• Асасий мақалилар
  • 15 Сәуір, 2021

Вакцинилаш давамлишиватиду

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Премьер-министр Асқар Маминни қобул қилди.

Учришишта Қасым-Жомарт Тоқаевқа мошу жилниң январь-март айлиридики иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятниң йәкүнлири вә мәмликәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик вәзийәт тоғрилиқ доклад қилинди.
Берилгән мәлуматларға мувапиқ, һесават бериливатқан вақитта ихтисатниң реал сектори турақлиқ иҗабий көрсәткүчни намайиш қиливатиду. 
Асқар Мамин Дөләт рәһбиригә мәмликәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик әһвал тоғрилиқ әхбарат бәрди. Һазир инфекциялик орунларниң 41 пайизи, реанимациялик орунларниң 27 пайизи бәнт. Бийил апрель ейидин тартип регионларда һәр айда икки миллион адәмгә вакцина селиниду. Сентябрьдә 10 миллион гражданни вакцинилашни аяқлаштуруш планланмақта. 
Премьер-министрниң сөзичә, саламәтликни сақлаш системиси дора-дәрмәкләр вә медицина буюмлириниң зөрүр көләми билән тәминләнгән. Медицина мәһкимилиридә дора-дәрмәкниң бир айлиқ, «СК-Фармация» амбарлирида вә дориханиларда икки айлиқ запаси бар. Барлиқ регионларда дора-дәрмәк, сақлиниш васитилири вә шприцларниң үч айға молҗаланған турақлаштуруш фондлири моҗут бар. 
Учришишта шундақла дөләт программилириниң әмәлгә ашурулуши, Қазақстанниң ЕАИИда рәислик қилишиниң асасий йөнилишлири, инвестицияләрни җәлип қилиш, ихтисат саһалирини техиму чоңқур рәқәмләштүрүш вә Һөкүмәт ишиға рәқәмлик қарарларни җарий қилиш, аһалини иш билән тәминләшни қоллап-қувәтләш, иҗтимаий әһмийәткә егә товарлар баһаси турақлаштуруш бойичә көрүлүватқан чариләр муһакимә қилинди.
 Униңдин ташқири Асқар Мамин Президентқа 1-апрельда ОПЕК+даирисидә 15-министрлар учришишиниң өтүп, униңда нефть чиқиришниң бир тәвлүктики миқдарини қошумчә алтә миң баррельға көпәйтишни көздә тутидиған Қазақстан үчүн айрим шәртләрниң келишилгәнлиги тоғрилиқ әхбарат бәрди. Мошуниң асасида жил нәтиҗилири бойичә нефть қезиш саһасида иҗабий көрсәткүч тәминлиниду.

899 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы