• Әхбаратлар еқими
  • 31 Наурыз, 2021

Миллий комиссия мәҗлиси

Премьер-министр Асқара Маминниң рәислигидә вә Парламент Мәҗлисиниң рәиси Нурлан Нығматулинниң қатнишиши билән Миллий йеңилаш комиссиясиниң мәҗлиси болуп өтти. 
Мәҗлистә Тунҗа Президент Нурсултан Назарбаевниң Бәш институционал ислаһитини әмәлгә ашуруш бойичә «100 ениқ қәдәм» Милләт планини вә Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң Мәктүбини орунлашниң кетип бериши қаралди. 
Миллий комиссия мәҗлисидә миллий ихтисат, йеза егилиги, малийә, энергетика, индустрия вә инфрақурулумлуқ тәрәққият, әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш, саламәтликни сақлаш, экология, геология вә тәбиәт ресурслири министрлири – Әсет Ирғалиев, Сапархан Омаров, Ерулан Жамаубаев, Нурлан Ноғаев, Бейбит Атамқулов, Серик Шапкенов, Алексей Цой, Мағзум Мирзағалиев, мәдәнийәт вә спорт вице-министри Ғабидулла Абдрахимов вә башқа җавапкәр шәхсләр жүргүзүлүватқан ишлар тоғрилиқ доклад қилди.
Бүгүнки күнгә қәдәр Милләт планиниң 100 қәдимидин 72 қәдәм әмәлгә ашурулди. Җүмлидин «Кәспий дөләт аппаратини шәкилләндүрүш» йөнилиши бойичә 15 қәдәмдин 13 қәдәм, «Қанунниң үстүнлүгини тәминләш» – барлиқ 19 қәдәм, «Индустрияләштүрүш вә ихтисадий өсүш» – 50 қәдәмдин 27 қәдәм, «Умумийлиқ вә бирлик» – 6 қәдәмдин 3 қәдәм, «Һесават беридиған дөләтни шәкилләндүрүш» – барлиқ 10 қәдәм орунланди.
Бийил «Кәспий дөләт аппаратини шәкилләндүрүш» вә «Индустрияләштүрүш вә ихтисадий өсүш» йөнилишлири бойичә 9 қәдәмни орунлаш планланмақта.
Мәҗлистә шундақла бюджеттин сирт фондлар палийитини қошуп «кәңәйтилгән бюджетни» җарий қилиш, пенсия вә ярдәм пуллирини бәлгүләш һәм төләш җәриянлирини рәқәмләштүрүш, ички фармацевтикини тәрәққий әткүзүш вә башқа мәсилиләр қаралди
Премьер-министр Милләт планини вә Қасым-Жомарт Тоқаевниң 2020-жил 1-сентябрьдики Мәктүбини әмәлгә ашуруш бойичә умуммиллий планни толуқ вә сүпәтлик орунлаш ишини давамлаштурушни тапшурди. Болупму биринчи новәттә ихтисатниң йеңи иш орунлириниң вуҗутқа кәлтүрүлүшини тәминләйдиған муһим секторлиридики йеңи чоң лайиһиләргә стратегиялик инвесторларни җәлип қилиш пунктлириға алаһидә диққәт ағдурулди.

519 рет

көрсетілді

19

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы