• COVID - 19
  • 18 Наурыз, 2021

Инсанийәт һаятини өзгәрткән 2020-жил

Мошуниңдин бир жил илгири, ениғирақ ейтсақ, 2020-жили 13-март күни елимиздә таҗсиман вирусни жуқтурған дәсләпки бемар тиркәлди. Кейин, мәлум болғинидәк, вирусни жуқтурған Германиядин кәлгән вәтәндишимиз екән. Шуниңдин кейин Президентниң қарариға бенаән 16-марттин башлап елимиздә таҗсиман вирусқа мунасивәтлик пәвқуладдә әһвал елан қилинди. 


Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Уйғур авази»

 Шундақ қилип, әйнә шу пүткүл инсанийәтниң һаятини өзгәрткән 2020-жилға нәзәр ташлап көрәйли. Тәкитләш лазимки, Хитайда ховуплуқ вирусниң пәйда болғанлиғи тоғрилиқ дәсләпки әхбаратлар 2019-жили декабрь ейида тарқилишқа башлиди. Иҗтимаий торларда кочиларда һечбир сәвәпсиз жиқиливатқанлар, нәпәс алалмай өлүватқанлар, паракәндиликкә бериливатқан адәмләр вә башқиму қорқунушлуқ видеолар көпләп пәйда болди. Бу вирусниң Хитайниң Ухань шәһиридә дәсләп пәйда болғанлиғи ейтилди. Мәзкүр вирус адәмдин-адәмгә жуқидиғанлиғи билән наһайити ховуплуқ болди. Таҗсиман вирусниң пәйда болуши тоғрилиқму һәрхил тәхминләр моҗут. Айрим экспертлар вирус Ухань шәһиридики һайванатлар гөшини сатидиған базарда пәйда болған дейишсә, йәнә бирлири вирус Уханьдики биологиялик лабораториядин тарқиған дегән пикирни алға сүрди. 
Алаһидә тәкитләш лазимки, Хитай һөкүмити таҗсиман вирусниң пәйда болушини тәтқиқ қилишқа хәлиқара экспертларни җәлип қилишқа қаршилиқ билдүрди. Пәқәт бир жил өткәндин кейинла Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң вәкиллири Уханьға берип, тәтқиқ қилиш имканийитигә егә болди. Амма һазирму вирусниң пәйда болуши мәнбәси тоғрилиқ ениқ әхбарат йоқ. 
 2020-жили 11-март күни Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилати таҗсиман вирусни пандемия дәп елан қилди. Шу күнгә қәдәр хәтәрлик вирус дунияниң 114 дөлитидә тиркилип, 100 миңдин ошуқ адәм хәтәрлик вирусни жуқтурған еди. Жуқурида ейтқинимиздәк, елимиздә 16-марттин башлап пәвқуладдә әһвал елан қилинип, қаттиқ карантин тәртиви җарий қилинди. Нур-Султан вә Алмута шәһәрлири қаттиқ карантинға йепилди. Мәктәп оқуғучилири, студентлар жирақтин оқуш шәклигә көчти. Аммивий чарә-тәдбирләрни, концертларни, той-төкүнләрни, спорт мусабиқилирини өткүзүш мәнъий қилинди, озуқ-түлүк сатидиған сода орунлири вә дориханилардин башқа барлиқ базарларниң, чоң сода мәркәзлириниң иши тохтитилди. Адәмләр бу күнләрдә асасән озуқ-түлүк сетивелиш билән шуғулланди. Шундақ қилип, биз йеңичә һаят тәризигә көчтуқ. Бу һаят биз үгинип қалған һаятқа тамамән охшиматти. 
Әлвәттә, карантинниңму иҗабий тәрәплири болди. Йәни биз илгири анчила пәрва қилип кәтмәйдиған инсан қәдри, аиләвий мунасивәтләр қәдрийәтлири чүшәнчилирини, дохтурлар вә муәллимләр әмгигиниң қийинчилиғини толуқ һис қилдуқ, уларға болған көзқарашлиримиз өзгәрди. 
Әнди сәлбий тәрәплиригә кәлсәк, көплигән карханилар, ширкәтләр йепилди, нурғунлиған адәмләр ишсиз қалди. Болупму, яхши тапавәткә үгинип қалған сәнъәткарларниң, кафе-ресторанлар егилириниң гаңгирап қалғанлиғи ениқ. Һаятимизниң нурғуни онлайн-шәкилгә өтти. Ядиңларда болса, иҗтимаий торларда һәрхил челленджлар уюштурулди, концертлар болди. Маһир қоллуқ ханим-қизлар һәрхил таамлар тәйярлап, иҗтимаий торларда хәлиқни зериктүрмиди. 2020-жилниң содиси әң иштик товари медицинилиқ ниқаплар болди. Ниқапсиз кочиға чиқиш қәтъий мәнъий қилинди. Илгири баһаси 20 — 50 тәңгә әтрапида болса, карантин башланған дәсләпки күнләрдә униң баһаси 200 тәңгигә йетип барди. Қизиқ йери, вирус көпәйгәнсири, уни «давалашниң» йоллирини тәклип қилғучиларму көпийишкә башлиди. Самсақ, лимонниң сүйи, атниң сүти, қимиз, зәнҗивил (имбирь), әдрасман, қой яки ишт гөшиниң шовиси, һәтта, һарақ билән «давалашни» башлавәткәнләрму болди. Һәйран қаларлиқ йери, ушбу «шипалиқ» мәһсулатларниң баһаси кәскин өсүшкә башлиди. Мәсилән, зәнҗивилниң  килограмми илгири 800 — 900 тәңгә болса, униң «давалаш» хусусийити пәйда болғанда, 2500 — 4000 тәңгигичә йәтти. Һәтта уни издәп тепишму қийинлашти. Шундақла вирусниң бар екәнлигини инкар қилғучиларму пәйда болди. Бирлири бу Алланиң инсанни җазалаш үчүн әвәткән ағриғи дейишсә, йәнә бирлири «дуниявий мәхпий һөкүмәтниң» адәмләр санини қисқартиш үчүн әмәлгә ашуруватқан «мәхпий плани» дейишти. Немила болмисун, биз таҗсиман вируси билән «биллә яшашқа» маслаштуқ. 
 Тәкитләш лазимки, Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилати 11-мартта таҗсиман вирусни пандемия дәп елан қилғанда, бәзи Европа әллиридә бу дәһшәтлик кесәл кәскин овҗ алди. Болупму Италия вә Испаниядә әһвал наһайити қийинлашти. Бу әлләрдә хәтәрлик вирусни жуқтурғанлар сани кәскин өсти, адәмләрниң вапат болушиму көпәйди. Һәтта өлүкләрни дәпин қилишниң өзи чоң мәсилигә айланди. Бу йәрләрдә адәмләргә өйидин чиқишму мәнъий қилинди. 
 Европа әллири билән селиштурғанда, Қазақстандики әһвал, шәртлик рәвиштә яхширақ болди дейишкиму болиду. Буниңға, әлвәттә, дөләт тәрипидин дәрһал қоллинилған чариләр сәвәп қилди. Биринчи новәттә ишсиз қалғанларға, иҗтимаий тәминати начар аилиләргә ярдәм көрситилди. Мошу вақит ичидә 1,5 миллион адәм дөләт тәрипидин бөлүнгән 42 500 тәңгә көләмидә ярдәм пулини икки ай давамида елип турди. Умумән, таҗсиман вирусқа қарши күрәш үчүн Қазақстан Һөкүмити үч қетим мәбләғ бөлди. Биринчи қетим, 29-январьда Һөкүмәт резервидин 1 миллиард 609 620 тәңгә бөлүнсә, иккинчи қетим 21-февральда қошумчә 428 миллион 227 миң тәңгә аҗритилди. 25-мартта болса, үчинчи қетим, 21 миллиард 430 миллион 635 миң тәңгә бөлүнди. Бу — дәсләпки вақитта бөлүнгән мәбләғ. Әнди язда, йәни хәтәрлик вирусниң тарқилиши чекигә йәткән пәйтидә, Саламәтликни сақлаш министрлигигә 114 миллиард 826 миллион тәңгә бөлүнди. Бу мәбләғниң 21 миллиард 184 миллион тәңгисигә шәхсий қоғдиниш васитилири сетивелинди. 2 миллиард 30 миллион тәңгигә дора-дәрмәкләр, медицинилиқ қураллар елинди. 2,5 миллиард тәңгә болса, лабораториялик васитиләрни, вирусни ениқлаш тест-системилирини сетивелишқа хәшләнди вә һаказилар. 
 Әлвәттә, пандемиягә қарши күрәшниң әң еғир салмиғи медицина саһасиға чүшти. Пандемия, биртәрәптин мәзкүр саһадики барлиқ камчилиқларни ашкарә қилса, йәнә биртәрәптин, медицина хадимлириға болған һөрмәтни ашурди, уларниң әмгигини баһалашни үгәтти. Өткән жилда елимизниң шәһәрлиридә 16 модульлиқ инфекциялик ағриқхана селинди, 3 инфекциялик ағриқханида мурәккәп җөндәш ишлири әмәлгә ашурулди, 63 амбулаториялик-шипахана ишқа қошулди. Ағриқханиларни сүнъий нәпәс елиш аппаратлирини кислород билән тәминләш үчүн 64 кислород станцияси селинди. 185 наһийәлик ағриханилар рентген диагноз қоюш аппаратлири билән толуқ тәминләнди. Тез медицинилиқ ярдәм хизмити үчүн 1367 мәхсус автотранспорт сетивелинди. Шундақла медицина саһасиға инвестиция селиш һәрикити хелила җанланди. Мәсилән, 2020-жили бу саһаға 302,5 миллиард тәңгә көләмидә инвестиция селинипту. Бу, 2019-жил билән селиштурғанда, икки һәссә көп. Әң муһими, медицина саһаси хадимлириниң мааши көтирилди. Йәни дохтурларниң мааши 30 пайизға, оттура медицина хадимлириниң мааши 20 пайизға өсти. Әнди беваситә вирус жуқтурған бемарлар билән ишлигән хадимларға дөләт тәрипидин қошумчә төләмләр бәлгүләнди. Шундақла өзиниң хизмити пәйтидә вирус жуқтурған медицина хадимлириға 2 миллион тәңгә төләш, әгәр әйнә шу вирус ақивитидин вапат болса, аилисигә 10 миллион тәңгә төләш мәсилиси қараштурулди. Униңдин ташқири 150тин ошуқ медицина хадими Президент тәрипидин мукапатланди. Әнди Ақмола вилайәтлик саламәтликни сақлаш башқармиси йенидики Көкчетав шәһәрлик көпсаһалиқ ағриқханисиниң бөлүм башлиғи Олег Исаев билән Ақтөбә вилайәтлик клиникилиқ жуқумлуқ ағриқлар ағриқханисиниң баш врачи Қалихан Қозбағаровқа вапатидин кейин Қазақстан Җумһурийитиниң алий дәриҗилик бәлгүси — «Қазақстанның еңбек ері» атиғи берилип, Алтун Юлтуз вә «Отан» ордени билән тәғдирләнди. Умумән, медицина саһасиниң хадимлирини «2020-жилниң қәһриманлири» дәп аташқа толуқ асас бар. Чүнки әйнә шулар таҗсиман вирусқа қарши күрәшниң алдинқи сепидә болуп, пидакаранә әмгәк қилди. 
 Мошу йәрдә карантин пәйтидә хәйрихаһлиқ ишлар билән шуғулланған инсанлар һәққидиму ейтип өткән тоғра болса керәк. Елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән қолға елинған «Біз біргеміз» акциясини елимиздә тиҗарәтчиләр, чоң ширкәтләр, аддий хәлиқ қоллап-қувәтләп, изгү ишларни башлап кәтти. Елбасы тәшәббуси билән қурулған фондқа миңлиған адәмләр, ширкәтләр халисанә ярдимини әвәтти. Әйнә шу мәбләғниң һәммиси тәминати начар аилиләргә йәткүзүлди. 72 814 аилигә 50 миң тәңгә көләмидә бир қетимлиқ ярдәм көрситилди. Пидаийлар мошу қийин вақитта иҗтимаий тәминати начар аилиләргә ярдәм қолини сунди. Болупму медицина хадимлириға яр-йөләк болуш һәрикити кәң қанат яйди. Бу сахавәтлик ишлардин қазақстанлиқ уйғурларму чәттә қалмиди, әлвәттә. Мәсилән, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Әбәйдуллам Җаппаров рәһбәрлигидики Алмута шәһәрлик шөбиси дохтурлиримизни қоллап-қувәтләш мәхситидә бирнәччә акцияләрни өткүзди. Улар Алмута әтрапидики модульлуқ госпитальда, мәркизий шәһәрлик клиникилиқ ағриқханида, 2-шәһәрлик поликлиникида вә шәһәрлик кардиомәркәзләрдә ишләватқан 300 медицина хадимиға озуқ-түлүк йәткүзүп бәрди. Униңдин ташқири 100 иҗтимаий тәминати төвән аилигиму шундақ ярдәм көрситилди. Мәзкүр чарә-тәдбир Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Мың алғыс» җумһурийәтлик акцияси даирисидә өтти. Уни өткүзүшкә «Metall Prom Group» ҖЧЙниң баш мудири Долқунтай Абдухелил һамийлиқ қилди. Умумән, 12 000 килограммлиқ озуқ-түлүк мәһсулатлири үчүн 3 500 000 тәңгә мәбләғ хәшләнди. Өткүзүлгән акциягә ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов беваситә рәһбәрлик қилди. Униңдин ташқири, ҖУЭМ йенидики Рустәм Хәйриев башқуридиған Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң әзалири ниқапларни тарқитиш, пенсионерларға, қериларға озуқ-түлүк вә башқиму һаҗәтлик нәрсиләрни йәткүзүштә көп күч чиқарди. 
 Мәлумки, 16-мартта елимиздә елан қилинған пәвқуладдә әһвал тәртиви 11-май күни күчидин қалдурулди. Бирақ карантин тәртиви өз күчини йоқатмиди. Кочиларда ниқап билән жүрүш, иҗтимаий арилиқни сақлаш, адәмләр көп топлинидиған җайларға бармаслиқ вә һаказилар униң асасий тәләплиридин болуп қалди. Базарларға, сода мәркәзлиригә, кафеларға ишләшкә рухсәт берилди. Шундиму аммивий чариләрни, йәни той-төкүн, нәзир-чирақларни өткүзүш мәнъий қилинди. Бирақ икки ай ичидә карантинда йетип, ичи пушқан хәлиқ карантин тәртивигә риайә қилишни халимиди. Шу сәвәптин июнь-июль айлирида таҗсиман вирусни жуқтуруш фактлири көпийишкә башлиди. Дориханиларда һаҗәт дора-дәрмәкләр тапчиллиғи йүз бәрди. Адәм өлүми көпәйди. Умумән, аһали һаятиға сезиләрлик дәриҗидә ховуп туғулди. Дөләт органлириниң қәтъий иш-һәрикәтлири түпәйли, июль ейиниң ахирилирида әһвални турақлаштуруш мүмкин болди. Униң үчүн дөләт органлириниң вәкиллири турақлиқ рәвиштә рейдларни уюштуруп туруватиду. Әгәр карантин тәртиви бузулса, уларни җавапкәрликкә җәлип қилип, җәриман салмақта. 2020-жили Алмутида 26 мониторинг топи қурулуп, 3 149 рейд уюштурди. Улар 21 590 объектни тәкшүрүп, карантин қаидисини бузғанлар үстидин 5 182 протокол йезип, 333 165 540 тәңгә көләмидә җәриман салған. Әнди мошу жилниң бешидин тартип Алмутида мониторинг топлири 986 рейд уюштуруп, 7 648 объектни тәкшүргән екән. Нәтиҗидә тәләпләргә риайә қилмиғанларға 77 миллион тәңгә көләмидә җәриман селинған. Әйнә шундақ тәкшүрүшләргә қаримай, һазирму карантин тәртивини бузуватқанлар көпәймәктә. Шуңлашқа шуни йәнә алаһидә тәкитләш лазимки, хәтәрлик вирустин сақлинишниң аддий амаллириға риайә қилишниң ағриқни тохтитишниң нәтиҗидар услуби екәнлигини унтумаслиғимиз керәк.
 Таҗсиман вируси пандемияси башланған пәйттин башлапла дунияниң барлиқ дөләтлири униңға қарши әмләткә кәшип қилишни қолға алди. Дунияда дәсләпкиләрдин болуп Россия алимлири «Спутник-V» әмләткисини ишләп чиқти. Америкида болса, «Pfizer/BioNTech», «Moderna» әмләткилири тиркәлди. Әнди қазақстанлиқ алимларму» KazCOVID-in» әмләткисини ишләп чиқти. Һазир  у синақтин өтмәктә.
 Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилати экспертлириниң пикричә, таҗсиман вирусқа қарши әң нәтиҗидар услуб — у аммивий әмләткә селиш болуп һесаплиниду. Һазир дунияниң нурғун әллиридә бу җәриян җиддий қолға елинди. Әнди Қазақстанда болса, бийил 1-февральдин башлап әмләткә селиш башланди. Асасән Россияниң «Спутник-V» әмләткиси. Әмләткә һәқсиз селиниду һәм уни мәҗбурий селиш мәнъий қилинған, йәни әмләткә халиғучиларға селиниду. Саламәтликни сақлаш министрлигиниң тәхмини бойичә, бийил 3 миллион адәмгә әмләткә селиш мәхсәт қилинмақта.
 Һазирму елимиздә таҗсиман вирусқа мунасивәтлик әһвал турақлиқ әмәс. Мәсилән, Алмута шәһири ахирқи һәптидә «қизил» зонида болуватмақта. Шуниңға бағлиқ өткән һәптидә шәнбә, йәкшәнбә күнлири җәмийәтлик транспорт, базарлар, сода мәркәзлири вә кафе-ресторанларниң иши тохтитилди. Дүшәнбә күни журналистлар үчүн өткүзүлгән брифингта Алмута шәһириниң баш санитар врачи Жандарбек Бекшин, әгәр җәнубий пайтәхттә күнигә 300гә йеқин адәм вирус жуқтурса, шәһәрни йепиш қарари қобул қилинидиғанлиғини ейтти. Бу хәтәрлик әһвал. Һазир униң алдини елиш чарилири қараштурулмақта. Баш санитар врачниң тәкитлишичә, Норуз мәйрими күнлири шәһәрдә җәмийәтлик транспорт иши тохтитилиду. Демәк, бүгүнки таңда қелиплашқан әһвалға бепәрва қарашқа болмайду. Шуңлашқиму турғунлар һошияр болуп, карантин тәртивигә толуқ риайә қилиши һаҗәт.
 Биз мошу мақалини тәйярлаш вақтида оқурмәнлиримизгә «Карантин силәрниң ишиңларға қандақ тәсир қилди?” дегән соал билән мураҗиәт қилдуқ.
 Гүлвира МУСАЕВА, инглиз тили пәниниң муәллими:
— Карантин һәммимизни һәләйкүмгә салди десәм, мубалиғә болмас. Болупму муәллимләр үчүн дәсләп қийин болди. Биз һәрбир оқуғучини көрүп, униң мүҗәз-хулқини, билимини, салаһийитини үгинишкә адәтләнгән. Жирақтин оқуш шәклигә өткәндә, униң һәммисидин айрилдуқ. Бизгә йеңичә ишләшни үгинишкә, йеңи шараитқа маслишишқа тоғра кәлди. Балилар заманивий техникини яхши билгәчкә, қисқа вақит ичидә жирақтин оқушни йолға селивалдуқ. Һазир биз «ZOOM», «Сфера» охшаш платформиларда, Ватсапта дәрис бериватимиз. Балиларму униңға үгинип қалди. Шәхсән өзәм компьютерда ишләш маһаритимни ашурдум. Бу – карантинниң иҗабий тәрипи. Әлвәттә, оқуғучиларни мәктәп партисида олтарғузуп дәрис өткәнгә немә йәтсун. Биз шу күнләрни тақәтсизлик билән күтүватимиз. Әһвал турақлашса, пат йеқинда мәктәпкә қайтип келимиз дегән үмүтимиз бар. Әнди, умумән алғанда, карантин бизгә аддий инсаний мунасивәтләрниң, әркинликниң қәдрини кәң намайиш қилди. Уни булту икки ай давамида өйдә олтарғанда толуқ һис қилдуқ. Буму биз үчүн чоң савақ болди.
 Бәхитҗан САВУРҖАНОВ, риясәтчи, актер:
— Дәсләп карантин елан қилинғанда шәхсән өзәм анчила ерәң қилмидим. Нери кәтсә бир ай созулидиғанду дегән ойда болдум. Амма буниң җиддий мәсилә екәнлигини сәл кейинирәк чүшәндим. Биз риясәтчи, сәнъәткар болғачқа, тапавитимизни той-төкүнләрдә тепип жүримизғу. Мошуниң һәммиси тохтиди. Дәсләп гаңгирап қалғинимму раст. Бала-чақини беқиш керәк. Бир күни бағ тәрәпкә чиқип қарисам, төмүр-тәсәк, алюминий, мислар чечилип йетипту. Һә, мошу пул болуп қалар дәп уларни жиғип, рәтләп өткүздүм. Уларниң һәммиси 1850 тәңгә болди. Икки ай давамида бир тийин тапмиған мән пеқирға бу җиқла ахчидәк билинип кәтти. Мән Қизил Туғ йезисида туримән. Бираз өткәндин кейин йеза билән чоң йол арилиғида қиракәшлик қилишқа башлидим. Йеза болғандин кейин тоху бақимән. Уларму әсқатти жуму маңа. Өй тухуми дәп данисини 50 тәңгидин, тохуни 2500 тәңгидин, нәсиллик тохуларни 3500 тәңгидин саттим. Әнди һөкүмәт 42 500 тәңгә беридиғинини аңлиғанда, бешимиз көккә йәтти. Қизиқ йери, кәсипдашлиримниң һәммиси елип болди, маңа йоқ. Кәйпият йоқ олтарсам, янфонға пулниң чүшкәнлигидин учур кәлди. Хошаллиғимдин дәррула машиниға олтирип, базарға атландим. Алдириғинимдин илдамлиқни ашуруветиптимән, йол полицияси тохтатти. Шу йәрдила «җәриман» төләшкә тоғра кәлди. 42 500 тәңгә шу вақитта маңа худди бир миллион тәңгидәк билинип кәтти. Базардин озуқ-түлүк елип кәлдим. Өйдикиләрму хошал, мәнму хошал. Әлвәттә, буниң һәммиси һәзил арилаш һәқиқәт. Растини ейтқанда, карантин маңа ишниң, әмгәкниң қәдрини, маңлай тәриң билән тапқан пулниң қәдрини яхшини чүшәндүрүп қойди. Илгири тойлардин кечиләп, қосиғимиз тоқ чиқсақму, ағиниләр билән кавап йәйдиғанға, дәм алидиғанға кетәттуқ. Пулни әтила тепивалимиз дәп ойлаттуқ. Һазир ундақ қилмаймиз. Шундақла мошу айларда барлиқ уруқ-туққанларни йоқлап чиқтуқ. Уларму бизгә кәлди. Инсаний мунасивәтләрниң қиммитини һис қилдуқ. Мана һазир аз болсиму той-төкүнләр өтүватиду. Һаятимиз адәттики қелипқа чүшүватқандәк. Илаһим шундақ болсекән.

 

Қийинчилиқтин бирлишип өттуқ
Бирлик вә өзара ярдәм арқилиқ Қазақстан буниңдин бир жил илгири елан қилинған пандемияниң әң кәскин басқучидин өтәлиди. Шу нәрсә ениқки, ағриқни пәқәт вакцинилаш арқилиқла үзүл-кесил йеңишкә болиду. Бу тоғрилиқ Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Twitterдики сәһиписидә язди.
«Буниңдин топ-тоғра бир жил илгири Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилати таҗсиман вирус пандемиясиниң башланғанлиғи тоғрилиқ елан қилди. Мошу вақит җәриянида Қазақстан, пүткүл дуния охшаш, нурғунлиған қийинчилиқларни бесип өтти. Дөләт гражданларниң һаяти вә саламәтлигини қоғдаш үчүн қәтъий чариләрни көрди. Пәвқуладдә һаләт вақтида кирим мәнбәсидин айрилип қалған адәмләр малийәвий вә башқа ярдәм алди. Бирлик вә өзара қоллап-қувәтләш түпәйли биз пандемияниң әң кәскин басқучидин өтәлидуқ. Бирақ бу шум кесәл техичә чоң ховуп туғдуруватиду. Вирусни пәқәт вакцинилаш арқилиқла үзүл-кесил йеңишкә болиду. Барлиқ вәтәндашларни өзини вә әтрапидикиләрни сақлашқа чақиримән», дәп язди Дөләт рәһбири. 

 

Ахирқи мәлуматлар 
Җумһурийәт Саламәтликни сақлаш министрлиги Қазақстанда таҗсиман вирусқа бағлиқ “қизил”, “сериқ” вә “йешил” зонилар бойичә әхбаратни йеңилиди.
Әхбаратқа мувапиқ, 17-мартқа қәдәр “қизил” зонида Нур-Султан, Алмута шәһәрлири билән Ғәрбий Қазақстан вилайити туруватиду. “Сериқ” зониға Ақмола, Алмута, Атырав, Қарағанда вилайәтлири “орунлашқан”. Қалған регионлар “йешил” зонида.
Түнүгүнки күнгә қәдәр елинған әхбаратқа асаслансақ, бир күндә 1 082 адәмниң таҗсиман вирусниң жуқтурғанлиғи ениқланған. Регионлар бойичә алғанда “дәсләпки үч орунда” Алмута (307 адәм), Нур-Султан (203 адәм) шәһәрлири билән Қарағанда вилайити (101 адәм) туруватиду. Алмута вилайитидә пәқәт 17-март күнила 91 адәм ағриқ жуқтурған. 
Умумән, җумһурийәт бойичә алғанда, 17-мартқа қәдәр мошу кесәл 226 767 адәмгә жуқти.
COVID-19 пандемияси башланған пәйттин тартип җумһурийәт бойичә 208 074 бемар сақийип чиқти. Әпсус, 2 873 адәм вапат болди.
 

 

Норуз күнлири җәмийәтлик транспорт ишлимәйду
Алмутиниң баш санитариялик врачи Жандарбек Бекшинниң билдүрүшичә, мегаполиста дәм елиш күнлири җәмийәтлик транспорт ишлимәйду. Автобуслар, троллейбуслар, метро Норузға бағлиқ мәйрәм күнлириму тохтитилиду.
“Ағриватқанларниң сани төвәнлимәйватиду, бизниң вәзипимиз – давалаш мәһкимилириниң адәттики режимда ишлишини тәминләш, уларниң ишини еғирлаштурмаслиқ үчүн ағриватқанларниң санини төвәнлитиш һаҗәт. Көрүлүватқан чарә-тәдбирләр түркүми (гәп йеқинда җарий қилинған чәкләшләр һәққидә болуватиду) өз нәтиҗисини көрсәтмәктә. Дәм елиш вә мәйрәм күнлири транспортниң қатнишини тохтитиш буниңдин кейинму давамлишиду”, дәп билдүрди Ж.Бекшин.
Униң пикричә, җәмийәтлик транспорт таҗсиман вирусниң тарқилишиниң асасий мәнбәси болуп қалмақта.
“Ағриватқанларниң 17,5 пайизи ағриқни нәқ җәмийәтлик транспортта жуқтурғанлиғиға гуманлиниду. Ағриқниң аилә әзалиридин бир-биригә жуққанлиғи ениқ, әнди җәмийәтлик транспортта жуқуш әһвалиму еһтималдин жирақ әмәс. Биз эпидемиологиялик әһвал һәққидә пикир елиш давамида, ағриватқанларниң сөзидин уни еһтимал жуқтурған җайларни ениқлаймиз”, дәп қошумчә қилди баш врач.
 

556 рет

көрсетілді

38

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы