• COVID - 19
  • 31 Наурыз, 2021

Әмләткә вә әндишә

Һәркимниң өз һәқиқити бар җәмийитимиздә еғиздин-еғизға йәткән хәвәрниң раст-ялғини арилишип, нәтиҗидә һәркимгә һәрхил йетидиғанлиғи раст. Заман өзгәрдиму яки бизниң психологиямиз шундақму, әйтәвир, яман хәвәрни таритишқа һәммимиз хуштар. Аримизда яхши йеңилиқтинму яманлиқ издәп, ақни қара қилишниң маһирлири көп. Улар сөз билән «тирикни өлүк қилип, өлүкни тирилдурувалиду»... Телевизорни қойсақму, иҗтимаий торларни ачсақму, биринчи болуп көридиғинимиз «өлүпту», «көмүпту», «қечипту», «етиптудин» башлинидиған хәвәрләр. Бәлким, аң-сәвийәмиз мошундақ йеқимсиз йеңилиқлар билән толуп кәткәчкә, яхши йеңилиқларни қулиғимизға қистурупму қоймаймиз бәзидә. Шундиму баланиң чоңи – «яман» билән «ялған» арилашқанда чиқиду...
 
Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Буниңдин бираз вақит илгири «Уйғур наһийәсидә таҗсиман вирусқа қарши әмләткә салдурған бир аял һошидин кетипту» дегән гәп чиқип, һәш-пәш дегичә иҗтимаий торларда қизғин муһакимигә чүшти. Ичи пушуп олтарған адәмләргә бу яхши мүмкинчилик болдиғу дәймән. Ақивәттә, «Әмләткә салдурмаңлар. Ақивити мошундақ болиду, көргәнсиләр...» дегәндәк әпқачти параңлар пур кәтти. Җан дегән татлиққу, пандемия башлинип, чүшкүргән адәмгә чөчүп қарайдиған дәриҗигә йәткән пәйтимиздә, мундақ йеңилиқни аңлиған һәркимдә әмләткигә нисбәтән вәһиминиң пәйда болари җәзмән. Шәхсән, башта бу йеңилиқни аңлиғанда, мәнму гуманда қалдим. Бирақ ишниң ениқ-қениғиға йәткәндә, йәнә бир ялған учурниң қармиғиға илинғанлиғимни чүшәндим. 
Әмәлиятта, әһвал тамамән башқичә болуп чиқти. Дохтурханида бир аялниң һошидин кәткини раст. Бирақ у әмләткидин әмәс, уни салдуруштин авал болған қорқунучтин әс-һошини йоқатқан. Йәнә келип, у шу дохтурханиниң хадими болуп чиқти. Хош, наһийәлик дохтурхана мудириниң орунбасари Әнвәр Рашитовтин йәткән ушбу әхбаратлардин кейин көңлүмдики гуман тарқиди. 
Дәрвәқә, наһийәдә таҗсиман вирусқа қарши әмләткә селишниң башланғиниға хелә вақит болди. Лекин бүгүнки күнгә қәдәр униңдин зәрдап чекип, саламәтлигигә зәхмә йәткәнләр йоқ. Демәк, түрлүк-түмән әпқачти параңларға ишинишимиз асассиз. Бир сөзгә он ялғанни қошуп, хәлиқ арисиға ғиж-ғиж салғучиларниң ағзиға тувақ болалмаймиз. Амма, әслидә қулиғимизға йәткән гәпни ой әглигидин өткүзүп, һәқиқитигә йетиш өз қолумизда.
Мәлумки, елимиздә медицина хадимлириға таҗсиман вирусқа қарши әмләткә селиш февраль ейида башланған. Шуниңдин буян бу җәриян планлиқ рәвиштә жүргүзүлмәктә. Җүмлидин әмләткә селиш ишлири Уйғур наһийәлик мәркизий дохтурханисидиму йолға қоюлди. Ениғирақ ейтсақ, дәсләпки әмләткини наһийәлик санитариялик-эпидемиялик назарәт башқармисиниң башлиғи Музәппәр Тохмәтов алған. Кейинкиләрдин болуп дохтурхана мудириниң орунбасари Әнвәр Рашитов салдурған. Бүгүнки күндә дохтурханидики хадимларниң барлиғи дегидәк әмләткә елип болди. Әнди улар жигирмә бир күн өткәндин кейин иккинчи мәртә салдуриду. Мана шундақ новәт билән муәллимләр, бағчә тәрбийичилири, полиция хадимлири әмләткә алмақта. Әлвәттә, мәҗбурий түрдә әмәс, уни салдуруш яки салдурмаслиқ һәркимниң өз әркидә. 
Мошу йәрдә шуни алаһидә тәкитләш керәкки, ағриғи бар, һесапта турғанлар дохтурниң рухситидин кейинла әмләткә салдуралайду. Саламәтлик сақчилириниң ейтишичә, тумуқап, тән һарарити көтирилгәнләргә у тәвсийә қилинмайду. Улар ихтиярий түрдә, йәни толуқ тәкшүрүштин өткәндин кейинла әмләткә алиду. Шундақла еғир аллергияси барларға, бөрәк вә беғирниң созулма ағриқлириға гириптар болған бемарларға, қәнт диабети барларға, эпилепсиягә челиққанларға, хәтәрлик ишшиқ билән ағрийдиғанларға, инсульт алғанларға, жүрәк-қан томур ағриқлири билән ағрийдиғанларға, астма вә өпкиси ағрийдиғанларға әмләткә селинмайду. 
«Хәлиқ саламәтлиги вә саламәтлик сақлаш системиси» тоғрилиқ кодексниң 77-бабида әмләткә селишниң пәқәт шу адәмниң келишими биләнла әмәлгә ашурилидиғанлиғи тәкитләнгән. Хәйрият, Қазақстанда февральниң биридин таҗсиман вирусқа қарши башланған әмләткә селиш ишлири басқуч-басқучи билән давамлашмақта. Елимиздә жил ахириғичә алтә миллион адәмгә әмләткә селиш реҗиләнгән. Йәни февральда – йүз миң, мартта – йүз әллик миң, апрельда алтә йүз миң адәмгә әмләткә селиниду, дегән тәхмин бар. 
Хуласиләп ейтқанда, әмләткә салдуруш яки салдурмаслиқ тоғрилиқ қарарни өзиңиз қобул қилисиз. Мабада әмләткә алсиңиз, оттуз минут медицинилиқ мәһкимидә, дохтурниң назаритидә болғиниңиз әвзәл. Кейин үч күн мабайнида турушлуқ җайиңиздики дохтурниң назаритидә болисиз. Әгәрдә, әмләткә алғандин кейин саламәтлигиңиз начарлиса, дохтурға мураҗиәт қилиш лазим. Чүнки миң сүпәтлик дегән билән, һазирчә таҗсиман вирусқа қарши әмләткини адәттики әмләткиләр билән һәргиз селиштурғили болмайду.
 

СOVID-19 билән балилар көп ағрийдиған болди
Алмутида таҗсиман вирус билән ағриватқанларниң сани кәскин өсти. Алмута шәһәрлик санитария-эпидемиологиялик станцияси рәһбириниң орунбасари Әсел Қалықова йеқинда өткән брифингта шу һәққидә хәвәр қилди.
Идарә хадиминиң тәкитлишичә, кейинки һәптидә 14 яшқичә болған балилар арисида ағриватқанлар 7 пайиздин 11 пайизға, мартниң дәсләпки һәптисидә бир яшқа толмиған 10 бала ағриған болса, һазир уларниң сани 55кә йәтти.
Аилидики мунасивәткә бағлиқ ағриқ сани 6 пайизға өсти, 34 алмутилиқ ағриқни мошу йол арқилиқ жуқтурған. Сода орунлирида ағриқни жуқтурғанларниң сани 20 пайизға төвәнлиди, шундиму озуқ-түлүк магазинлириға бериш түпәйли ағриқни жуқтуруватқанларниң сани жуқури болмақта.
 

820 рет

көрсетілді

109

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы