахша ейтишни үгәткән, умумән, чоң сәһнигә йолумни ачқан Адилҗан Җалаловниң исмини алаһидә тилға алғум келиду. Мәктәпни пүтирип, алий оқуш орниға чүшкәндә, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти Руқийәм Саттарова, тонулған сәнъәткар Маһигүл Тохтахунова, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Ялқунҗан Шәмиев, режиссер һәм атақлиқ актер Муһит Һезимов устазлиқ қилди. Мошуларниң тәлим-тәрбийиси, йол-йоруғи билән «Анарханниң» обризини студентлиқ пәйтимдин яритип келиватимән. 
Он иккинчи «Анархан» — Гүлназ АМУТОВА. «Бир ечинарлиғи, мени Анарханниң ролиға тәйярлиған устазлирим — Муһит Һезимов билән Әбәйдуллам Сетәков һаяттин бемәзгил өтти. Бири сәһнә маһаритини үгәтсә, иккинчиси вокалдин тәлим бәрди. Нәтиҗидә 2009-жили Анархан обризини сәһнигә елип чиқтим. Буниң үчүн устазлиримдин чәксиз миннәтдармән. Әйнә шу есил инсанларниң әмгиги арқисида мән уйғур тамашибинлириға «Анархан» сүпитидә тонулдум.
Он үчинчи «Анархан» — Луиза РОЗАХУНОВА. У — уйғур сәнъитидә ишәшлик қәдәм ташлап келиватқан талантлиқ сәнъәткарлиримизниң бири. Луиза сөһбәт җәриянида өзиниң Анарханниң обризини яритишта бираз қийналғанлиғини йошурмиди. Чүнки бәлгүләнгән қисқа қәрәлдә, йәни он күндә Анарханни сәһнигә елип чиқиш униңға азлиқ қилди. Шуниңға қаримай, театрниң бәдиий рәһбири Мурат Әхмәдиевниң, башқиму устазлириниң ярдими арқилиқ Анарханниң обризини яратти. «Әнди униң баһасини беридиған тамашибин» дәйду Луиза. 
Он төртинчи «Анархан» Эмина РӘХМӘТҖАН — «Анарханларниң» әң кәнҗиси. У 26 яшта. Драма артисти болуш, болупму «Анарханниң» обризини яритиш Қорам йезисида сәнъәткарлар аилисидә дунияға кәлгән яш талантниң балилиқ армини болған екән. Булту театр өз мәвсүмини «Анархан» пьесиси билән ачти. Тамашибинлар йеңи сәһнидә йеңи Анарханни көрди. Һә, Эмина болса арминиға йәтти. Новәттики Анархан ким?

903 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы