• Қазақстан тәуелсіздігіне 30 жыл
  • 31 Наурыз, 2021

Жигитбеши — тәшвиқатчи һәм тәрғибатчи

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

У әтигәнлик наштисиға йеңила олтириведи, телефон җириңлап кәтти. 
— Ака, тез йетип кәлмисиңиз болмиди. Бизниң кочида мусибәт болуп қалди.
— Һазир йетип баримән.    
Һә, жигитбеши Ярмәһәмәт Кебировниң әйнә шундақ хәлиқниң хизмитидә жүргинигә бираз вақит болди. Кейинирәк униңға җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңишиниң тизгини тапшурулди. Бу наһайити җавапкәрлик иш. Булту у Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә әза болди. Әнди униңға аддий жут турғунлирила әмәс, җай-җайлардики жигитбашлири телефон қилип, мәслиһәт сорайду. Миллий мәктәп, миллий мәтбуат, миллий театр... Бу мәсилиләрму йәнила шу жигитбешиниң зиммисидә. Шәхсий һаятини унтуп, хәлиқниң ғеми билән яшаш униң күндилик ишиға айлинип қалди. Йеқинда Ярмәһәмәт акиниң 70 яшқа кәлгәнлигини ядиға селип қойдуқ.
— Шундақму? – күлди акимиз.
Ярмәһәмәт Турсуноғли, 1951-жили Ғулҗа әтрапидики Йеңи Ават йезисида дунияға кәлди. 1955-жили аилиси билән Кеңәш Иттипақиға көчүп чиқиду вә Заря Востока мәһәллисигә орунлишиду. Рәпиқиси Раһиләм иккиси 4 бала тепип, улардин 13 нәврә, 1 чәврә сөйди. 
Ярмәһәмәт ака билән сөһбәтлишиш җәриянида жигитбашлириниң паалийити тоғрилиқ көплигән учурларға егә болдуқ. Болупму  жигитбашлириниң ихтидари түпәйли биз нурғунлиған миллий урпи-адәт вә әнъәнилиримизни сақлап қалғанлиғимизға һечким көз жумалмиса керәк. Бу тоғрилиқ сөһбәтдишим, биринчи новәттә, мәрһум Рабик Исмайилов билән жут ақсақили Тохтасун Бейшановниң исмини алаһидә тилға алди. У яқниң ейтишичә, әйнә шуларниң бәргән мәслиһити түпәйли Қазақстандики жигитбашлириниң аброй-инавити көтирилип, паалийити техиму риваҗланди. Улар жигитбашлириниң жутта пәқәт қазан бешида жүридиған адәмләрла әмәс, бәлки бизниң миллийлигимизни сақлап, маарипимиз билән мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзидиғанлардин екәнлигини испатлиди. 
Бу тоғрилиқ Ярмәһәмәт ака мундақ дәйду:
— Уларниң ейтқанлирини әмәлгә ашурушта Жигитбашлири кеңишиниң илгәрки рәиси, мәрһум Абдурешит Мәхсүтов көп әҗир сиңдүрди. Униң рәһбәрлигидә җумһурийәтлик Уйғур театрида өткән жигитбашлириниң дәсләпки қурултийи һелиму көпчиликниң еғизида. Шу баш қошуштин етиварән, миллитимиз вәкиллири истиқамәт қиливатқан һәрбир жутта паалийәт елип бериватқан жигитбашлириниң мунасивити қоюқлашти десәк, һәргизму хаталашмаймиз. Уларниң һазирға қәдәр бир-биригә һәмра болуп, һәрқандақ ишни мәслиһәт билән атқуватқанлиғини шу қурултайниң нәтиҗиси, дәп чүшинимән. Бу йәрдә «Достлуқ» мәһәллисиниң баш жигитбеши болған, мәрһум Инәмҗан Худайбәрдиевниң исминиму атап өткүм келиватиду. У яқму жигитбашлири институтиниң риваҗлинишиға өзиниң мунасип үлүшини қошти. 
Бүгүнки күндә хәлқимизгә тонулған чақчақчи Сабирҗан ака Ғаппаров билән «Туран дунияси» җәмийәтлик тәшкилатиниң рәиси Карлин Мәхпировму дайим жигитбашлириниң йенидин тепилиду. Озақи жили у «Уйғур авазиға» муштири топлаш штабини қуруп, гезитимизниң тиражини көпәйтиштә хелила паалийәтчанлиқ көрсәтти. Җай-җайлардики жигитбашлириниң ролини техиму ашурди. 
 Әнди җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин әмәлгә ашурулуватқан ишлар өз алдиға бир мавзу. ҖУЭМ рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумов тоққуз жил давамида еғиз толтуруп ейтқидәк ишларни әмәлгә ашурди. Улар жираққиму-йеқинғиму биллә ат чапқан һалда, милләтниң ғемини қиливатиду. Болупму, бешиға күн чүшкән қериндашларниң, ким болушидин қәтъий нәзәр, уларниң һалини сорап, ярдәм қолини сунушқа дайим тәйяр. Мәсилән, Мақтаарал вә Арыс, һәм шуниңға охшаш бирқатар җайлирида йүз бәргән тәбиий апәтләрдин зәрдап чәккән адәмләргә ярдәм қилишта жигитбашлири биринчиләрдин болди.
Ярмәһәмәт ака, әң муһими, йеқин дости Абдурешит Мәхсүтовтин «мирас» қалған ишни җан дили билән давамлаштуруватиду. Буниңдин өзиму пәхирлиниду. Көрүнгәнниң қолидин кәлмәйдиған жигитбешилиқ ишиниң қир-сириму йетәрлик. Униңда сән шундақ йол тутушиң керәкки, «һарвуму сунмай, өкүзму өлмәслиги» шәрт. Ярмәһәмәт ака мана мошу шиарни мәһкәм тутқанларниң бири. Бирақ йәнила таң атмай, тиймаққа турмайдиған әһваллар билән ишик чекип, телефон қилидиғанлар йетип ашиду. У бу ишларға көнүп қалдидә, җәмийитимиздә орун еливатқан сәлбий, яш әвлатқа әкси тәсират бериватқанларниң йолини тосушқа киришиду. У болсиму, кейинки жилларда диний еқимларниң көпийишидин туғулған аһали арисидики ойдурмиларни йоқ қилиш. Бу мәсилә бойичә бир топ жигитбашлири қаримлар билән баш қошуп, әшу өлүм-житимлар билән той-төкүнләрдики бирқатар әқилгә сиғмайдиған ишларни рәткә селишқа киришиду. 
Бу тоғрилиқ гәп қилғанда, жигитбашлириниң бу ишиға қайил болуштуқ. Мәсилән, йошуруп болмайдуки, һәрқандақ җайда өлүм узитиш вә елиқ-селиқ әнъәниси һәрхил. Бәзилири шәриәткә мас кәлсә, йәнә бирлири адәмни «хәп» дегүзиду. Шуңлашқа жигитбашлири диндин убдан хәвири барлар билән мәслиһәтләшкән һалда, мәхсус мошу ишлар бойичә низамнамә нәшир қилиду. Униңға һәр һалда риайә қилиниватиду.
— Жигитбашлириниң жут ичидә арилашмайдиған иши йоқ, — деди у сөзини давамлаштуруп. – Шәһәр ичидә биз йәрлик органлар билән қоюқ мунасивәттә жүримиз. Болупму бүгүнки еғир бир вәзийәттә уларниң бизгә, бизниң уларға хиҗалитимиз чүшүп туридиған гәп. Бу тәрәптин уларниң бизгә болған һөрмити алаһидә. Әнди жигитбашлириниң жут ичидики өзара талаш-тартишларни биртәрәп қиливатқанлиғиниму алаһидә тәкитләшкә әрзийду. Һазир заман шундақ. Ундақ әһвалларни һәрқандақ җайдин тепишқа болиду. Биз әйнә шуларни сотқа йәткүзмәй, икки тәрәпни диққәт билән тиңшап, мүмкинқәдәр, яхши-хоп қилип қоюшқа тиришимиз. Әйнә шуларниң йүз пайизини болмисиму, тәңдин-толисини иҗабий һәл қилишта бизниң жигитбашлиримиз муһим роль атқуруватиду. Буниңға бирла мисал. Йеқиндила «Достлуқ» мәһәллисиниң баш жигитбеши Азат Ибрагимов яш бир аилини сақлап қелишта алаһидә маһарәт көрсәтти. Ениғирағи, әр-аялниң мунасивитидә сөз йоқ. Бу йәргә пәқәт үчинчи шәхсләрниң арилишиши түпәйли байиқи маҗра чиққан. Шуниңға бола, аял балисини елип кәтмәкчи бопту. Бирақ азду-тола кийим-кечигини еливалай десә, йолдишиниң бәзи йеқинлири қарши болған. Жигитбеши икки тәрәпни тиңшап көрүп, әр-аялниң пикрини сориса, иккиси бир-бирини қиялмай турған. Шу-шу болдидә, буниңға тосалғулуқ қилғанларни жигитбеши «орниға» қойди. Бу неминиң аламити? Илмий тилда уни “медиация” дәп атисақ, жигитбеши әзәлдинла шу медиаторларниң ишини мукәммәл атқуруп келиватиду дегән сөз.
Буниңдин ташқири, жигитбешини илгири «той-төкүн вә нәзир-чирақларда қазан бешида жүриду» дейишидиған. Һазир ундақла әмәс. Жигитбешиға техиму еғир мәсъулийәтләр жүкләнди. Муштири топлаш, мәктәпкә бала жиғиш, театр мәсилиси вә һаказа. Мана мошуниң һәммиси жигитбешиниң зиммисидә. Бу ейтмаққа асан болғини билән әмәлиятта униң һөддисидин мән-мән дегәнләрниң чиқидиғиниға гуманим бар. Қисқиси, жигитбеши һазир тәрғибатчи һәм тәшвиқатчи. 
Жигитбешиниң қандақ адәм болуши керәклигини тонуп-билишкә, әлвәттә, бу сөһбәт азлиқ қилиду. Лекин бу кәсиптә убданла тәҗрибигә егә Ярмәһәмәт Кебировни һәқиқий жигитбеши дейишкә толуқ асас бар. У «жигитбеши» дегән инавәтлик намни туғ қилип, миллитигә җанпидалиқ билән хизмәт қилип келиватқан инсан. 
Иккимиз сөһбәтләшкичә бирнәччә қетим өйдики һәм қолидики телефонға қоңғурақ кәлди. Хуш хәвәр кәлсә, ичигә патмай кетиду. Лекин “хәп” дегүзидиған ишларму йоқ әмәсқу. Уларни биртәрәп қилишта йәнә шу узунжиллиқ тәҗрибисигә тайиниду. 
— Бәзидә айрим қериндашларниң «жигитбашлири нәгә қараватидекинтаң?» дегән сөзлирини аңлиғанда, һәммини ташлап, «ала шәриңни» дегүм келиду, – дәйду сөһбәтдишим. – Бирақ өз вақтида дәсләп Заря Востока (һазирқи Шапағат) мәһәллисидики жутдашлирим, Алатав наһийәсиниң аһалиси ишәнчә артқини ядимға келиду. Яқ, әрзимәс, бемәна сөзләр үчүн хәлқимгә бәргән вәдәмгә хилаплиқ қилалмаймән. 
Бу мана һәқиқий жигитбешиниң сөзи. Әйнә шундақ инсанлар түпәйлила биз өзлүгимизни йоқатмай келиватимиз. Илаһим, дайим шундақ болғай!
 

809 рет

көрсетілді

105

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы