• Нәшрият төһписи
  • 08 Сәуір, 2021

«Таңни күтимән»

Әйнә шундақ нам билән йеқинда «Мир» нәшрият өйидин» Уйғур наһийәсиниң Ават йезисида истиқамәт қилидиған пешқәдәм устаз, һәвәскар шаир Һасил Абдримовниң тунҗа топлими йоруқ көрди.

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»

Мәзкүр топламда муәллипниң хәлиқ, Вәтән, һаят еқими, бүгүнки заман, адәмләр арисидики мунасивәтләр мавзулириға беғишланған шеирлири орун алған. Топламға һәзил-расти арилаш йезилған шеир-қошақларму киргүзүлгән. Муәллип өз тәғдири мисалида көплигән умумйүзлүк кәчмишләрниму тәсвирләп, тәғдирдаш қандашлириниң жиғисини жиғлайду, тәғдир боранлири һәр яққа учуруп елип кетип, дунияға териқтәк чечилип кәтсиму, улуқ идеаллар илкидә һаятқа ашиқ болушни, роһий байлиқ издәп үмүт билән яшашни алға сүриду.
Һәвәскар шаир өзиниң дунияға көзқариши, ички кәчүрмилири вә тәпәккүри арқилиқ китапханни дунияда, җәмийәттә йүз бериватқан вақиәләр, бүгүнки вәзийәтләр һәққидә чоңқур ойлинип, тоғра нәтиҗә-йәкүн чиқиришқа дәвәт қилиду. Ушбу топламға киришмә сөз язған талантлиқ яш шаир Вильям Молотовниң тәъбири билән ейтсақ, «Һәрқандақ китапни оқуш алдида «Китап оқурмәнгә немә берәләйду, китапханниң роһий дуниясини қанчилик дәриҗидә бейиталалайду?», дегән соалларниң туғулуши тәбиий. «Таңни күтимән» топлимидики мавзу вә мәзмун җәһәттин һәр яңза шеирларни оқуғиниңизда жуқуридики соалларға җавап тапалайдиғиниңизму шүбһисиз... Топламдин көңлүңлар су ичидиғиниға ишинип, көп қирлиқ талант егисиниң шеирийәт гүлзариға ташлиған қәдими қутлуқ болуп, бәдиийлиги, тартиш күчи техиму күчлүк, салмақлиқ әсәрләрни яритишқа несип болсун демәкчимиз! Таңларға тәшна көңли таң нурлириға қетирқинип, сәһәр сәлкинлири сезимлирини дайим сәгәк қилсун!».

340 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы