• Әхбаратлар еқими
  • 31 Наурыз, 2021

Йеңи исимлар ениқлиниду

25-март — 1-апрель арилиғида қазақстанлиқлар «Қазақстандики 100 йеңи исим» лайиһисиниң төртинчи мәвсүмигә қатнашқучиларни яқлап аваз бәрди.
Лайиһиниң мәхсити – мустәқиллик жиллирида Қазақстанниң тәрәққий етишигә чоң һәссә қошқан адәмләр мисалида утуққа йетиш, риқабәткә тақабил туруш, прагматизм вә билимгә интилиш идеялирини илгирилитиштин ибарәт. 
Лайиһигә қатнишиш үчүн буйрутма 22-февраль – 22-март арилиғида қобул қилинди. Мошу вақит ичидә барлиқ регионлардин йәттә паалийәт саһаси бойичә 2 790 буйрутма берилди. Болупму мәдәнийәт вә спорт, билим вә җәмийәт бөлүмлири бойичә нурғун анкета келип чүшти. Униңдин ташқири йеңи йөнилиш – экология саһаси қошулди.
Қазақстанлиқлар өзлиригә йеқип қалған намзатлар үчүн 25-марттин 1-апрельғичә аваз бәрди. 
Аваз бериш вақтида әң нурғун пай топлиған вә тәркивидә җәмийәт әрбаплири, мәдәнийәт, спорт вәкиллири һәм тиҗарәтчиләр бар абройлуқ жюри тәрипидин таллавелинған қатнашқучилар лайиһә ғалиби дәп етирап қилиниду. Ейтмақчи, бийил жюрилар тәркивигә өткән жилларда лайиһидә ғалип чиққанларму кирди. 
Мәлумки, Қазақстанниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаев 2017-жилда «Қазақстандики 100 йеңи исим» лайиһисиниң тәшәббускари болған еди. Қаидә бойичә һәрбир җәмийәтлик тәшкилат, бирләшмә намзатларни тәклип қилалайду. Шундақла намзатлар өзини өзи көрситиш имканийитигиму егә.
 

607 рет

көрсетілді

17

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы