• "Рухани жаңғыру"
  • 21 Сәуір, 2021

«Жутумиз — ават, йегинимиз — нават»

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Буниңдин икки жил илгири, Талғир наһийәсиниң Гүлдала йезисиға йеқин йәрдә авиапаҗиә йүз бәргән еди. Гүлдала йезиси аһалисиниң тәхминән 70 пайизини тәшкил қилидиған уйғурлар әшу апәт йүз бәргән җайда қутулдурғучиларни иссиқ тамақ билән  тәминләшни қолға алди. Кейин, аридин көп вақит өтмәй, бу ишқа Қизил Туғ вә Қизил Ғәйрәт йезилириниң активистлириму қошулди. 
Он күнгә йеқин һечкимниң буйруқ-пәрманисиз вә бирәвлириниң мәҗбурлиши түпәйли әмәс, бәлки жүрәк әмри билән иш тутқан гүлдалалиқларға шу чағда шәхсән Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев алаһидә миннәтдарлиқ билдүрүп, Тәшәккүрнамә әвәтти. Бу, әлвәттә, Гүлдала жути аһалисиниң инақлиғиниң, бешиға қайғу-дәрт чүшкән инсанларниң, уларниң ким болушидин қәтъий нәзәр, дайим ярдәм қолини сунушқа тәйяр екәнлигини көрсәтсә керәк. 
Әлвәттә, биз роһий җәһәттин биллә болсақ, ашмайдиған даван йоқ екәнлиги ениқ. Бу җәһәттин бизни әйнә шу йөнилишкә башлайдиған, йол-йоруқ көрситидиған йәнила шу жигитбашлиридур. Бу «саһада» хелила тәҗрибигә егә Гүлдала йезисиниң баш жигитбеши Азат (әсли исми Абдурәһим) һаҗим Қурбановму — әйнә шундақ инсанларниң бири. Жутдашлириниң униңға болған ишәнчиси жуқури. Умумән, бир еғиз сөз билән ейтқанда, һәрбир сөзи йәрдә қалмайдиған дәриҗигә йәтти. Шуңлашқа жуқурида ейтилған самолет апитигә мунасивәтлик чарә-тәдбирләр әйнә шу бизниң Азат акимизниң тәшәббуси вә уюштуруши арқилиқ утуқлуқ әмәлгә ашурулуп, жутниң аброй-инавити һәшләргә көтирилип кәтти.
Азат акимизни, биз гезит хадимлири, дайим өзимизниң җанкөйәри һәм йеқин дости сүпитидә тилға алимиз. Чүнки у — һәр жили муштири топлаш мәвсүмидә биринчиләрдин болуп бизни қоллайдиған инсанларниң бири. Һалимизни пат-пат сорайдиғанму шу. Жираққа бармайла, өткән жилнила алсақ, у жигирмигә йеқин адәмниң гезитқа йезилишиға һамийлиқ қилди. Униң яхшилиғидин имканийити яр бәрмигән бир топ қериндашлиримиз гезитимизниң муштири болди. У өзиниң орунбасарлири — Инәмҗан Мәмәтәлиев, Кәримҗан Розибақиев, Һашимҗан Нурмашев, Рәхмитулла Мәңсүров, Қуддус Мусаев, Қасимҗан Камалов кәби милләтпәрвәр инсанлар билән бирликтә йезида муштири топлаш мәвсүмини утуқлуқ жүргүзүшкә бар күчини сәрип қилип келиватиду. Бу ишта Айшигүл Тохтиева рәһбәрлигидики ханим-қизлар кеңиши вә Маһинур Ләтипаева башқуруватқан йезилиқ мәдәнийәт мәркизиниң паалийәтчанлиғи тоғрилиқму шундақ дейишимиз мүмкин. Уларниң тиришчанлиғи һәм хәлқимизниң тәғдиригә бепәрва қаримай иш елип бериши түпәйли бүгүнкидәк еғир вәзийәттиму жутниң ишлири илгәркидәкла мувапәққийәтлик кетип бариду. 
— Ука, һәқиқәтәнму адәмләрни гезит-журналларға йезиш яки башқа җамаәтчилик ишлириға җәлип қилиш кейинки вақитта убданла қийинлишип кәтти, – деди Азат һаҗим сөһбитимиз давамида. – Худаға шүкри, һелиму мәлимиздә «Назугум» дәп нам алған ханим-қизлар кеңиши бар екән. Шуларниң шиҗаәтлик әҗри түпәйли көптин қалмай келиватимиз. Коча жигитбашлириму тохтимай, тиришчанлиқ билән һәрикәт қиливатиду. Бирақ, йошуридиғини йоқки,  айрим қериндашлиримизниң тәрсалиғи һелиму бар. Уларниң алдиға бир баримиз, икки баримиз. Иш қилип, нәччә түрлүк банә-сәвәпләрни тоқуп, биздин қутулушқа тиришиду. Виждан әмри билән «Мону мениң ана тилимда чиқиватқан гезитқу, уйғурларниң һаятида немә вақиәләр бар екән?» дегән соални өзи өзигә қоймиған адәмгә һечнәрсә дегили болмайдекән. Уйғур синиплириға бала топлаштиму шу әһвал. Көп вақитларда ата-анилар оқуғучиларға керәклик оқуш-қураллириниң йетишмәйдиғанлиғини банә қилишиду. Әнди мону таҗсиман вирус уларни техиму һәләйкүмгә салдидә, бийилқи муштири топлашму, бала жиғишму өз дәриҗисидә әмәлгә ашмай қалди. Мундақ әһвалда уларни чүшинишкә тоғра келиду.
Азат һаҗимниң ейтқанлириға қошулмай мүмкин әмәс. Бизла әмәс, бәлки пүткүл дуния әһли сәрсанчилиққа патқан бүгүнки күндә һәрким өзиниң ғеми билән бәнт. Көплигән иш-реҗилиримиз бузулди. Хоп, бу күнләрму өтүп кетәр. «Үмүтсиз шәйтан» демәкчи, барчимиз нийитимизни таза тутуп, әтимизниң парлақ болушини истисәк, һаман яхши заманларға йетидиғанлиғимиз ениқ. 
Әнди йенип қәһриманимизниң һаят-паалийитигә кәлсәк, у һәрқандақ ишни дәсләп жутниң мөтивәрлири, ақсақаллири, йәни Иврайим Исмайилов, Ярмәһәмәт Илахунов, Мүсрәт Мухтәров, Абдурешит Кебиров, Садир Гайитов, Ғоҗәхмәт Қасимов, Нурәхмәт Җәмшитов, Матудахун Худайбәрдиев вә Икрам Намәтов билән мәслиһәтләшкәндин кейинла әмәлгә ашуриду. Азат һаҗим устаз сүпитидә Гүлдала йезисиниң сабиқ жигитбашлири Злавдун Авдинов билән Турғанҗан һаҗим Керимовниң исимлирини пәхирлиниш илкидә тилға алди. Ундақ болмайму мүмкин әмәс. Сәвәви, у жут башқурушта улардин көп нәрсиләрни үгәнди. Билмигинини шулардин билди. Болупму миллий урпи-адәтлиримизни сақлап, уларни яш әвлатниң бойиға сиңдүрүштә улардин алған тәҗрибисигә таянди. Шу түпәйли һазир жутта исрапчилиққа йол қоюшниң, яшларниң натоғра йолларни таллап, һәрхил диний еқимларға кирип кетишниң алдини елиш мәсилилири рәтләнди. Нәзир-чирақ билән той-төкүнгә йейилидиған дәстиханларда қәтъий рәсим-қаидиләргә риайә қилинишқа башлиди. Яшлар болса, мәшрәп қуруп, көпинчә спорт билән шуғуллинип, уларниң арисидин һәтта чемпионлар йетилип чиқиватиду. Уларға дин тәрәптин тоғра чүшәнчә берип, һәқ билән наһәқни айривелишиға түрткә болуватқан имам Исмайилҗан Бақиевниң әмгигини алаһидә тәкитләшкә әрзийду. 
— Жутумизда мана мошундақ «вәтиним, хәлқим вә миллитим» дәп хизмәт қиливатқан инсанларниң барлиғи түпәйли, «жутумиз – ават, йегинимиз – нават» яшаватимиз, – дәйду Азат һаҗим. ­– Мән уларниң мени дайим қоллап-қувәтләп, ейтқинимни йәрдә қоймай ишләватқиниға чәксиз миннәтдарлиғимни билдүримән. 
Азат һаҗим беваситә өзиниң вәзиписидин ташқири, йезида истиқамәт қилидиған башқа милләт вәкиллириниң рәһбәрлири билән турақлиқ учришишларни өткүзүп турушни адәткә айландурған. Буниң милләтләрара достлуққа селинған һул екәнлигидә шәк-шүбһә йоқ. Уларниңму, өз новитидә, қериндашлиримизға нисбәтән мунасивити иҗабий. Һәрқандақ ишта өм болушниң тәрәпдари. Йоқ әмәс турмушта йүз берип туридиған әрзимәс ишларда икки тәрәпниң мәсилисини әйнә шу инақлиқ билән йешишкә тиришиду. Һә, буниңдәк бирликни қолға кәлтүргән инсанларға пәқәт апирин ейтиш һаҗәт болса керәк. 
Мустәқил Қазақстан Җумһурийитидә моҗут бирлик-достлуқни сақлашқа салмақлиқ һәссисини қошуватқан Азат һаҗим Қурбанов бу күнләрдә шанлиқ 60 яшлиқ мәрикисини нишанлаватиду. Рәпиқиси Зоһра Аҗетова билән өй-отақлиқ болуп, төрт пәрзәнт тепип, уларниң җәмийәттә өз орнини тепишиға зәмин яратқан «Гүлдалалиқ Азат акимизни» миңлиған гезитханлар намидин сәмимий тәбрикләп, тениға саламәтлик вә ишиға утуқ тиләймиз.

250 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы