• COVID - 19
  • 21 Сәуір, 2021

Мәктәп оқуғучилириму ағримақта

Һөкүмәтниң йеқинда өткән мәҗлисидә җумһурийәт саламәтликни сақлаш министри Алексей Цой мәктәп оқуғучилири арисида таҗсиман вируси билән ағриватқанларға бағлиқ вәзийәт һәққидә ейтип бәрди.
Билим елишниң әнъәнивий түри җарий қилинған пәйттин тартип мәктәп оқуғучилири арисида таҗсиман вируси билән ағриватқанларниң сани кәскин өсти. Төртинчи чарәкниң башлиниши билән 3706 оқуғучи, шу җүмлидин офлайн оқуған — 1093, онлайн билим алған 2613 бала ағриған. Төртинчи чарәктә әнъәнивий түрдә билим алған мәктәп оқуғучилири Қизилорда, Қариғанда, Шималий Қазақстан вилайәтлиридә ағриқни көпирәк жуқтурған. Әнди Нур-Султан вә Алмута шәһәрлиридә онлайн-режимда билим алғанлар арисида ағриқни жуқтурғанлар байқалди, — дәйду министр.
Мошуниңға бағлиқ йәрлик һакимийәтләр билим бериш тәшкилатлирида санитария-эпидемиологиялик тәләпләргә риайә қилинишини вә ағриқниң алдини елиш чарилирини орунлинишини қәтъий тәминлиши тегиш. Атап ейтқанда, әтигәнлик тазилиқ ишлирини жүргүзүши, ниқап тақашни сақлиши, бөлмиләрниң вақти-вақтида тазилиниши вә дезинфекциялинишини тәминлиши лазим. Шундақла қизил зониға киргән регионларда билим беришни офлайн-режимға көчәрмәслиги керәк, – дәп йәкүнлиди сөзини идарә рәһбири.

365 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы