• Нәшрият төһписи
  • 15 Сәуір, 2021

«Теки-теки тошқан»

Йеқинда пешқәдәм устаз, балилар язғучиси Қасим Исмайиловниң «Теки-теки тошқан» намлиқ китави йоруқ көрди.

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»

Қасим Исмайилов — балилар һаятиға беғишланған сәккиз китапниң муәллипи. Әнди униң новәттики бу китавиға «Тошқанниң сәргүзәштилири» сәһнә әсәри, шундақла бирнәччә һекайә вә мәсәллири киргүзүлгән.
Қасим Исмайиловниң мәктәп оқуғучилири үчүн йезилған сәһнә әсәридә зерәк вә қорқумсиз тошқанниң һаятида йүз бәргән вақиәләр һәм униң тапқурлуғи, маһарити баян қилиниду. Муәллип ушбу сәһнә әсәридә тошқанниң обризи арқилиқ адәмләрниң бойидики бүйүк инсаний хисләтләрни намайән қилишқа тиришқан. Тошқан өзиниң әқил-идриги, мунайим муамилиси, иллиқ анилиқ меһри билән анисидин айрилип қалған чашқанниң балилирини өз қойниға алғанлиғи һәрқандақ оқурмән-көрәрмәнниң қәлбини тәвритип өтиду.
Хулләс, мәзкүр сәһнә әсәриниң өсмүрләр үчүн тәрбийәвий әһмийитиниң моллиғи билән оқурмәнни қайил қилалайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

294 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы