• Әхбаратлар еқими
  • 21 Сәуір, 2021

Шаир — сөз зәргари

Мәктәптики оқуғучилиқ дәвридин башлап та һазирғичә қәлимини ташлимай келиватқан шаир вә журналист Нурәхмәт Әхмәтовниң исми яркәнтликләргила әмәс, бәлки униң сиртида яшаватқан уйғур әһлигиму яхши тонуш. 

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Чүнки у Ташкәнт шәһиридики Дөләт университетиниң шәриқ факультетини муваппәқийәтлик тамамлап, әмгәк паалийитини миллий мәтбуатимизниң карванбеши болған «Кәмбәғәлләр авази» (һазирқи «Яркәнт тәвәси») гезитида башлап, кейин җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң Панфилов наһийәси бойичә өз мухбири хизмитидә ишлиди. Мәтбуат билән әдәбият саһасида тинмай иҗат қилип, нурғунлиған публицистикилиқ мақалилар билән шеир, поэма, баллада вә рубаийларни яратти. Дәсләпки шеирий топлими «Баһар нахшилири» дәп аталса, кейин йоруқ көргән «Яхшилиқ истәймән», «Дәрдиң билән яшаймән», «Рәңму-рәң аләм» вә башқиму топламлири китапханлар тәрипидин қизғин қарши елинди. 
 Бу қетим шаирни 70 яшлиқ тәвәллуди билән тәбрикләп, өйигә қәдәм тәшрип қилған Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси вәзиписини атқурғучи Азат Гайитов башлиған бир топ миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири (сүрәттә) жут намидин униңға иллиқ тиләклирини изһар қилди. 
— Елимизниң Тунҗа Президенти, Елбасы — Нурсултан Назарбаев «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисидики «Туған жер» лайиһисидә: “Вәтәнпәрвәрлик киндик қениң төкүлгән йериңгә, туғулуп өскән елиңгә дегән муһәббәттин башлиниду” дәп алаһидә тәкитлиди. Мана сиз шаир сүпитиңиз билән һәрбир әсәриңиз арқилиқ өскиләң әвлатни вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләп келиватисиз. Ундақ болғини сиз шеирлириңизда Улуқ Ипәк йоли бойидики йәр җәннити – Яркәнтниң өтмүши билән бүгүнини, униң меһнәткәш хәлқини, көпмилләтлик тәвә хәлқиниң достлуғи билән бирлигини, жутумизниң гөзәл тәбиитини әҗайип маһирлиқ билән тәсвирләп келиватисиз. Шуңа биз сизниң шеирлириңизни зор иштияқ билән оқуймиз. Бу мәрикилиқ күнләрдә сизгә мустәһкәм саламәтлик, көңүл хатирҗәмлигини тиләймиз, — деди Азат Гайитов.
Шаирға наһийә жут-җамаәтчилиги намидин тәбрикнамисини тапшуруп, учисиға чапан йепип, һөрмәт билдүрди. Шундақла пешқәдәм устаз, жигитбеши Алимҗан Ташмәтов билән Турғанҗан Қурбанов, Аблеким Қурбанов, Турғанҗан Зайитов вә башқилар көрнәклик қәләм саһибиға өзлириниң  сәмимий тиләклирини изһар қилди. 

Панфилов наһийәси. 

Пәрһат ҺӘМРАЕВ чүшәргән сүрәт.

449 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы