• Қазақстан тәуелсіздігіне 30 жыл
  • 31 Наурыз, 2021

Тил билиш – заман тәливи

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»
    
Мунира кичигидинла заман тәливи – тил билиш екәнлигини яхши чүшәнди һәм тил үгинишкә башланғуч синиплирида оқуватқан чағлиридинла киришти. У ата-анисиниң рухсити һәм қоллап-қувәтлиши билән күндә дегидәк дәристин кейин қелип, инглиз тили пәниниң муәллими Гүлҗамал Палтуевадин қошумчә билим алди. Мунира чәт әл тилиға бар вуҗуди билән қизиқип, уни үгәнсиму, биринчи орунға өз ана тилини қойди һәм уйғур тилида оқуди.
 Мунира Юнусҗанқизи 2007-жили Байсейит йезиси Исмайил Тайиров намидики оттура мәктәпни түгитип, Алмута шәhиридики Қазақ-Түрк гуманитарлиқ технология колледжиниң тәрҗиманларни тәйярлайдиған бөлүмигә оқушқа чүшти. Колледжни тамамлиғандин кейин Алмута чәт әл тиллири университетиға оқушқа чүшти. У бу билим дәргаһидин инглиз вә түрк тиллирини егиләп чиқти. Бирақ у мошуниң биләнла тохтап қалмай, шу университетниң магистратурисида билим елип, магистр дәриҗисигә еришти. Андин әмгәк паалийитини җумһурийәтлик медицина колледжида чәтәллик, йәни Авғанстандин кәлгән студентларға куратор болуп башлиди. Кейинирәк С.Асфендияров намидики медицина университетиға йөткилип, Хәлиқара медицина факультетида оқуйдиған чәт әл студентлириға рәһбәрлик қилди вә чәт әл тиллири кафедрисида паалийәт елип барди. 2019-жили Мунира әл-Фараби намидики Қазақ дөләт университетиниң Медицина факультетида чәт әлләрдин келип оқуватқан студентларға кураторлиққа авушти. Ушбу факультетта һазир дунияниң 15 мәмликитидин студентлар келип оқуйду. 
– Ишқа орунлашқичә башқа милләтлар билән ишләп көрмигәчкә, паалийитимни башлаштин авал, авғанстанлиқларниң мәдәнийити вә тарихини оқуп, үгинишкә тоғра кәлди. Һәрбир милләтниң буниңдин башқа өз алдиға көзқариши болиду. Интернет арқилиқ студентлирим кәлгән әл вә шәһәрләр һәққидә әхбарат топлашни адәткә айландурдум. Бу билимим улар билән тил тепишип ишләшниң һәрхил йоллирини ечип бәрди. Магистратурида оқуватқан чеғимда Түркиягә тәҗрибә топлашқа әвәтилип, өзгә мәмликәттә туруп, билим елишниң оңай әмәс екәнлигини өз бешимдин өткүздүм. Шуңлашқиму чәтәллик студентлар үчүн өзгә мәмликәттә билим елишниң интайин қийин екәнлигини интайин яхши чүшинимән. Шуңлашқиму уларға йол-йоруқ көрситип, қолумдин кәлгән ярдимимни беришкә тиришимән, – дәйду Мунира иши билән тонуштуруп.
Қошумчә қилиш лазимки, Мунира чәтәллик студентларниң мәдәнийити вә тарихини билипла қоймай, өз хәлқиниму уларға тонуштуруш пурситини қолдин чиқармиди. Топ-топи билән уларни өзи туғулуп өскән, уйғурлар зич яшайдиған Байсейит йезисиға пат-пат тәклип қилип, хәлқимизниң мәдәнийити, миллий таамлири, урпи-адәт вә әнъәнилири билән тонуштуруп кетиду. Башта улар уйғурниң ким екәнлигини билмисә, һазир Алмутиниң кочилиридин уйғур таамлири ашханилирини издәйду. Уйғур сәнъәткарлириниң нахша-сазлирини аңлап қалса, уссулға чүшүп кетиду.
– Мошу кәсипни таллиғиним үчүн интайин хурсәнмән. Әлвәттә, мәхситимгә йетиштә ата-анамниң қошқан үлүши интайин көп. Студентлиқ дәвримдә, һәтта әмгәк паалийитимниң бешида қийинчилиқларға дуч болдум. Бирақ улар маңа һәрдайим яр-йөләк болуп, күч-қувәт беришни билди. Шуңлашқиму ата-анам вә устазлиримға рәхмитим чәксиз, – деди Мунира сөһбитимиз ахирида.

Әмгәкчиқазақ наһийәси. 
 

461 рет

көрсетілді

16

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы