• Хуш хәвәр
  • 03 Наурыз, 2021

Челәк — Алмута: қолайлиқ автобуслар

Әву бир жиллири Челәк йезисидин Алмута шәһиригә, Алмутидин Челәккә қатнайдиған автобуслар интайин юмшақ вә қолайлиқ болидиған. Қатнаш арилиғиму анчә жирақ әмәс еди. 1997-жили сабиқ Челәк наһийәси Әмгәкчиқазақ наһийәсигә қошулғандин кейин әйнә шу автобусларни сеғинидиған болдуқ. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

 
Йеқинда иҗтимаий торлардин: «Шелек-Тулпар» җавапкәрчилиги чәкләнгән йолдашлиғи «Челәк-Алмута» вә «Алмута-Челәк» йөнилишлири бойичә төрт йеңи микроавтобусниң ишқа қошулғанлиғи һәққидә хәвәр таптим. Дәсләпки автобус «Челәк» автотохталмисидин «Алмута» автотохталмисиға қарап әтигәнлиги саат 7.00да қатнашни башлайду. Баһаси – 500 тәңгә» дегән әхбаратларни көрүп, интайин хошал болдум. Чүнки Челәк йезиси вә униң әтрапидики йезилардин күнигә онлиған адәм Алмутиға қатнап, билим алиду һәм ишләйду. Шу нуқтәий нәзәрдин алғанда йезидин җәнубий пайтәхткә йолувчиларни тошуйдиған җәмийәтлик транспортниң роли наһайити муһим.
Тәкитләш лазимки, йолувчиларни тошуш хизмити дөләт қаримиғидин шәхсийләрниң қолиға өткәндин кейинки жиллар мабайнидиму «Шелек-Тулпар» ҖЧЙ Челәктин Алмутиға йолувчиларни тошуйдиған маршрути өз паалийитини тохтатмиди. Жиллар бойи униң баһаси 200 тәңгидин 500 тәңгигә көтирилсиму, у дәм елиш күнлиридин башқа күндә дегидәк меңип турди. Шәхсийләр ушбу маршрут бойичә йолувчиларни «Газель» транспорти билән 700 тәңгигә (дәм елиш күнлири 1000 — 1500 тәңгә) вә йеник автомашиниларда 1000 тәңгигә (дәм елиш күнлири 1500 — 2000 тәңгә) тошатти. Әнди көплигән иш орунлири қисқириған, аһалисиниң нурғун бөлиги шәһәргә иш издәп кәткән регионниң турғунлири үчүн бу мәсилә «гөр азавиниң» нәқ өзи болди. 
Йолувчиларниң пикрини билиш мәхситидә, Челәк автостанциясиниң йенида туридиған йеқин бир тонушумға телефон қилдим.
– Биләмсиз, һазир икки адәмниң беши қетилса, мошу маршрут һәққидә параң қиливатиду. Шәхсән мән, интайин разимән. Бир жили Алмутиға баридиған зөрүр ишим чиқип қалди. Оғлум кичик, қолумда. Униңдин башқа иккимизниң кийим-кечигимиз вә оғлумниң һарвуси бар. Өйүм автостанцияниң түвидә болғачқа, қийналмай йетивалдим. Бирақ, ечинишлиқ йери, автобус йоқ екән. Такси көп. Бир жигит алдимға жүгрәп дегидәк кәлдидә: «Һәдә, келиң, мону машиниға олтириң. Һазир мениң новитим. Балиңиз вә жүкиңиз бар екән, икки орунниң баһасини төлисиңиз, азадә йетивалисиз» деди. Мән ойлинип қалдим, өзәм балиға қарап, өйдә олтарсам, ишлимисәм... Балам техи наресидә турса... Уни қучиғимға олтарғузсам... Жүкүм машининиң богажнигиға селинса... Мән немишкә икки орунниң баһасини төлишим керәк... дәп турушумға автобус келип қалди. «Ярдимиңизгә рәхмәт, иним, әрзәнирәк автобусқа олтирай» дедимдә, кетип қалдим. Кейинки қетим шу бала йәнә алдимға жүгрәп кәпту. Оюмдикиниң барлиғини ейтип, йәнә автобусқа олтардим, – дәйду тонушум. 
Шуңлашқиму биз гезитимизниң челәклик оқурмәнлири намидин йолувчиларниң ғемини қиливатқан «Шелек-Тулпар» йолдашлиғиниң рәһбәрлиги вә маршрут жүргүзгүчилиригә миннәтдарлиқ вә ишлириға утуқ, йолувчиларға болса: «Ақ йол!» тиләймиз!

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

332 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы