• Асасий мақалилар
  • 18 Наурыз, 2021

Президентқа һесават бәрди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Премьер-министр Асқар Маминни қобул қилди.
Һөкүмәт рәһбири мәмликәтниң январь-февраль айлиридики иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң йәкүнлири вә елимиздики санитарлиқ-эпидемиологиялик вәзийәт тоғрилиқ һесават бәрди.
–Һесават бериливатқан вақитта ихтисатниң реал сектори турақлиқ иҗабий нәтиҗини көрситиватиду. Мәһсулат ишләш санаити, қурулуш вә йеза егилиги саһалири жуқури тәрәққият сүръитини намайиш қилди. Хизмәт қилиш секториниң пәйдин-пәй әслигә кәлтүрүлүватқанлиғи байқалмақта. Озуқ-түлүк мәһсулатлирини ишләпчиқиришта, йеник санаәттә, химия санаитидә, рәңлик металл ишләпчиқиришни қошуп һесаплиғанда, металлургиядә, машина ясаш санаитидә, фармацевтикида турақлиқ өсүш йүз бериватиду, – деди Премьер-министр. 
Асқар Мамин шундақла ОПЕК+ мониторинг комитети мәҗлисиниң йәкүни тоғрилиқ доклад қилди. Мәҗлистә Қазақстан үчүн бир тәвлүктә нефть чиқиришни 20 миң баррельға көпәйтишни көздә тутидиған айрим шәрт келишилди. Бу тағ-кан секторида өсүш сүръитини ашуруш имканиийитини бериду.
Премьер-министрниң сөзичә, мәмликәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик вәзийәт назарәт астида болуватиду: вирусниң көпийиш көрсәткүчи җумһурийәт бойичә 0,9, инфекциялик орунларниң 23 пайизи, реанимация орунлириниң 16 пайизи бәнт. 
Һөкүмәт башлиғи Президентқа, шундақла инвестиция җәлип қилиш, аһалини иш билән тәминләш, иҗтимаий әһмийәткә егә товарлар баһасини турақлаштуруш бойичә көрүлүватқан чариләр вә мәмликәт иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң башқа муһим мәсилилири тоғрилиқ әхбарат бәрди. 
 

1034 рет

көрсетілді

16

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы