• Сәнъәт
  • 10 Наурыз, 2021

Тәсвирий сәнъәт йеңилиқлири

Йеқинда Алмута шәһиридики Ә.Қастеев намидики мирасгаһта Қазақстан мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға беғишланған «Гүллән, мениң Қазақстаним!» намлиқ көргәзмә ечилди. Униңға сәксәндин ошуқ рәссамниң икки йүзгә йеқин әмгиги қоюлди. 
Уларниң арисида уйғур рәссамлиридин Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Һашимҗан Қурбанов билән Муһәббәт Һетахунова бар. Ушбу көргәзмигә қатнашқан рәссамларниң әмгәклиридин чоң альбом чиқирилди. Карантинға бола көргәзмә тәнтәнилик рәвиштә ечилмай, униңға пәқәт әсәр муәллиплирила қатнашти. 

***
Йеқинда «DUNIYA ART» заманивий сәнъәт галереяси җәмийәтлик фондиниң қоллап-қувәтлиши билән «Уста-педагог» намлиқ рәсимлик альбом нәшир қилинди. Альбом өткән әсирниң 70 — 80-жиллири Алмута вилайити Әмгәкчиқазақ наһийәсидә устазлиқ қилған Махмутҗан Исмайиловниң иҗадий әмгәклирини өз ичигә алиду.
Альбомниң киришмисидә устазниң иҗадийитидики алаһидиликлири билән педагогикилиқ паалийити тоғрилиқ баян қилиниду. Иллюстрацияләр қатариға униң әлликтин ошуқ һәрхил жилларда безәлгән қапақлири киргүзүлгән. Альбом үч тилда – қазақ, рус вә уйғур тиллирида йезилған болуп, кәң аммиға, болупму қапақларға қизиққучиларға беғишланған. 
Мәзкүр альбом галерея паалийитидики уйғурларниң қолһүнәрвәнчилик сәнъитигә беғишланған дәсләпки әмгәктур.

***
Ташкәнт шәһиридә Дөләт сәнъәт академиясиниң тәркивидики фото вә тәсвирий сәнъәт көргәзмә залида тонулған уйғур рәссами Ғәйрәт Ибрагимовниң шәхсий көргәзмиси ечилди. Мәлумки, Ғәйрәт - Өзбәкстан хәлиқ рәссами Леким Ибрагимовниң оғли. У утуқлуқ иҗадий паалийити түпәйли Өзбәкстан Дөләт академиясиниң алтун медали билән мукапатланған рәссам.

Һакимҗан ГҮЛИЕВ. 
 

545 рет

көрсетілді

3

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы