• COVID - 19
  • 21 Сәуір, 2021

Вакцина селиш сүръити кәскин өсти

Алмута вилайитидә COVID-19 вирусиға қарши вакцина селиш сүръити кәскин өсти. 
Йәттису тәвәсидә эпидемиологиялик әһвал кәскин пети қалмақта: илгәркидәкла бир тәвлүктә 250тин ошуқ адәмниң ағриққа муптила болғанлиғи тиркәлмәктә. Регион “сериқ” зонида туруватқан болсиму, һазирчә әһвал турақлашти дәп ейтишқа әтигән.
Бу әһвалда Алмута вилайити бойичә санитарлиқ-эпидемиологиялик назарәт департаментиниң аһали арисида вакцинилаш ишиниң кәскин өскәнлиги тоғрилиқ әхбарати кишини бираз хошал қилиду. Ахирқи мәлуматларға қариғанда, 90 миңдин ошуқ адәмгә әмләткә селинди. Вакцинилаш башланғандин тартип әмләткиниң ян тәсири байқалмиған.
Йеқинда саламәтликни сақлаш министри Алексей Цой вилайәтниң Талғир вә Әмгәкчиқазақ наһийәлиридики бирқатар медицина мәһкимилирини зиярәт қилип, регионда таҗсиман вирусқа қарши күришиш бойичә жүргүзүлүватқан ишқа иҗабий баһа бәрди. Министрниң сөзичә, йезиларда медицинилиқ ярдәм яхши йолға қоюлған, әмләткә кабинетлири ишләватиду, лазим болған һарарәтни сақлайдиған көчмә музлатқу камерилири бар. 
– Биз вилайәтниң санитарлиқ транспорт, дора-дәрмәк вә айрим сақлиниш васитилири билән тәминлинишиниң жуқури дәриҗидә екәнлигини көрүватимиз, – дәп тәкитлиди министр. – Әң муһими, орунлар сани, җабдуқлар йетәрлик. Аһали арисида паракәндилик йоқ, улар қачан вә қәйәргә мураҗиәт қилишни билиду, давалашниң ениқ схемилири бар.
Йәрлик һакимийәт орунлириниң мәлуматлириға қариғанда, умумән 1,1 миллион адәмгә вакцина селиниши керәк. Көчмә бригадиларниң иши түпәйли йеза турғунлири әмләткә салдуруш үчүн наһийәлик ағриқханиларға бармайду. 
Ахирида шуни қошумчә қилимизки, Алмута вә Алмута вилайити регионлуқ штаблири оттурисидики келишим бойичә мегополиста ишләватқан вилайәт йезилириниң турғунлири, нопусиниң қәйәрдә екәнлигидин қәтъий нәзәр, ишләватқан җайи бойичә әмләткә салдуралайду.

323 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы