• Қәлб төридики инсанлар
  • 10 Наурыз, 2021

Хәлқимизниң тарихиға қизиқатти

Бәхтишат СОПИЕВ,
«Уйғур авази»

Музәпәр Мурадилов иккимизни тонуштурған мошу гезит. Илгири ички ишлар оргинида ишләп истипаға чиққандин кейин уйғурниң тарихини тәтқиқат қилиш билән шуғулланди. У уйғурларниң тәғдиригә мунасивәтлик тарихий һөҗҗәтләрни жиғишни яхши көрәтти. «Бизниң мошундақ күнгә қелишимизға немә вә ким сәвәп болди?». Уни мошу соал көп қийнайдиған. Маңа пат-пат гезитқа «әвуни язсақ боламду, монуни язсақ боламду?» дегән соаллар билән мураҗиәт қилатти. Миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри болған акимизға гезитқа қайси мақалини бесишқа болидиғанлиғини ейтип зерикмидим. Аридин мәлум вақит өткәндин кейинла у мени чүшәнди. 
Музәпәр ака өткән әсирниң 90-жиллири Түркиядә чәтәллик уйғурлар уюштурған хәлиқара қурултайға қатнишип келип, у өз тәсиратлирини пәқәт мениң биләнла бөлүшкән еди. Башқиларғиму ейтқан болуши мүмкин, амма иккимизниң сөһбитимизни гезитта елан қилмидуқ. Униң жүриги пәқәт «миллитим» дәп соқатти. Бир күни у инглиз алими Джеймс Черчвардниң «Қедимий Му қитъәси» китавини көтирип кәпту. Униңдин Улуқ уйғур империяси һәққидә хелила мәлуматларни елишқа болатти. Алим китавиниң бир бабини, уйғурларниң дуниядики әң қедимий хәлиқләрниң бири екәнлиги һәққидә гәп қозғайду. Наһайити қизиқ китап. Ядиңларда болса, бу китап һәққидә өз вақтида «Уйғур авазида» мақалә елан қилинған еди. Музәпәр ака: «Мошу китапни уйғур тилиға тәрҗимә қилип, уйғур мәктәплиригә һәқсиз тарқатсам, балилиримиз әҗдатлириниң қәйәрдин келип чиққанлиғини билсә» дегән пикирни ейтти. Мән уни қоллидим. Алға қойған мәхситини әмәлгә ашурмиғичә тинип тапмайдиған бу киши китапни алим, һели мәрһум Рабик Исмайилов иккиси тәрҗимә қилди. Шундақ қилип, келәчәк әвлат миллитимиз һәққидә бираз мәлуматларға егә болди. 
Кейин Музәпәр ака өзбәк алими Увайсхан Шакировниң «Әлихан Төрә Сағуни» намлиқ китавини елип кәпту. Униңда уйғурларниң тарихий Вәтинимиздики ечинишлиқ тәғдири баян қилинған. Бу китапниму у өзиниң хираҗитигә рус тилиға тәрҗимә қилғузуп, мәктәпләргә һәқсиз тарқитип бәрди. «Әлихан Төрә Сағуни дегән ким?» дегән соалға бизниң көплигән балилиримиз җавап берәлмәйду. Шуңлашқа мән бу китапқиму балилиримизниң қолиниң йәткинини халидим», деди акимиз. 
1918-жилқи Йәттису тәвәсидики Ату вақиәси һәққидә һәрхил тарихий һөҗҗәтләр моҗут. Бир-биригә охшимайдиған тәхминләрму бар. Музәпәр ака бу һәққидиму көп издәнди. Қорам, Лавар йезилириға берип, ақсақаллар билән талай учришишларни өткүзди. Россияниң, Өзбәкстанниң архивлирида көп олтарди. «Атуға Новосибирсктин 200 әскәр әвәтилгән екән» дегән гәпни у пат-пат қилатти. «У немә әскәр? Ким әвәтти?» Мана мошу соалларға у тинмай җавап издиди. Хаталашмисам, у уйғурларниң тәғдири һәққидә «XX әсир сирлири» намлиқ китап үстидә ишләвататти. Буниңдин мениңму хәвирим бар еди. У қандақ сир? Бу соалға мәнла әмәс, униң көплигән оқурмәнлири җавап алалмай қалди. Музәпәр ака күтүлмигән йәрдин инсульт елип, бу арманларниң һәммиси көккә учти. У бәш жил бу кесәлниң дәрдини тартти. Ахири ағриқ йәңди... 
Растини ейтсам, мән Музәпәр акиниң шәхсий һаятиға, болупму таллавалған кәспигә бәк қизиқаттим. Теги-тәкти чоңақсулуқ болған акимиз Қарағанда шәһиридики алий милиция мәктивини тамамлап, Талғир наһийәлик ички ишлар органлирида көп жил хизмәт қилиду. Амма у кәспигә мунасивәтлик камсөзлүк болидиған. Бирла ейтип бәргини, у Қарағандида оқуватқан пәйтидә шу яқта туридиған Мәһәмәт вә Иззәтбүви Қурбановларниң аилиси билән тонушуп қалиду. Бу аилә мәзкүр билим дәргаһидә оқуватқан санақлиқ уйғур балилирини пат-пат өйигә тәклип қилип, меһман қилаттекән. Улар Алмутидин Қарағандиға көчүп барған екән. Вақит өтүп, Музәпәр ака уларниң чоң қизи Зәйнәп билән чиқишип қелип, униңға өйлиниду. Кейинирәк улар Алмутиға қайтип келиду. Һазир Музәпәр ака билән Зәйнәп һәдиниң төрт оғли бар. Мурадил, Шөһрәт, Фурқәт вә Дилшат. Кәнҗиси ата изи билән маңди. Һазирчә у атисиниң пәқәт ички ишлар саһасидики изини бесип келиватиду. Дадисиниң миллитимизниң тәғдиригә мунасивәтлик қалдуруп кәткән қолязмилирини у һәр күни қайта-қайта оқуп чиқиду... 

 

312 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы