• Қәлб төридики инсанлар
  • 21 Сәуір, 2021

Көпчиликни тәврәткән адәм

Пәнҗим йезилиқ округиниң баш жигитбеши Адилҗан Ғоҗамбәрдиев жутумизға «Уйғур авази» гезити хадимлириниң келидиғанлиғини ейтип, мени улар билән болидиған учришишқа тәклип қилди.
 Учришиш болғанда, қәрәллик нәширләргә, җүмлидин “Уйғур авази” гезитиға муштири топлашқа беғишланған жиғин екән. Мана, жиғилғанларниң һәммиси тақәтсизлик билән күткән учришиш – жиғинму башланди. “Уйғур авази” гезитиға вакаләтән кәлгән меһманлар тонуштурулғандин кейин күн тәртивидики мәсилини өзара муһакимә қилишқа башлидуқ. Арида Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаев сөз елип, күн тәртивидики мәсилә бойичә өз ойини очуқ вә ениқ фактлар асасида изһар қилди.
Бийил, худайим буйриса, наһийәмиз бойичә “Уйғур авази” гезити муштирилириниң санини 4000ға йәткүзимиз, бир жилдин кейин бу рәқәм 5000ни тәшкил қилидиған болиду, – деди Ризайдин Сейитоғли. — Бу ейтқанлиримиз қуруқ сөз яки болмиса орунланмайдиған вәдә әмәс. Әгәр биз наһийәдики жигитбашлириниң, ханим-қизлиримиз билән барлиқ миллий мәдәнийитимиз җанкөйәрлириниң ишини тоғра уюштурушни билсәк, көңлимизгә пүккән бу пәллини сөзсиз қолға кәлтүримиз. Униң үчүн бизгә бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқирип, умуммәнпийәт йолида «һардим-талдим» демәй әмгәк қилишқа тоғра келиду. Шуңдақ екән, бүгүн мошу баш қошушқа қатнишиватқан барлиқ яркәнтлик жутдашлиримни муштири топлаш мәвсүминиң утуқлуқ өтүшигә биркишилик һәссисини қошушқа чақиримән.
 Ризайдин Сейитоғлиниң бу сөзидин тәсирләнгиним шунчиликки, дәрһал өзәм истақамәт қиливатқан Төвәнки Пәнҗим йезисида келәр жил үчүн “Уйғур авази” гезитиға муштири топлашни өз һөддәмгә елип, ишни қизғин башлавәттим. Уқушсам, йезимизда гезитимиз оқурмәнлириниң сани 40тин ашмайдекән. Шу жили беваситә мениң қатнишишим билән йезида 60 аилә “Уйғур авази” гезитиға йезилди. Өткән жили болса, 100 уйғур аилиси истиқамәт қилидиған Төвәнки Пәнҗимдә муштирилар сани 97 адәмни тәшкил қилди. Чүнки бу ишниң бешида Ризайдин Әйсаев турди. У биздин, йезимиздики җәмийәтлик ишларниң активистлиридин, мошундақ болушини тәләп қилди. Һә, биз униң бу тапшурмисини җандилимиз билән қобул қилдуқ вә уни орунлашқа бар күч-ғәйритимизни салдуқ.
 Йәнә бир вақиә задила ядимдин чиқмайду. Булту Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң бир топ активистлири Төвәнки Пәнҗим оттура мәктивидә учришиш өткүзди. Шу башқошушта муәллим Заһидәм Тохтибақиева меһманларни башлап кәлгән Ризайдин Әйсаевқа мураҗиәт қилип, мундақ деди: «Мениң бу мәктәптә ишләватқинимға 30 жилдин ашти. Бирақ бир қетимму наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизидин мунчивала вәкил келип жиғин өткүзмигән. Бүгүнки учришиштин көңлимиз су ичти, силәргә чоң рәхмәт. Хелидин бери бизгә арам бәрмәй келиватқан проблемилар билән толуқ тонуштуңлар. Әнди уларниң йешилишигә силәрниңму һәмдәм болидиғиниңларға ишәнчимиз камил. Бүгүн бу учришишқа мәктивимиздин 30 муәллим қатнишиватиду. Әйнә шу 30 муәллимниң һәммиси һазирла, силәрниң көз алдиңларда, келәр жил үчүн “Уйғур авази” гезитиға муштири болиду». 
 Заһидәм Тохтибақиеваниң мундақ дәп кесип ейтишиға Ризайдин Сейитоғлиниң мошу баш қошушта ейтқан төвәндики сөзи сәвәп болди дәп ойлаймән.
Мәктивиңларға келиштин илгири биз Қорғас йезисида болуп, мошундақ учришиш өткүздуқ, — дегән еди Ризайдин Сейитоғли. – У йезида йеши 90гә тақап қалған Зоя Степановна дегән рус аяли яшайдекән. Қорғаслиқ қериндашлар у момайни күтүп-беқишни һөддисигә апту. Учришишта Зоя Степановна “Мән кәңқосақлиқ уйғур хәлқиниң иссиқ алиқинида яшаватимән. Уйғурларға миннәтдарлиғим чәксиз. Шуңа келәр жил үчүн “Уйғур авази” гезитиға мәнму йезилимән” дәп ахчисини җәмийәтлик асаста муштири топлиғучиға қолму-қол бәргәнлигиниң гувачиси болдуқ.
 Бу сөзләрдин кейин қандақму өзәңниң ана тилиңдики гезитқа муштири болмайсән?! Шу жиғиндила 30 муәллимниң гезитимизға толуқ йезилғанлиғиниң бирдин-бир сәвәви шу болди дәп ойлаймән.
 Жуқурида ейтқанлирим Ризайдин Әйсаевниң күндилик паалийитидин елинған бир-иккила мисал вә өзәм шаһиди болған вақиәләр. Ейтишларға қариғанда, мәрһум бай һаятий тәҗрибиси билән чоңқур билимини миллий мәдәнийитимизниң тәрәққиятиға сәрип қилишни билди. Болупму Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси болуп сайланғандин кейин униң бу йөнилиштики паалийити наһайити утуқлуқ вә нәтиҗидарлиқ болди. Әнди наһийәдә хәлиқләр достлуғи билән милләтләрара разимәнликни техиму мустәһкәмләшкә қошқан һәссисиниң жуқури екәнлигини һәрбир яркәнтлик мәмнунийәт билән тилға алиду. 
Униң әмгигиму мунасип баһаланди. Маарип саһасидики көпжиллиқ әҗри түпәйли “Қазақстан Маарипиниң әлачиси” намиға сазавәр болди, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини аталди, Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиқ тәвәллудлуқ медали вә Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң “Бірлік” алтун медали билән тәғдирләнди.
 Әр исми – әл ядида демәкчи, пүткүл аңлиқ һаятини өз хәлқиниң мәдәнийитини тәрәққий әткүзүшкә беғишлиған Ризайдин Әйсаевниң ярқин қияпити уни қәдир тутқан жутдашлириниң қәлбидә мәңгү сақлинидиғанлиғиға ишәнчим  камил.

Ризванәм РОЗИЕВА.
Панфилов наһийәси.

269 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы