• Әдәбият гүлзари
  • 08 Сәуір, 2021

Сонетлар һәққидә мулаһизиләр

Иҗадийәттә шеирий жанрниң шәкиллири көп. Һәрбир шәкил өз алаһидилигигә егә. Ениғирақ ейтқанда, униң шәрт-қаидилиригә толуқ әмәл қилғандила чирайлиқ бәдиий ипадисини тепиши мүмкин. Җүмлидин, ақ шеир, чашма шеир, бармақ вәзни, аруз вәзни охшаш шеирийәт түрлири моҗут. Булардин ташқири миллий әдәбиятимизда өткән әсирниң 70-жиллиридин башлап, “Сонетлар» дегән йәнә бир йеңи шәкил пәйда болушқа башлиди. Буниң өзи қәләм саһиблиримизниң дайим издиништә вә үгиништә болғанлиғидин дерәк бериду. Әдәбиятимизға йеңилиқ елип киришниң әйнә шу саһаға сөйгү муһәббәттин, етиқат вә иштияқтин туғулидиғанлиғи турған гәп. Мундақ интилишни вә әйни чағда урунушни пәқәт алқишлаш һаҗәт.
Әслидә «Сонет дегән немә? У қайси макан вә замандин етиварән шәкиллинишкә йүзләнгән?” дегән соалларниң бүгүнки оқурмәнләрни қизиқтуруши тәбиий һал. Шундақ екән, әң авал мәсилиниң әйнә шу тәрипини айдиңлаштурушимиз лазим дәп ойлаймән.
Сонет көпирәк Ғәрип мәмликәтлиридә шәкилләнгән. Бу шеирий шәкилниң пәйда болуши XVI — XVII әсирләргә берип тақилиду. Сонетниң икки түри моҗут. Уларни әдәбиятшунаслар “Инглизчә сонетлар” вә “Италиянчә сонетлар”дәп атап кәткән. Инглизчә сонет италиянчидин асасән түзүлүши җәһәттин пәриқлиниду. Инглизчә сонетларда дейәрлик үч куплет аҗрилип йезилсиму, униң пүткүл роһийитигә сиңдүрүлгән мәна вә мәзмун алаһидә аҗрилип келидиған ахирқи икки мисрада ениқ бәдиий ипадисини тапмиғи лазим. Сонеттики шаирниң алдиға қойған мәхсәт-муддиаси — әкис әттүрмәкчи болған пикир, ой әшу үч куплет билән униң ахирқи икки мисрасида йәкүнини тапиду. Әнди италиянчә сонетлар болса, сәл башқичирәк келиду. Уларниң дәсләпки икки куплети алаһидә мустәқил һаләттә йезилсиму, кейинки алтә мисраси икки туташ куплетқа бөлүнүп, ички қапийәлири сақланған һалда  вуҗутқа келиду. Сонетлар өзиниң ихчамлиғи, пикир, ойни пәлсәпәвий, образлиқ ипадиләшкә майиллиғи билән пәриқлиниду. Униң шәклини таллавелиш шаирниң өз ихтиярида­­. Мисал сүпитидә шаирлар Җәмшит Розахунов билән Тельман Нурахуновниң инглизчә вә италиянчә түрдә йезилған икки сонетини етивариңларға һавалә қилмақчимән. 

Һәр җайда өзәңни тутисән мәғрур,
Яришар мәртләргә мунасип хисләт.
Гәр сәндә болмиса адәмий ғурур,
Йәлкәнгә миниду бозәклик қисмәт.
Амма у чекидин ашса зиядә,
Мәртивә, шәниңгә йетәр малаллиқ.
Әрлигиң алдида — зәйип ирадә,
Мәнмән өз бешиға тапар заваллиқ.

Әдәптин ашмиған — алий пәзиләт,
Қинидин ташмиған — ташқин бехәтәр.
Һәтта зор, мәғрурға чаплишар илләт.
Болушни билмисә сәмимий, кәмтәр!
Қойисән өзәңни уят, хорлуққа,
Мәғрурлуқ айланса тәкәббурлуққа! 
 
                      Җәмшит РОЗАХУНОВ.

Мана бу сонетниң инглизчә шәкли. Әнди сонетниң италиянчә шәклини нәзәрдин өткүзәйли:
                      
Яхшилиқ истигән адәмни көрдүм,
Өзиму һиммәтлик бир киши екән.
Қәлбиниң паклиғи қиларкән һөкүм,
Көзидә әкис етәр, пәзиләт дегән.

Яманлиқ тилигән адәмни көрдүм,
Көзидин, сөзидин яғиду зәһәр.
Жүрәкниң түки бар. Униңда чоқум,
Қарғиши зәһәрдин миң мәртә бәттәр!

Немишкә аләмгә патмиған бу шәхс,
Адими шәйтанға охшамдекин, бәс.
Адәмни өлтүрәр, шум қара нийәт.
Пак нийәт изгүлүк башламчиси һәм,
Диллардин жуюлар әндишә вә ғәм,
Бу шундақ егиләр, сунмас һәқиқәт!

                    Тельман НУРАХУНОВ.

Мана, жуқурида биз сонетниң икки хил шәклини көрүп чиқтуқ. Демәк, улар һәққидә азирақ болсиму тәсәввурға егә болдуңлар дәп ойлаймән. Мән икки шаирниң сонетини бәдиий йүксәк әсәрләр сүпитидә әмәс, бәлки мисал үчүнла алдим. Уларға баһа бериш өзәңларниң илкидә...
Сонетларниң һәр икки түри бойичә Өзбәкстан хәлиқ шаири, Өзбәкстан Дөләт мукапитиниң саһиби Барат Байқабилов наһайити үнүмлүк иҗат қилип, чоң иҗадий мирас қалдуруп кәтти. У пәқәт сонетла әмәс, униң икки шәкли асасида сонетлар гүлдәстилири билән сонетлар гүлчәмбәрлириниң йүксәк нәмунилирини мәйданға атқан вә бу шәкилни дәсләп өзбәк әдәбиятиға елип киргән қәләм саһибидур. Шундақла у сонетлар бойичә бир түркүм дастанларни яратқан, талантлиқ шаирдур. Шуңлашқиму «сонетлар өзбәк әдәбиятида өткән әсирниң 50-жиллири пәйда болушқа башлиған», дәп ишәшлик ейталаймиз.
Барат Байқабиловтин кейин өзбәк, әдәбияти мәйданида бирқанчә қәләмкәшләрму бу саһада иҗтиһат билән ишлиди. Униң шәкиллинишигә алаһидә күч чиқарди. Шу орунда Өзбәкстан хәлиқ шаирлири Рауп Пәрфи, Хуршид Дәвран, шундақла Абдулла Шерниң исимлирини алаһидә тилға алмақчимән. Уларниң қилған әҗирлири билән қолға кәлтүргән муваппәқийәтлири тәхсингә лайиқ. Һазирқи күндә көплигән яшлар бу шеирий шәкилниң йәниму гүлләп, тәрәққий етишигә өзлириниң мунасип төһписини қошуп келиватиду. Демәк, сонетларниң өзбәк миллий әдәбиятида техиму гүлләп-яшнап, қелиплишишиға яшлар қәтъийәтлик һәм иҗтиһатлиқ билән қәләм тәвритиватиду. Униң өмриниң парлақлиғи, мәңгүлүккә дахилдарлиғи яшларниң талант вә салаһийитигә бағлиқ десәк, һәргиз мубалиғә болмайду.
Әнди «Уйғур миллий әдәбиятида сонетлар қачан пәйда болушқа башлиди? Бу шеирий шәкилни әдәбиятимизға елип киргәнләр кимләр? Униң истиқбали қандақ?» дегән соалларға җавап беришкә интилип көрәйли.
Тәбиийки, вақит, заман өтүши билән йеңилиққа болған интилиш вә иштияқ күчийип бариду. Әлвәттә, биринчи нөвәттә, өзбәк вә уйғур тилиниң бир-биригә йеқинлиғи түпәйли, бу саһада сонетлар шәклидә өзбәк тилида чиққан китапларни муталәә қилиш арқилиқ, уларниң илһамлинип бирқанчә уйғур шаирлириму бу саһада өз иқтидарини намайиш қилди. Әкрәм Садирий, Җәмшит Розахунов, Тельман Нурахуновлар шулар җүмлисидиндур. Ейтмақчи, шаир Һезим Бәхниязовму бу йөнилишкә қизиқип, хелә сонетларни яратти. Әң муһими, уларниң сонетниң мәзмун-маһийитини чоңқур һис қилип, униң әдәбиятимиздин мунасип орун елишиға зор төһпә қошқанлиғини алаһидә тәкитләшкә әрзийду. Бәлки, һазирму бу саһада қәләм тәвритиватқан яшлиримизму барду. Немила болсун, шеирийәтниң бу шәклиниң тохтап қалмаслиғини тилигән болар едим...
Мәнму Ташкәнт Дөләт университетида тәһсил көргән пәйтимдин башлап, бу шеирий шәкилни яқтуруп қалдим, униңға чоңқур һөрмәт билән иштияқ бағлидим. Җүмлидин рус вә ғәрип шаирлири сонетлар топламлирини, иҗадий нәмунилирини издәп тепип, оқудум. Болупму нами жуқурида зикир қилинған өзбәк әдәбиятиға биринчи болуп сонетлар шеирий шәклини елип киргән иҗаткар Барат Байқабиловниң “Сәмәрқәнт сәйқили” сонетлар топлими вә “Сәмәрқәнт ушшағи” сонетлардин тәшкил тапқан дастани мени бәк қайил қилди. Шу чағларда «бизниң миллий әдәбиятимизда немишкә бу шеирий шәкил йоқ?», дәп тәәҗәплинәттим. Һәр һалда, худаға миң қатлиқ шүкри, биртүркүм қәләмдашлиримниң ишәшлик қәләм тәвритиши нәтиҗисидә сонет миллий әдәбиятимизға кирип, башқа шеирий шәкилләргә охшаш мустәһкәм орун алди. 
Бу шәкилгә мән студентлиқ чағлиримдин башлап мураҗиәт қилдим. Шундақ қилип, сонетларға болған сөйгү-муһәббәт жилдин-жилға күчийишкә башлиди. Ахири язғанлиримни жиғип-топлап, “Вапа гүли” дегән 7-томумға барчә сонетлирим билән йәттә сонетлар гүлдәстисини киргүздүм. Әлвәттә, сонет йезишни шуниң биләнла тохтитип қойғиним йоқ. Чүнки, муһәббәт билән көңүлдин орун алған нәрсини унтуш яки көңүлдин чиқириветиш әсла мүмкин әмәс екән. Демәкчи болғиним, сонетлар һазирму йезиливатиду.
Һәммә нәрсиниң испатлиқ болғини яхшиғу. Пикримниң дәлили сүпитидә әзиз оқурмәнләр диққитигә икки сонетимни һавалә қилмақчимән. 
         Жүрәк шатлиғим
Кәлгичә ишиңдин тақәтлирим-тақ,
Күтимән аһ, сени, тәшназар болуп.
Риштимдин меһриңгә бағлап иштияқ,
Йолуңға қараймән интизар болуп.

Тәлмүрүп бақимән әндишидә пат-пат,
Келип қаларму дәп, муштақ нигарим.
Ойлирим мисали чиқирип қанат,
Учиду алдиңға хушвақ дилдарим.

Келисән шундақ дәм, ишикни ечип,
Ханәмгә киргәндәк пәйиз һәм сөләт.
Бирдин қуяш кәби меһриңни чечип,
Күлбәмгә берисән күлкәңдин зенәт!
Сениң билән пүтмәс, жүрәк шатлиғим, 
Сөйгәндә, ләвлири қәндәк татлиғим.
    
                  Яд етәр диллар
Қай күни учраштим, сән билән дәсләп,
Алдимға кәлгәндиң назлиқ әркиләп.
Бешимға қонғандәк сәздим бәхит қушин,
Жүргәчкә мән көптин сеғинип, кинәп.

Шундин биз учришип жүрдуқ таки пат,
Қош жүрәк соқатти  болуп мундин шат.
Учраштуқ пинһанә, хаһи хилвәттә,
Көрмисун! — дәп, бизни яман көзләр ят!
Учраштуқ бостанда, бағларда ават,
Дилдики арзулар қаққандәк қанат.
Өзәңни һис әттиң Шерин мисали,
Мән сениң вәслиңгә ашиғи — Пәрһат!
Аридин, аһ, қанчә өтсиму жиллар,
Тунҗа учришишни яд етәр диллар!

Мән сонетларни йезиштин илгири әдәбиятқа қизиқидиған көплигән кишиләр билән учраштим, улар билән сөһбәтләштим. Сонет тоғрисидики тәсәввурлиридин учур таптим. Сонетлардин қетиқинип оқуғанларниң көпчилиги инглизчә сонетларниң дилға қонумлуқлиғини, чүшинишкә асанлиғини, әң муһими, улардики ғайивий-бәдиийликниң мәрамида екәнлигини, қобул қилиш асанлиғини тилға елишти. Уйғур мәктәплириниң жуқарқи синиплирида тәлим еливатқан оқуғучилардин сориғинимда, һәммиси дегидәк италянчә сонетларни яқтуридиғанлиғини тәкитләшти. Шәхән өзәм инглизчә сонетларни йезишқа алаһидә әһмийәт бәрдим...
Һәрқандақ әсәр асмандин елинмайду яки йәрдин үнүп чиқмайду. У ­­оқуп үгиниш, өзләштүрүшниң һәм тинимсиз әмгәкниң мәһсули. Шундақ екән, мәнму көп оқудум, өзләштүрдүм. Оқуғанлиримни жүригимгә қондурдум. Буларниң сәмәриси сүпитидә жуқурида тилға елинған “Вапа гүли” намлиқ 7-томлуқтин һәммә сонетлирим билән 7 сонетлар гүлдәстиси орун алди. Шу орунда бир нәрсигә ениқлиқ киргүзүп кетиш орунлуқ охшайду. Сонетлар гүлдәстиси бир мавзуға йезилған 15 сонетлар чатмисини өз ичигә алиду. Һә, сонетлар гүлчәмбири худди гүлдәстигә охшап кәтсиму, лекин, униң йәкүни 15-сонетида алдида йезилған 14 сонетниң дәсләпки мисралири елинип, ахирқи он бәшинчи сонет билән гүлчәмбәр йәкүн тапиду. Гүлдәстә билән гүлчәмбәрниң асасий пәрқи әйнә шуниңда.
Мән һәр қетим җаһан драматургиясиниң гүлтаҗиси һесапланған бүйүк талант саһиби, шаир вә драматург Вильям Шекспирниң өзбәк тилида нәшир қилинған “Бир очум нур” намлиқ сонетлар топлимини оқуп, һөзүр алимән. Өзәм издигән нәрсәмни тапқандәк болимән. Чүнки униң сонетлири йүксәк маһарәт билән йезилған. Оқуса жүрәккә қонидиған, өзлүгидин дилға кәвсәр булақтәк қуюлидиған сонетлар. Шекспир һаятида 37 сәһнә әсәрини яратқан. Улар дуниядики 200дин ошуқ милләт тиллириға тәрҗимә қилинип, сәһнилиридә қоюлған. Җүмлидин бүйүк истедатниң “Гамлет”, “Отелло”, “Король Лир” әсәрлириниң уйғур сәһнисидә қоюлғанлиғини мәмнунийәт илкидә тәкитлигүм келиду. Шаир сүпитидә болса, икки дастан вә йүздин ошуқ әҗайип ғайивий-бәдиий бәркамал сонетларни яритип, кәң китапханларниң муһәббитигә еришкән. Сөзүм испатлиқ болуш үчүн талант саһибиниң икки сонетини өз тәрҗимәмдә нәзәриңларға һавалә қилмақчимән:
“Мән яман көримән! — мана, шу сөзләр,
Җәһил ичрә чиқар яр дудақлиридин.
Етилип чиқсиму, аһ, хумар көзләр,
Мени қойғуси кәлмәс қучақлиридин.

Сүкүнат илкидә қалди бир муддут,
Һәммигә йетиду дегәндәк күчүм.
Шивирлиған гаһ наз, хаһи у миннәт,
Худди оқар охшаш артидин һөкүм.

“Мән яман көримән!” — десиму леви,
Һәдийә етәр өзи мәйин, хуш нигаһ.
Меһир билән баққач, өчти ғәзиви,
Қап-қара түнни жутқандәк дозақ.
“Мән яман көримән! Йәнә әшу доқ,
Қошуп қойди, “Сизни әмәс, тәсәддуқ!”.

***
Қаттиқ сөйгүнүмдәк өзәмни-өзәм, 
Җан-җенимға сиңип кәтмиш муһәббәт.
Бу дәрткә аләмдә бармекин төзүм,
Барму йәр йүзидә чарә вә қудрәт.
Гояки һөсүндә йеганидәкмән,
Аләмдә адәм йоқ, мәнчилик адил.
Гояки мән өзәм дурданидәкмән,
Җәвҗудатлар ичрә зерәгу-ақил.

Тосаттин көзгүгә чүшүп нәзәрим,
Көрдүм мән һәқиқий өз сүритимни.
Жиллар сизип кәткән қоруқ излирим,
Аңлидим хакисар, шор қисмитимни.
Сениң қияпәңдә көрүп өзәмни,
Язға қияслаймән, җеним, көзүңни!..

Бу сонетлар қуруқ әпқачти сөзләр тизмиси әмәс, бәлки уларда рәң, жүрәк тәпти, қайнақ һарарәт моҗут. Пикир ениқлиғиму кишини қайил қилиду. Қияслаш, охшитиш охшаш либасий гөзәллик сонетларниң йәниму назакәтлик, напасәтлик вә җазибидар чиқишини тәминлигән. “Гөзәллик – аләмни қутулдуриду!” дегәнлири шу болса керәк. Мән Шекспир сонетлирини һәр қетим оқуғинимда, худди деңиздәк долқунлинип кетимән. Вуҗудумни аллинечүк татлиқ сезимлар чулғавалиду. Бу, әлвәттә, шаирниң тапқурлуғиниң, сәзгүрлүгиниң вә маһаритиниң йүксәклигиниң қудритидур. Ейтмақчи, бу шәкилниң тәрәққий қилишиға йәни бир хәссас шаир Байронму мунасип төһписини қошти. Италиядә болса, Данте Аллегри униң йүксилишигә алаһидә күч чиқарди. Бу шаирниңму мәзкүр йөнилиштики иҗадий әмгәклири тәхсингә лайиқ. Немис қәләм саһиблири Генрих Гейне билән Шилларниң издинишлири өз нәтиҗисини бәрди, намини әлгә тарқатти һәм хәлиқниң қизғин алқишиға еришти.

Ташполат ИКРАМИЙ, 
шаир вә журналист.

                    


 

382 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы